«Нұр Отан» партияси Уйғур наһийәлик филиалида «Кедергісіз келешек» партиялиқ лайиһәси даирисидә җумһурийәтлик системилиқ кәштигә мувапиқ наһийәлик иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар бөлүми билән бирликтә мүмкинчилиги чәкләнгән пухраларниң қол һүнәр буюмлирини сетиш акцияси болуп өтти. Чаригә партияниң наһийәлик филиалиниң рәиси Шөһрәт Нурахунов, наһийә һакимниң орунбасарлири, мәһкимә вә бөлүм башчилири, җәмийәтлик уюшмиларниң рәислири иштрак қилди.
Дәсләп, «Нұр Отан» партияси наһийәлик филиали рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Нуров уюштурливатқан акцияниң мәхсити һәққидә чүшәндүрүп, наһийә һакими Ш.Нурахуновқа сөз бәрди. Ш.Турдахун оғли мәзкүр чариниң әһмийити жуқури екәнлигини тәкитләп, қәйсәр инсанларниң талантиға апирин ейтти. Шуниң билән қатар, бүгүнки күндә мүмкинчилиги чәкләнгәнлигигә қаримай, әмгиги билән әлниң хизмитидә жүргән, хәлиқниң ишәнчисидин чиқип келиватқан депутат Жамал Оқаеваниң исмини алаһидә тилға елип, җәмийәттә һәр инсанниң бирдәк һоқуққа егә екәнлигини тәкитлиди.
Акциядә 17 мүмкинчилиги чәкләнгән балиниң 100гә йеқин қолдин ясалған буюми сетилимға чүшти. Мончақтин ясалған зибу-зинәтләр, тоқулған кийим-кечәкләр, севәтләр, нәқишләнгән қурақ көрпә, сувинер буюмлар чевәрлик билән ясалған болуп, һәммини һәйран қалдурди. Қәдәм тәшрип қилғучилар акциягә елип келингән нәрсиләрниң барлиғини зор қизиқиш билән сетивалди. Өз меһнити билән ясап чиққан буюмлирини сетиш арқилиқ, әмгигиниң мевисини йегән балиларниң хошаллиғида чәк болмиди. Әлвәттә, балиларниң чеһридин шатлиқ, миннәтдарлиқ туйғулирини байқиғанда, һәммимиз ушбу изгү ишни уюштурғучи-лардин хурсән болдуқ.
«Өмүрниң мәзмуни немә? Әтрапиңдики-ләргә хизмәт қилип, ярдәм көрситиш» дәп Аристотель ейтқандәк, һаятниң мәзмуни өзгиләргә яхшилиқ қилишта. Чүнки меһриванлиқ дуниядики әң бүйүк инсаний хисләт. Шуниси ениқки, бу күни көпчилик мүмкинчилиги чәкләнгән балиларға ахча әмәс, һаятқа болған хуштарлиқ, ишәнч, роһий күч әта қилди. Уларниң қолидин пәқәт буюм әмәс, бәлки совап алди дәп ейтқан болар едуқ.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА