Наһийәлик мәслиһәткә депутатлиққа кандидат Мәулен Нуров, Алимҗан Һашимов, Бибигүл Абдилова, Гүлзат Орынбаева, Нурсултан Болатоғли, Еркебулан Нуржақип вә Анар Дүйсенбайқизи өткән җүмә күни Баһар йезисида болуп, аһалә билән учришиш уюштурди. Учришиш давамида «Nur Otan» партиясиниң паалийити тәрғибат-тәшвиқат қилинип, көплигән муһим мәсилиләр муһакимиләнди.
Кандидатлар Баһар йезисиниң турғунлириға «Nur Otan» партиясиниң сайламалди программисини тонуштуруп, алға қойған иш-планлири билән бөлүшти. Хәлиқтин тәрғибат-тәшвиқат топиниң әзалириға нурғунлиған соаллар келип чүшти. Партиядин зор үмүт күтүдиған турғунлар «Nur Otan»ни қоллап-қувәтләйдиғанлиғини ейтишти.
Әсирәси, бийилқи кандидатларниң ичидә ақ биләклик назук җанларниң көп екәнлигини байқап толиму мәмнун болушти көпчилик. «Елим», «хәлқим», «жутум» дәп йәңни түрүп ишқа киришкән яшларниң келәчигигә ишинидиғанлиғини ейтқан жут чоңлири көч-башчи партияниң паалийитигә утуқлар тиләп, ақ дугасини бәрди. Учришишта йеза әзимәтлири ишсизлиқ билән күрәш һәм тиҗарәтчиликни тәрәққий әткүзүш мәсилилирини оттуриға қойди. Шуниң билән қатар, кандидатлардин төвән пайиз билән несийә бериш мәсилисиниму нәзәрдин сирт қоймаслиғини сориди аһали. Әлвәттә, тилға елинған мәсилиләрни бир-икки күндә һәл қилиш мүмкин әмәс. Амма хәлиқни толғандурған проблемиларниң барлиғи оң йешимини тапқанға қәдәр партияниң күн тәртивидин чүшмәйдиғанлиғи җәзмән.
«Тунҗа Президент Нурсултан Әбишоғли Назарбаев Бәш институционал ислаһатта вә Милләт планида атап көрсәткән системилиқ йеңилашқа күч-қувәт бериш керәк. Мошу мәхсәттә биз 2025-жилғичә бәлгүләнгән «Өзгиришләр йоли: һәрбир адәмгә мунасип һаят!» сайлам алдидики программисини қобул қиливатимиз. Бу пухта ойлаштурулған, реал һөҗҗәт. Ихтисаттики қийинчилиқларға қаримай, “Nur Otan” Һөкүмәт билән бирликтә новәттики бәш жиллиқ мабайнида программини әмәлгә ашурушқа 21 триллион тәңгә сәрип қилишни планлаватиду. Программа мәмликәтниң иҗтимаий тәрәққиятиға вә хәлиқниң паравәнлигини ашурушқа қаритилған ениқ нәтиҗидарлиқ чариләр комплексини тәклип қиливатиду» дәп тәкитлигән еди Президент Қасым-Жомарт Тоқаев “Nur Otan” партиясиниң новттин ташқири XX қурултийида.
Хош, бу қетимқи учришишму хәлиқниң партиягә ишинидиғанлиғини испатлиди. Қисқиси, турғунлар хәлиқниң мәнпийитини қоғдайдиған партиягә муһтаҗ.
Сабирәм
БӘХИТҖАНҚИЗИ