Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевниң новәттики Мәктүби билән тонушуп чиқип, интайин хурсән болдум. Чүнки Мәктүбтә интайин муһим мәсилиләр бойичә сөз қозғилип, келәчәктә қолға елиниши керәк асасий ишлар жипқа тизилған.
Мәлумки, бүгүнки вәзийәт елимиз ихтисадиға чоң зәрбә болуп тәгди. Лекин биз бу қийинчилиқларниң тәрәққиятимизға тосалғу болушиға әсла йол қоймаслиғимиз керәк. Җүмлидин, Мәктүбтә Президентимиз аталмиш бошлуқниң орнини толтуруш үчүн атқурулидиған ишларни тәкитләп, униң ичидә тиҗарәт саһасини риваҗландурушқа алаһидә көңүл бөлүшимиз лазимлиғини җекиди.
Дөләт рәһбириниң тиҗарәт саһасиға етивар бериши зор әһмийәткә егә. Тиҗарәт – мол тапавәтниң ачқучи. Мана шу ачқуч – ихчам вә оттура тиҗарәттә. Мәктүбтә қәйт қилинғандәк, ихчам вә оттура тиҗарәтни тәрәққий әткүзүш арқилиқ елимиз боһранниң алдини елип, қийин синақтин сүрүнмәй өтиду. «Риқабәтчилик сәясити чоң әһмийәткә егә. Риқабәтчилик сәяситини түрләндүрүп, һәр тиҗарәтчигә тәң мүмкинчилик бериш һажәт», дәйду Президент Мәктүбидә.
Хулләс, мән 2015-жилдин буян шәхсий тиҗарәт билән шуғуллинип келиватимән. Бу жиллар арилиғида дөлитимиз тәрипидин тиҗарәтчиләр үчүн нурғунлиған мүмкинчиликләрниң моҗутлиғини билдим. Шундақла, дөләт тәрипидин яритилған имканийәтләрдин пайдилинип, өз кәспимни домилитиватимән. Әл ихтисади қил үстидә турған пәйттиму, Президентимиз тиҗарәтчиләрниң әһвалини нәзәрдин сирт қоймиди. Ишсизларға берилгән 42 500 тәңгә сөзүмниң ярқин испати десәм хаталашмаймән. Хәйрият, әндики новәттә дөләт ғәмхорлиғиға җавап қайтуридиған пәйт йетип кәлди дәп ойлаймән. Шундақла, шу мәхсәттә, Мәктүбтики тапшурмиларға бенаән аянмай әмгәк қилидиған болумән.
Гүлназ ИМИТОВА,
тиҗарәтчи