Басты бет Рухани жаңғыру Әл үчүн яралған әр!

Әл үчүн яралған әр!

0
2,009

«Жиллар
кәтти,

                     жиллар кәтти кәлмәскә,

Чоң тарихқа
көп изларни қалдуруп.

Бәзиләрни
турмас мүмкин әсләшкә,

Бәзиләрни
әсләймиз биз яндуруп»

И.Бәхтия

         Йеқинда Кичик Дехан йезисида «Келәчәккә нишан: мәнивий
йеңилиниш» программиси даирисидә Уйғур хәлқиниң мунавәр пәрзәнди, Улуқ Вәтән
урушиниң Ветерани, Қазақстан Җумһурийитиниң «Хәлиқ Қәһримани»  Мөрдүн Тейиповниң 100 жиллиғиға беғишланған тәнтәнилик
чарә болуп өтти. Билим күнигә топму-тоғра кәлгән сәнәгә жирақ-йеқиндин иштрак
қилған меһманларниң санида чәк болмиди.

         Чарә «Жазерке» ансамблиниң сазәндиси Берикбол Муқамжанниң орунлишидики
«Арнау» билән башланди. Андин Қуддус Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик
уйғур музыкилиқ драма театри артистлири тәрипидин сәһниләштүрүлгән көрүнүш
көпчиликниң диққитигә һавалә қилинди. Мөрдүн Тейиповниң өмридин елинған көрүнүштә
уруш жиллиридики қийинчилиқлар, аниниң зари, әр жүрәк Мөрдүнниң җәңгә атлинип,
жутқа аман-есән  қайтип кәлгән пәйти
әксини тапти. Қисқиғинә сәһнилик көрүнүш көпчиликтә зор тәсират қалдурди.    

         Хулләс, Мөрдүн Тейиповқа беғишланған бюстни ечиш һөрмити
наһийә һакими Шөһрәт Нурахуновқа, Алмута вилайәтиниң «Пәхрий пухраси»,
наһийәлик ветеранлар кеңишиниң рәиси Нурвәг Сейитовқа, Алмута вилайитиниң
«Пәхрий пухраси», вилайәтлик мәслиһәтниң депутати Ызғарбек Бектурсиновқа вә «Социалистик
Әмгәк Қәһримани» Рәһиләм Сейитова билән җәмийәт әрбаби, Уйғур наһийәсиниң
«Пәхрий пухраси» Болат Нурғазиевларға берилди.

         – Һөрмәтлик җамаәт, һөрмәтлик меһманлар! Биз бүгүн улуқлуқни
улуқлаш үчүн жиғилдуқ. Жутдишимиз, «Хәлиқ қәһримани», Улуқ Вәтән урушиниң
ветерани, бүйүк устаз Мөрдүн Тейиповниң 100 жиллиқ тойини жут болуп атап
өтмәктимиз. Хәлқимиз «елим», «йерим» дәп җәңгә атланған батурлирини һәр қачан
һөрмәтләп, уларға алаһидә мәртивә бәргән, –  дәп сөз башлиди тәнтәнилик чариниң дәсләпки
тәбрик сөзигә чиққан наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов. Натиқ аддий-саддилиғи
билән исми ривайәткә айланған Мөрдүн Тейиповниң қәһриманлиғи һәққидә сөз
қозғап,  униң әрлигини кейинки яшларға
үлгә қилип көрсәтти. Шундақла, Қазақстан өз Мустәқиллигини алған  дәсләпки жилларда «Хәлиқ Қәһримани» намини
алған бирдин-бир уйғур оғлани  Мөрдүн Тейипов
билән һәрбир уйғурниң  һәқлиқ рәвиштә
пәхирлинәләйдиғанлиғини ейтип, көпчиликни ушбу улуқ сәнә билән тәбриклиди.  Андин қәһриманиң жутдиши, атақлиқ шаир,
драматург Нурлан Оразалинниң тәбрик хетини оқуп бәрди.

         Наһийә һакимидин кейин сөз новити вилайәтлик мәслиһәтниң
депутати Ызғарбек Бектурсиновқа  берилди.
Натиқ авал Мустәқилликниң ата-бовилиримизниң қан-тәри бәдилигә кәлгәнлигини
ейтип, Мөрдүн Тейипов тоғрилиқ әслимилири билән бөлүшти.

         – Мән Мөрдүн акини яхши билимән. Мошу мәктәпкә хизмәт қилған
чеғида у киши билән талай йүз көрүштуқ. Акилиқ несиһитини тиңшидуқ. Шу чағда у
кишиниң шундақ чоң дәриҗигә егә болсиму, йәнила кәмтар киши болғанлиғиға һәйран
қалаттуқ. …Мустәқиллик алғандин кейин җәңләрдә җасарәт көрсәткәнлиги инавәткә
елинип Мөрдүн акиға  «Хәлиқ Қәһримани»
атиғи берилди. Бу – барлиғимизға, шу җүмлидин, Қазақстанда яшайдиған өзгә
милләтләргә ясалған һөрмәт. Бу – мошу наһийәдин, мошу йезидин шу рәһимсиз
урушқа қатнишип, аман-есән қайтип келәлмигән әзимәтләргә ясалған һөрмәт! – деди
Ызғарбек Бектурсинов. Андин минбәргә наһийәлик ветеранлар кеңишиниң рәиси
Нурвәг Сейитов көтирилди. У қанлиқ урушқа Уйғур наһийәсидин 4461 адәм қатнашқан
болса, шуларниң бири – Мөрдүн Тейипов болғанлиғини тәкитлиди.

         – Мөрдүн Тейипов Алмута шәһиридә уюштурулған генерал
И.В.Панфиловниң 316-атқучилар дивизиясиниң 8-гвардиялик полкиниң тәркивидә
болуп, Москва йенидики Волоколомск-Можайск  таш йолидики урушқа, Можайск, Великий-Лук вә
башқиму  шәһәр вә йезиларни азат етиш җәңлиригә
қатнашқан. Шуниң билән қатар Белоруссия, Латвия, Литва, Эстония, Польша,
Чехословакия, Румынияни азат етиш җәңлиридә оқ билән отниң арисида болған. Тунҗа
Президентимиз-Елбасы Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң Мөрдүн акиға «Хәлиқ Қәһримани»
атиғини бериши уйғур хәлқигә көрситилгән чоң һөрмәт болди. Биз Мөрдүн акиниң
әрлиги билән һәр қачан пәхирлинимиз, – дәп ейтқан наһийәлик ветеранлар
кеңишиниң рәиси Нурвәг Сейитов мәзкүр чарини уюштурғучиларға һәм маддий вә
мәнивий җәһәттин қоллап-қувәтлигүчиләргә миннәтдарлиғини йәткүзди.

         Новәттики тәбрик сөз җәмийәт әрбаби Турарбек Төлендиевқа
берилди.

         –… Мәйли у  уйғурму,
русму, немисму муһим әмәс, инсанниң туғулуп өсүп, сүйини ичкән йери Вәтини
һесаплиниду. Һәркимниң Вәтини – өзиниң яшаватқан йери, ели. Шуңлашқиму,
Қазақстанда яшаватқан барлиғимизниң Вәтинимиз мошу йәр. Шундақ екән, мошу
йәрниң азатлиғи үчүн күрәшкән әзимәтләрниң яхшилиғиға баш егип кәлмәсликкә
болмас. …Умумән, Мөрдүн акимизни Алланиң нәзәри чүшкән адәм екән дәп ойлидим.
Алланиң нури йеғип, аниниң тилиги сақлиса керәк, отқа чүшүп – янмай, суға чүшүп
– чөкмәй, оқ алмай, шамал учармай уруштин аман-есән қайтип келиду. Уруштин
кәлгәндин кейин қарапайим әзимәт сүпитидә хизмәт қилиду. Мөрдүн ака һеч қачан «Мән
Қәһриман болдум!» дәп мәйдисигә уруп, көксидики юлтузлири билән махтинип
көрмигән, – деди Турарбек Төлендиев қәһриманниң адәмгәрчилиги вә есил инсаний
хисләтлирини сөз қилип.

         Андин ҖУЭМ мәркизи рәисиниң орунбасари, Қазақстан хәлқи
Ассамблеясиниң әзаси, җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезитиниң
баш муһәррири Ершат Әсмәтов сөзгә чиқти. Натиқ көпчиликни улуқ тойи билән
тәбрикләп, Мөрдүн Тейиповниң шагирти, қәһриманниң намида атилидиған  мәктәпни башқуруп, бүгүнки күндә Мустәқил
Қазақстан үчүн хизмәт қиливатқан Җумһурийәтлик Уйғур Этномәдәнийәт Мәркизиниң
рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, ҚҖ Парламенти Мәҗлисиниң
депутати Шаһимәрдан Үсәйин оғли Нурумовниң мәзкүр чаригә иш сәвәви билән
келәлмигәнлигини ейтип, униң  иллиқ
салимини йоллиди.

         –…Мән Мөрдүн Тейиповниң оқуғучиси болдум вә һәр қачан шу
кишиниң қолидин  тәлим вә билим
алғанлиғим билән махтинимән. У кишиниң әмгиги һеч қачан унтулмайду. Сәвәви,
Мөрдүн  Тейипов урушта җәңчи болуп,
дүшмән билән күрәшкән болса, устаз сүпитидә кәйнидин өчмәс из қалдурди. Бүгүнки
күндә Мөрдүн Тейиповниң тәлим-тәрбийисини алған 
шагиртлири һәр саһада, жуқури хизмәтләрдә елимизниң тәрәққияти үчүн тәр
төкмәктә, – деди Ершат Әсмәтов вә уларниң бир қанчисини мисалға кәлтүрди.
Хәйрият, 50 жилдин кейин Мөрдүн Тейиповниң «Хәлиқ Қәһримани» атилиши – қазақ
елиниң, қазақ хәлқиниң кәң пейиллиғидин дәп билидиғанлиғини қәйт қилди натиқ.

         Кейинки сөз Қуддус Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик
уйғур музыкилиқ драма театри директориниң орунбасари Савутҗан Сонуровқа берилип,
у мәзкүр театрниң мудири Руслан Тохтахуновниң тәбрик хетини оқуп бәрди.

         – Мошу жутта туғулуп өстуқ. Мошу тағниң сүйини ичип чоң
болдуқ. Алла несип қилип, биринчи синипқа мошу мәктәпкә кәлгинимдә, Мөрдүн
Тейиповниң шагирти болдум. Маңа қәләм тутушни, йезишни, оқушни үгәткән устазим
Мөрдүн Тейипов болди, – дәп устазини әслиди Савутҗан Сидиқ оғли. Андин ушбу
тойни уюштурғучи Уйғур наһийәлик һакимийитигә, йезилиқ һакимийәткә һәм мәктәп
мәмурийитигә жутдашлири намидин рәхмитини йәткүзди. Жутдиши билән пәхирлинип, қәһриманни
яд әйлигәнләр қатарида жут ақсақали, Уйғур наһийәсиниң «Пәхрий пухраси» Мельс
Ахметжанов вә Мөрдүн Тейиповниң дости Заманбек Батталхановниң қизи Сәуле
Батталхановаларму болди.

         – Мениңдә Мөрдүн Тейиповниң үни йезилған магнитафон касетиси
болудиған. Әпсус, уни йоқутуп қойдум… Бир сөһбитимиздә Мөрдүн ата мундақ дегән:
«Мән Япониягә барғандин кейин, урушниң ахирлишай дегән пәйтидә бир генерал-полковникни  аман елип чиқтим…». У генрал-полковник
йоған, гәвдилик киши болған екән. Мөрдүн ака оқниң арисидин аман елип чиққандин
кейин, генерал Москваға қайтип,  уруш
тоғрилиқ язған қолязма китавида  Мөрдүн ака
һәққидә йезип қалдурған охшайду, –  дәп баян
қилди Мельс Ахметжанов.

         Хәлиқ қәһриманиниң 100 жиллиғиға беғишланған тәнтәнилик
чаридики йәкүн сөз Мөрдүн Тейиповниң оғли Исаақ Тейиповқа берилди. У мәзкүр
чариниң тәшәббускарлири һәм уюштурғучилириға Тейиповлар әвлади намидин
миннәтдалиғини изһар қилип, маддий вә мәнивий ярдәм көрсәткән жутдашлириға
рәхмитини йоллиди. Кейин Мөрдүн Тейиповниң бюстиға гүлчәмбәр қоюш рәсими
орунлинип, қәһриманниң һәйкили дәстә-дәстә гүлләргә оралди.

Тәнтәнилик
чариниң ахири концертлиқ программиға улашти. «Жазерке», «Арзу» ансамблиниң
сәнъәткарлири вәтәнпәрвәрлик роһтики нахшилири билән чарини техиму җанландуривәтти.
Андин жирақ-йеқиндин кәлгән меһманлар билим дәргаһида орунлашқан Мөрдүн Тейипов
музейини зиярәт қилди. Очуқ асман астиға кийиз өйләр тикилип, миллий оюнлардин
мусабиқиләр уюштурулди. Бир күнгә созулған чаридә уйғур хәлқиниң махтиниши,
қәһриман оғлани Мөрдүн Тейиповниң роһиға тазим қилинип, әрлиги, әзимәтлиги
тилға елинди.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…