ӨЧМӘС ИЗЛАР

0
228

    Һә, жасарәт – мәңгүлүк. Немис-фашистлириниң адәм төзгисиз қийнашлири, әмәлдә болған хәлиқ арисидики ачсизлиқ, дөләт ичидики вәйранчилиқлар қанчә жиллар өтсиму әстин техи чиққини йоқ. Миллионлиған анини — пәрзәндидин, пәрзәнтни — атидин, аялини — яридин айриған уруш яриси сақайғини йоқ. Вәтән үчүн қан кәчкән атилар билән арқа сәптә қийинчилиқта өмүр сүргән аниларниң, балиларниң қәһриманлиғини, жасаритини унтимаймиз. Биз шуларни әсләйдекәнмиз, «Өлүк рази болмай, тирик бейимас» ибарисини ойлимай мүмкин әмәс. Биз шу дәһшәтлик жиллардин тарихий әслимиләр ейтип вә йезип көрситиш арқилиқ келәчәк әвлатларға қалдуридиған бирдин-бир муқәддәс борчимиздур…

Бәзидә йеқин адимиңниң тонушлирини көргәндә, худди униң өзи билән дидарлашқандәк кәйпиятта болушиң ениқ. Униң тонушлири яки әвлатлири сеғиниш билән сөз қозғиса, бизму шу инсанни хатириләп, униң һаят йолини көз алдимизға кәлтүримиз. Мән бу инсан, йәни Инсавдун ака Камалов билән өз мәзгилидә билим саһасида аз болсиму хизмәтдаш болған едим. Бүгүн ғалибийәт күнидә униң һаят йолини әсләп өтүшни инсанийлиқ  пәризим дәп билип, қолумға қәләм алдим. Раст, мәрипәтчи кәйнидин униң тоғрилиқ һаят кәчмишлирини аңлиғанда устаз һаятиниң беһөддә өтмигинигә, әвладиға өчмәс изларни қалдурғанлиғиға пәхирлинип, роһиға тазим қилимиз.

Мәрипәтчи һәм Улуқ Вәтән Урушиниң иштракчиси Инсавдун Камалов Нәвирдин оғли 1912-жили 1-май күни Ғалжат йезисида дунияға кәлди. Дехан аилисидә һаятқа кәлгән у ата-анисидин кичик айрилиду. Лекин һаят өзи уни тавлиғанлиқтин 10 яшта меһриван анисидин, 14 яшта ғәмгүзәр атисидин айрилсиму қәддини пүкмәй, ирадисини тиклиди. Әксичә, һеч кимниң қолиға қаримай, бели қатмиған бала малчи болуп әмгәк қилди.

1930-жили бир топ жутдашлар билән Ленинград (һазирқи Петер-Бург) шәһиридики Кеңәш Иттипақиниң шәрқий мәйданиға қарашлиқ аз милләтләр билим алидиған курста оқуйду. Йәни униң педагогикилиқ бөлүмидә тәһсил көриду. Вәтинимизниң жирақ болған Ғалжат йезисида уйғурчә оқуп, Ленинградта рус тилида билим алған Инсавдун акиға оқушни елип бериш оңайға чүшмәйду. Лекин у қийинчилиқларни йеңишни билди. Тарих-география мутәхәссислигини егиләп, жутиға қайтқан Инсавдун ака 1936-жили дәсләпки иш-паалийитини наһийәмизниң Чоң Ақсу йезисида устазлиқтин башлайду.

1941-жили башқилар қатарида Улуқ Вәтән Урушиға атланди. 3-атқучилар полкида 1941-1943-жилларда, йәни Украина мәйданидики қанлиқ жәңләргә қатнишип, немис-фашистлирини тар-мар қилишқа өзиниң күч-ғәйритини салди. 1941-жили Смоленск шәһиридә яридар болди.

1941-1943-жилларда кичик лейтенантларни тәйярлайдиған курсни тамамлиған. 1943-1945-жиллири 214-атқучилар полкида хизмәт қилған. Кейин Чехославакиядики уруш мәйданиға атланған. 1945-1946-жиллири №62-атқучилар полкида болуп, 1946-жили ана жутиға аман-есән қайтип келиду. Фронттин кәлгән И.Камалов Алмута шәһәрлик гимназиядә ишләйду. Наһийәмизгә 1948-келип, наһийәлик билим бөлүмидә инспекторлуқ хизмитигә орунлишиду. Кейин Подгорное (һазирқи Қирғизсай) вә №3-Чонжа уйғур оттура мәктәплиридә мудир болуп, оқуғучиларниң сүпәтлик вә аңлиқ тәрбийә елишиға өзиниң бир кишилик үлүшини қошиду.

Миллитимиз арисидин дәсләпки қетим «Қазақ ССР Хәлиқ маарипиниң әлачиси» намиға егә болди. Улуқ Вәтән Урушилда көрсәткән жәңгиварлиғи үчүн «Улуқ Вәтән урушиниң биринчи вә иккинчи дәрижилик» орденлири, йәниму нурғунлиған медальлар билән тәғдирләнгән. Инсавдун Камаловниң әмгәклири мунасип баһалинип «Қазақ ССРниң хизмәт көрсәткән устази», наһийәмизниң «Пәхрий пухраси» намлири берилди вә алған нурғунлиған маддий һәм мәнивий тәшәккүрлири сөзүмизгә гувалиқ берип, мошу күнләрдә оғли Қәһриманниң аиләвий мирасгаһида «аилә ғурури» сүпитидә сақланмақта.

Инсавдун Камалов 1938-жили Саламәт Камалова билән аилә қурған. Бу аилидә 6 пәрзәнт: Гүлистан, Ипангүл, Қәһриман, Ризвангүл, Қәдирдин, Рошәнгүл болуп, һәммиси алий билим егиләп, елимизниң жай-жайлирида хизмәт ясап, һөрмәтлик дәм елишни көргән жанлар.

Һә, шундақ екән, мәрипәтчи һәм жәсур жәңчи И.Камалов 1-май күни 110 яшқа толаттекән. Һазир аилә мирасгаһида сақланған әмгәк көрсәткүчлирини, илиқлиқ турған рәсимлирини көрүп,  хатириләп йәнә нурғанлиған әслимиләрни сөзләймиз. Һаят давамлишидекән, кәтмәнлигәнләр қайтип кәлмәйдекән. Тәбиәтниң қануни шу. Бирақ уларниң инсанийлиқ әжри әвлатлар қәлбидә та әбәт сақлинидекән. Инсавдун Камалов 82 йешида бақийлиқ болған. Бүгүнки таңда балилиридин болған 23 нәврә, жигирмидин ошуқ чәврә вә бир нәччә қәвриси Инсавдун ата билән Саламәт аниниң башлиған ишини давамлаштурмақта…

Һаятини Вәтәнниң азатлиғиға, билим йолиға беғишлиған мәрипәтчиниң изгү ишлиридин әвлатлиримиз үлгә елип, яд әйләп жүрүши мәхсәткә мувапиқтур. Бүгүн биз бу мәрипәтчи һәм жәсур жәңчини шанлиқ ғалибийәт һарписида хатириләп, роһиға иман тиләп, ятқан йериниң юмшақ болушини яратқан бир Алладин сорап қалимиз.

                                                                        Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

“Ардагерлерді ардақтайық” жобасы

“Ардагерлерді ардақтайық” жобасы аясында 9 мамыр мерекесінде бүгін “AMANAT” партиясы Ұйғыр…