Пандемия башлинип нурғунлиған дөләтләр ғәзнисиниң көп қисмини саламәтликни сақлаш саһасиға сәрип қилди. Йеңи дохтурханиларни турғузуп, медицина хадимлириниң маашини өсүрүшкә көңүл бөлди. Әлвәттә, Қазақстанму шу қатарда… Елимиз биринчи новәттә дохтурхана вә дохтур тапчиллиғи мәсилисини һәл қилишқа тиришти. Та бүгүнки күнгә қәдәр бу мәсилә күн тәртивидин чүшкән әмәс.
Гәпни созмай, наһийәмиздики әһвалға тохталсақ, өлкимиздики һәр йезида дохтурлуқ амбулатория яки фельдшерлиқ-акушерлиқ пунктлар бар дегинимиз билән, коронавирус жуқтурған бемарларға хизмәт көрситәләйдиған дохтурхана пәқәт бир. У – наһийә мәркизи Чонҗа йезисида орунлашқан. Әйни сәвәплик коронавирус пәйда болғандин бери турғунлар мәркизий дохтурханиға келип қарилиштин әйминидиған болди. Мана шу чағдила наһийәмиздә буниңдин башқа медицинилиқ мәркәзниң йоқлиғи билинип, бизгиму шәһәрләрдикидәк шәхсий медицинилиқ мәркәзләрниң һаҗәтлигини чүшәнгән едуқ. Сүйәнчә! Қабилийәтлик мутәхәссис Радмира Арипова бизниң бу арминимизни әмәлгә ашурди. Йәни у, өз хираҗитигә икки қәвәтлик медицинилиқ мәркәзниң һулини турғузуп, йеқинда ечилиш мәрасимини өткүзүп, рәсмий түрдә ишқа қошти.
Әскә салимиз, Радмира Арипова буниңдин үч жил илгири Чонҗа йезисидин шәхсий Узи кабинети билән дорихана ечип, тиришчанлиғи билән бизни қайил қилған еди. Наһийәлик дохтурханиниң пәрзәнтханисида хизмәт қилип, узист ретидә мол тәҗрибә топлиған окушер-гинекологниң яш болсиму, баш болуп қолға алған йеңи башланмиси һәққидә гезитимизғиму йезилған.Һалбуки, арида үч жил өтүп, Радмира Шәрипқизи һәққидә қайта қәләм тәвритишимизниңму өз сәвәви бар. Бу новәт у «ARU-MED CLINIC» дәп атилидиған шәхсий медицинилиқ мәркизини ишқа қошуп, наһийәгә чоң йеңилиқ елип кирди.
Карантинлиқ вәзийәткә бола йеңи мәркәзниң ечилиш мәрасимини чоң түрдә атап өтүш мүмкин болмиди. Бирақ карантин тәләплиригә риайә қилған һалда, чәклик адәм сани билән уюштурулған ечилиш мәрасимиға наһийә һакими Шөһрәт Нурахуновниң өзи қатнашти.
– Әгәр бу тойхана яки шуниңға охшаш башқа бир мәркәзниң ечилиши болса кәлмәс едим… Медицинилиқ мәркәз – наһийә үчүн чоң йеңилиқ. Болупму, бүгүнкидәк қийин вәзийәттә хәлиққә әң һаҗәтлик орун һесапланғачқа, наһийәгә әң керәклик мәркәзни ишқа қошқан яшлиримизға миннәтдарлиғимни билдүргим кәлди. Наһийәдики эпидемиологиялик әһвал барчиңларға аян. Коронавирус билән күрәш кәскин давамлашмақта. Мошундақ вәзийәттә хәлиқ дохтурханиға бериштинму қорқиду. Һә, бүгүнки күнгичә наһийә хәлқидә башқа таллаш болмиған. Мана әнди медицинилиқ мәркәз ечилип, аһалигә яхши бир мүмкинчилик яритилди,– дәп сөз башлиди наһийә һакими Шөһрәт Турдахуноғли. Андин чоң башланмини әмәлгә ашурған Радмила Арипова билән униң йолдиши Шатлиқ Тохтибақиевқа рәхмәт ейтип, йеңи мәркәзниң алдики ишлириға утуқлар тилиди.
Изгү тилиги билән бөлүшүп, сөзгә чиққучиларниң қатарида наһийәлик ветеранлар кеңишиниң рәиси Абляким Есуянов, «Nur Otan» партияси наһийәлик шөбиси йенидики һәмкарлашқан парихорлуққа қарши кеңәшниң рәиси Тиләпҗан Рәхмаев, наһийәлик мәркизий дохтурханиниң баш дохтури Айдын Еликбаевларму болди. Кейин тәнтәнилик түрдә заманивий мәркәзниң лентиси қийилип, һәммә көзниң йеғини йәйдиған бенаниң ичини зиярәт қилди. Заманға лайиқ ясилип,барлиқ керәклик қурал-үскүниләр билән толуқ тәминләнгән кабинетлар бирдин көпчиликниң көңлидин чиқти. Тәкитләп өтүш лазимки, бүгүнки таңда аталмиш мәркәздә невропатолог, педиатр, гинеколог, ЛОР қатарлиқ мухәтәссисләр бар. Келәчәктә бу қатарниң йәниму толуқидиғанлиғи җәзмән.
Җүмлидин, шәһәрләрдики мәркәзләргә хас бой түзигән йеңи дәргаһни ечиш үчүн Радмира Арипова «Атамекен» тиҗарәтчиләр палатиси арқилиқ алтә миллион тәңгә, буниңға қошумчә банктинму несийә елип ишләткәнлигини ейтти. Әлвәттә, бир сиқим миқ бир сиқим ахча туридиған заманда икки қәвәтлик мәркәзни ишқа қошуш үчүн аз хираҗәт ишлитилмигәнлиги ениқ. Шундақла, һәрким мундақ тәвәкәлгә баралмас еди. Шуңа, Радмира Арипова билән униң йолдиши Шатлиқ Тохтибақиевниң бу әмгигини әрлик десәкму әрзийду. Узун сөзниң қисқиси, бүгүнки қәһриманлиримиз пәқәт чоң мәхсәт қурған адәмләрниңла чоң утуқларға йетидиғанлиғини йәнә бир мәртә дәлиллиди.
P/S:
Дөләтниң әң чоң байлиғи – хәлқи. Бу тоғрилиқ һәтта елимизниң Конституциясидиму ейтилған. Демәк, қазақстанлиқларниң саламәтлиги һәммидин қиммәт. Тәнсақлиқ – тәрәққиятниң асаси. Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев саламәтликни сақлаш инфрақурулумини техиму йеңилаш, медицинилиқ хизмәт билән дора-дәрмәкләрниң сапасини яхшилаш вә уларниң хәлиққә қол йетимлиқ болушини тәмин етиш, вәтәнлик медицина илимини риважландуруш, шундақла, саламәтликни сақлаш системисини цифрландуруш керәклигини ейтти. Чүнки бүгүнки вәзийәт саламәтликни сақлаш саһасиниң дөләт үчүн нә қәдәр муһим орунда туруши лазимлиғини көрсәтти.
Чавак икки қолдин чиқиду. Шуңа, мәзкүр мақалимизниң қәһримани Радмила Ариповадәк елимиздики медицина саһасиниң тәрәққияти үчүн тәр төкүдиған мутәхәссисләр көпәйсә нур үстигә нур болар еди.
Сабирәм ӘНВӘРОВА