Басты бет ҰЛЫ ОТАН СОҒЫСЫНДАҒЫ ЖЕҢІС ҒАЛИБИЙӘТ КҮНИДИКИ ТӘНТӘНӘ

ҒАЛИБИЙӘТ КҮНИДИКИ ТӘНТӘНӘ

0
396

9-Май. Әтигәнлик саат 11,00. Тағ бағриға жайлашқан гөзәл йезиларниң бири Чоң Ачиноқа мәһәллисидә зор тәнтәнә. Бу күни жут әһлиниң барлиғи йезидики Заманбек Баталханов намидики оттура мәктәп бенасиниң алдидики мәйданға жиғилған. Йешиллиққа пүргәнгән мәһәллини күн өз нури билән қизитип, алаһидә бир нәпис һид һәдийә қиливатқандәк сезиләтти. Мәктәп алди вә мәйданчә түрлүк нәқишләр, рәсимләр вә шиарлар билән безәлгән. Бу көрүнүш һәқиқий хошаллиқтин хәвәр берип туратти. Адәмләр мәйдан әтрапиға қоюлған бәлдиң вә орундуқларға хуш муамилидә олтиришмақта. Бирдин мәктәп алдиға йочун болған машинилар келип тохтиди. «Меһманлар кәлди» дейишип, һәммә шу яққа нәзәр авдурди. Кәлгән меһманлар наһийәмизниң жай-жайлиридин болуп, ғалибийәт күнини мубарәкләш үчүн кәлгән кишиләр екән. Меһманлар қоллирини көксигә қойған һалда һәммигә иллиқ салам берип, бәлгүләнгән орунларға барди.

Риясәтчи чиқип, жиғилишниң мәзмун-маһийити билән тонуштурди. Умумән бу тәнтәнә Ғалибийәт күни һарписида елимиздики «Январь вақиәсигә» бағлиқ болуп, шу мудһиш күнләрдә өзиниң виждани, һар-номуси билән иғвагәрләрниң йолини кесиш жәриянида вапат болған жут оғлани Шавкәт Әмирдинов Шатлиқ оғлиниң хатирисигә кәлгән меһманларни тонуштуруп, сөз бәрди. Риясәтчи илгири мәлум қилғинидәк, жәңчиниң һаят йолидин мәлумат берип, сөзни наһийә һакими Шөһрәт Нурахуновқа бәрди.

-Һөрмәтлик жамаәт, арқа сәптә хизмәт қилған ака-һәдиләр, һәммиңларни алдинқи атилип өткән роза һейти вә Қазақстан қураллиқ күчлири мәйрәмлири, шундақла  дунияни тәврәткән Улуқ Вәтән урушиниң түгигинигә 77 жил болсиму, уруш салған азап-мәшәқәтниң дәрди техичә тохтар әмәс. Қан төкүлгән жайлардин гүлләр үнсиму, рәһимсиз жиллардики тәшвишлик авазлар задила унтилар әмәс. Лекин күчлүк армиямиз бу дәһшәттин қутулдурғиниға һеч ким шәк кәлтүрмәйду. Нәтижидә арманлиған, бәхиткә тәлпүндүргән күнләрни бәхш әткән 9-май – Мәңгү жасарәт мәйрими билән сәмимий тәбрикләймән, — дәп наһийәдики йеңилиқ вә тирикчиликләрдин учур берип өтти. Сөзини давамлаштуруп: — Улуқ вәтән уруши мәрикиси һарписида елимиздики «Январь вақиәсидә» қаза болғанларниң роһиға баш егип тазим етимиз. Шундақла оғланимиз Шәвкәт Әмирдиновниң әрлиги бизниң жүригимиздә мәңгү сақлиниду. Униң Вәтәнгә дегән чәксиз муһәббитиниң, яшларни әрлик билән патриотизм роһида тәрбийиләшниң өлчими йоқ үлгиси дәп билимиз, бу күнни елимизниң келәчәк әвлат вәкиллири техи талай хатириләп әсләйдиғини сөзсиз. Биз шундақ жәңгиварлиримизниң жәсурлуқлирини намайиш қилип, роһлири алдида дайим баш егимиз, — дәп сөзини түгәтти. Сөзни алған Райымбек чегара башқармисиниң башлиғи подполковник А.А. Акимбеков:

-Чегара хизмитини көз қаричуғидәк қоғдаватқан жәңчиләрниң аләмшумул ғәйритини биз һеч қачан йоққа чиқиралмаймиз. Мән бүгүнки Ғалибийәт мәйрими тәнтәнисидә шуни алаһидә етирап қилимәнки, елимиздики январь вақиәси күнлиридә һәрбий қураллиқ күчлиримизниң жәсуранә әрликлирини дайим тилға елип, мәдһийиләймиз. Шундақ жәңчилиримизниң бири Шавкәт Шатлиқ оғлиниң террорчиларға қарши һәрикитидики ирадисини, қорқумсизлиғини тәвриниш билән әсләймиз. Униң һәрбий хизмәттики жасарити келәчәк әвлатқа үлгә боларида һеч қандақ гуман йоқ, — дәп яшларниң вәтәнпәрвәрлик һиссиятқа хас хисләтлирини ейтти. Андин минбәргә көтирилгән наһийәлик ветеранлар кеңишиниң рәиси Есуянов һәммини Ғалибийәт мәйрими билән тәбрикләп келип:

-Наһийәмиздин Улуқ Вәтән урушиға 4461 қатнашқан. Униң ичидә 1786 адәм жәң мәйданида вапат болған. Вақит өткәнсири уруштин аман-есән қайтқан батурлиримизниң қатари шалаңлишип, бүгүнки күндә икки ветеран қалди, — дәп у жилларға обзор берип келип, — Елимиз Мустәқил дөләт болғандин кейин, чегаримизни кечә-күндүз күзитидиған, ички течлиқни сақлайдиған, дөләтниң бехәтәрлигини тәминләйдиған һәрбий хизмәтчилиримизниң бәрдашлиқ, төзүмлүк болуп, һәр қандақ хәтәргә тақабул туруш һажәтлиги – у Президентимизниң тапшурмилириға қәтъий жавап бериштур, — дәп сөзини түгәтти.

Һәммә бир минутлуқ сукунат илкидә жәңчи қәһриманларни хатирилиди. Андин наһийә һакими Ш.Нурахунов жәңчи оғланимиз Ш.Әмирдиновқа жуқарқи қол башчи тәрипидин берилгән «Алаһидә жәңгиварлиғи үчүн» медалини аниси Қәлбинурға тапшурди.

Сөзгә бовиси Турғанжан Шәрипов, мәһәллә ақсақали Б.Шормақов, қериндиши Л.Бавахуновалар чиқип, кәлгән меһманларға, уни уюштурған наһийәлик һакиматқа, шундақла тәнтәнигә зоқ киргүзгән, сәп түзәп турған  20дин ошуқ  Райымбек чегара хизмитиниң һәрбий қисимиға вә жирақ-йеқиндин кәлгән қериндашларға өзлириниң миннәтдарлиғини билдүрди.

Ахирида Улуқ Вәтән урушиниң ветеранлириға беғишлиған ядикарлиқ гүлханға наһийәлик һәрбий чегара бөлүминиң, мәктәп коллективиниң, қериндашлириниң ясиған гүлчәмбәрлири қоюлди. Бу мәзгилдә вәтәнпәрвәрлик нахшилар яңрап турди.

Бу өткүзүлгән иш-чарә хәлиқни бирликкә, течлиқ һаятқа, шундақла милләтләр ара инақлиқниң нә қәдәр әвзәллигини йәнә бир рәт көрсәтти. Жәмләп кәлгәндә, бу сәнә көпчиликкә зор тәсират қалдурди.

                                                                  ХУДАВӘДИ  МӘҢСҮРОВ

 

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

“Ардагерлерді ардақтайық” жобасы

“Ардагерлерді ардақтайық” жобасы аясында 9 мамыр мерекесінде бүгін “AMANAT” партиясы Ұйғыр…