Басты бет Әлеумет Әң күчлүк қурал – бирлик!

Әң күчлүк қурал – бирлик!

0
1,154

Коронавирус – пүткүл дунияға берилгән чоң синақ. Бу синақни йеңип чиқиш үчүн бирлишип күч чиқиришимиз керәк. Җүмлидин, Тунҗа Президентимиз – Елбасы  Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң «Бірлесе білген ел бәрін жеңеді» намлиқ мақалиси һәрбир қазақстанлиққа роһий мәдәт болғуси.

Оттуз жилға йеқин әл башқурған Тунҗа Президентимиз һәр қандақ қийинчилиқни қазақстанлиқларниң бирлиги билән йеңип, еғир жилларни артта қалдурғанлиғини тәкитләйду. Шундақла, бу синаққиму әл бирлиги арқилиқ тақабил турушимиз керәклигини қәйт қилиду. Сәвәви, әң күчлүк қурал – бирлик!

         Болупму, мақалидики мону бир қурлар мениң диққитимни бирдин җәлип қилди:

         – Елимизниң әң чоң байлиғи адәм вә униң өмри болғанлиқтин, һәрбир адәм өзиниң, аилсииниң, ата-анисиниң вә бала-чаққисиниң өмригә, саламәтлигигә зор җавапкәрчилик билән қариши керәк. Сәвәви, милләт тәнсақлиғи – мәмликәт  бехәтәрлигиниң бөлүнмәс бөлиги, – дәйду Елбасы.

         Һәқиқәтән, бүгүнкидәк еғир әһвалда бир-биримизгә яр-йөләк болушимиз һаҗәт. Әл бешиға муң чүшкән һазирқидәк еғир әһвалда хәлиққә ярдәм қолини сунуватқан тиҗарәтчиләргә «апирин» ейтишқа әрзийду.

Хулләс, мәзкүр мақалисида Елбасы тиҗарәтчиләргә болған миннәтдарлиғини изһар қилип, «Мән елимгә немә беримән?» дегән соал йүзидин ойлинишниң вақти-саати йәткәнлигини тәкитләйду. Шундақ, бүгүнки күнгә қәдәр дөләт тиҗарәт саһасиға алаһидә көңүл бөлүп, тиҗарәтчиләргә йеқиндин ярдәм көрсәтти. Мана әнди мәмликәт ғәмхорлиғиға җавап қайтуридиған вақит кәлди дәп ойлаймән.

Гульфида АРЗИЕВА,

наһийәлик мәслиһәтниң депутати, яш тиҗарәтчи

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ШТАБ МҮШЕЛЕРІ ҰСТАЗДАРМЕН ЖҮЗДЕСТІ

Халықтық штаб мүшелері Тасқарасу  орта мектепте болып, мекеменің ұжымымен кездесті. Бұл ба…