Бемарғаяр дәм қолини сунуш – барлиқмусулманниң борчи. Бу һесапта дохтурларға адәттикидин бир нәччә һәссә көп җавапкәрчилик жүкләнгән. Пәйғәмбиримиз (ﷺ): «Кимдә-ким мусулман қериндишиниң қайғу-муңини азайтса, Алла Таалла уни қиямәт-қайимниң бир қайғусидин қутулдуриду» дегән екән. Көрүп турғиниңиздәк, қизиғидин қийинчилиғи көп кәсипниң җавапкәрчилигигә чүшлуқ совавиму мол. Өмүр һәр қайсимизға пәқәт бирла қетим берилиду. Һә, шу өмрини өзгә өмүрләрни сақлап қелиш үчүн сәрип қилидиған кәсип егилири – дохтурлардур.
Җүмлидин, бу дунияда инсан үчүн саламәтликтин артуқ байлиқ йоқ. Мана шу байлиқниң зәргарлириниң бири – Реһангүл Йәһиярова. Мустәқилликниң тәңтуши Реһангүл Нәсирдинқизи 1991-жили 1-февральда Чонҗа йезисида туғулған. 2008-жили №1-Чонҗа оттура мәктивини тамамлап, шу жили Ж.С.Асфендияров намидики Қазақ миллий медицина университетиниң «Умумий медицина» факультетиға грантқа оқушқа чүшкән. Алий оқуш орнида йәттә жил билим елип, кәсип егиләп чиққандин кейин Чонҗидики наһийәлик мәркизий дохтурханиға ишқа орунлишиду. Әмгәк йолини ана жутидин башлиған яш терапевтниң наһийәлик мәркизий дохтурханида хизмәт қиливатқиниға бийил йәттә жил толупту.
– 2017-жили мутәхәссислигим бойичә Алмута шәһиридә квалификациядин өтүп кәлдим. Коронавирус башланғандин буян фильтрда хизмәт қилишқа башлидим. Бираз вақит жуқумлуқ ағриқлар бөлүмидә ишләп, кейин қайта фильтрға авуштум. 2015-2018-жиллар арилиғида үч жил терапия бөлүминиң йетәкчиси болуп ишлидим, – дәп иш-паалийитигә қисқичә тохталди яш һәм қабилийәтлик дохтур.
Буни заман тәливи дәймизму яки йеңи заман яшлириниң артуқчилиғи дәймизму, бүгүнки күндә яш мутәхәссисләр пәқәт бир орунда ишләш билән чәклинип қалмайду. Көплигән яшлиримиз асасий хизмитигә қошумчә тапавәт тепишниң йоллирини издәйду. Хош, мәзкүр мақалимизниң баш қәһриманиму көп қирлиқ яшлиримизниң қатаридиндур. Реһангүл Нәсирдинқизиниң дохтурханидики хизмитигә қошумчә «Аяжан» медицинилиқ колледжида анатомия вә терапия пәнлиридин дәрис бериду.
Мәсъулийити еғир кәсипниң жүкини һапашлап, һардим-талдим демәй әмгәк қиливатқан ақ халатлиқ саламәтлик сақчисиниң хизмитигә дегән муһәббити чәксиз. Ақкөңүллиги ақ халатиға зәп ярашқан мутәхәссисниң ушбу йәттә жилда йәткән утуқлириму аз әмәс. Бирақ, алған мукапатлирини көп дәвран селишни халимиди у. «Мениң арминимдики кәсиптә ишләватқинимниң өзи – мән үчүн һаятимдики әң чоң утуқдәп билимән» деди сөһбәтдишимиз.
Һәр қандақ ишбиләрмән аял бир мүрисигә кәсип жүкини артса, иккинчи мүриси билән аилә жүкини һапашлап маңиду. Хизмәттин қоли бошиған вақитта өйиниң пүтмәс-түгимәс тирикчилиги билән һаләк болидиған Реһангүл Йәһияроваму бир өйниң үлгилик келини, йолдишиниң вападар яри, пәрзәнтлириниң меһриван анисидур. Йолдиши Әзиз Зикаев билән аилә қуруп, Альмира, Наиль исимлиқ бир қиз, бир оғул сөйгән яш ана коронавируслуқ вәзийәткә қаримай, җенини хәтәргә тикип хизмәт қиливатқан ақ халатлиқ батурлиримизниң биридур.
Хулләс, яш болсиму, тиришчанлиғи билән көзгә чүшүп, наһийәлик мәркизий дохтурханидики тилға аларлиқ мутәхәссисләрниң биригә айланған Реһангүл Йәһиярованиң исмини дохтурхана башчилиғи тилға елип, гезитқа йезишқа лайиқ кәсип егиси сүпитидә атап көрсәткән еди. Башчилиқниң зор ишәнчисигә еришкән, кәсипдашлири келәчигидин зор үмүт күтидиған бүгүнки қәһриманимизниң алға қойған арман-мәхсәтлири нурғун екән… Хәйрият, шу мәхсәт-мурадиға йетишигә тиләкдашлиқ билдүрүп, мақалимизгә мошу йәрдин чекит қойимиз.
Сабирәм ӘНВӘРОВА