Һәр хәлиқ
өзиниң тили, тарихи, әҗдаттин әвлатқа мирас болуп кәлгән мәдәнийити, сәнъити,
урпи-адәт, әнъәнилири билән өзгичилиниду. Шундақла, мана шу бебаһа дурданилириниң
дәстикари болған дана инсанлири билән һәқлиқ рәвиштә пәхирлиниду. Җүмлидин,
қериндаш қазақ хәлқидә исми аләмгә тонулған бүйүк шәхсләр барчилиқ. Шуларниң
бири – нами мәшһур Абай Қунанбаев.
Президентимиз
Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Абай және ХХІ ғасырдағы
Қазақстан» намлиқ мақалиси билән тонушуп, көңлүм су ичкәндәк болди. Мәлумки,
қазақ хәлқиниң улуқ шаири, әдәбиятиниң асасини салғучи, тәрҗиман, композитор
сүпитидә тонулған, сәккиз қирлиқ бир сирлиқ шәхс Абай Қунанбаевниң туғулғиниға бийил 175 жил
толиду. Дөләт рәһбири өз Мәктүбидә бу сәнини 2020-жилниң асасий вақиәлириниң
бири дәп атап көрсәткән еди. Жил башлиниши биләнла, Абай һәққидә қәләм тәвритип, хәлиқ диққитигә
тәрбийәвий әһмийити зор әмгәкни һавалә қилди.
Президентимизниң ушбу мақалиси билән тонушқан
һәр қандақ адәм чоңқур роһий озуқ алари сөзсиз. Чүнки әдипниң қазақ хәлқиниң
тарихидики орнини оюп туруп көрсәткән муәллип
һәтта миң жил өтсиму, Абайниң
исми хәлиқ билән биллә мәңгү яшайдиғанлиғини қәйт қилиду. Бу әмгәк өтмүш билән
бүгүнни қошуп турған алтун көрүк кәби, «Абайни тонуш арқилиқ – келәчәккә йол селиш»
идеяси асасида йезилипту.
Президентимиз
Қасым-Жомарт Тоқаев «Абай және ХХІ ғасырдағы Қазақстан» намлиқ көләмлик
мақалисида салмақлиқ пикир вә муһим ой қозғайду. Бир сөз билән ейтқанда, «Абайни
тонуш – өзәңни тонуш» дәп тәкитләйду дөләт рәһбири. Хулләс, мақалигә бенаән көп
нәрсә ейтишқа болиду. Тоқсән еғиз сөзниң тоқ етәригә тохталсақ, жүрәк билән йезилған әмгәкниң жүрәккә
йетидиғанлиғи талашсиз…
Сабирәм ӘНВӘРОВА