Басты бет Көкжиек МУӘЛЛИМНИҢ МӘСЪУЛИЙИТИ ЗОР

МУӘЛЛИМНИҢ МӘСЪУЛИЙИТИ ЗОР

0
1,354

Дөләт рәһбиримиз һәр қачан билим саһасиға чоңқур көңүл бөлүп кәлгән. Бийилқи «Төртинчи санаәт инқилави шараитидики тәрәққиятниң йеңи имканийәтлири» дәп аталған Мәктүбидиму бу мавзуни чәткә қарип қоймиди. «Адәм капитали – йеңилиниш асаси» дәп аталған Мәктүбниң йәттинчи йөнилишидә билим беришниң йеңи сүпити һәққидә тәпсилий ейтилған. 

Н.Әбиш оғли билим беришниң йеңи программилири һәққидә сөз қозғап, оттура билим бериш саһасида йеңиланған мәзмунға көчүшниң башланғанлиғини қәйт қилиду. Мәлумки, елимиздә йеңиланған мәзмунға көчүш 2021-жилға қәдәр давамлишидиған болиду. Бүгүнки күндә шу асаста йеңи программилар, дәрисликләр, стандартлар вә кадрлар тәйярланмақта. Наһийәмизму бу өзгиришләрдин истисна әмәс, әлвәттә.
Ушбу Мәктүбидә Президентимиз оттура мәктәпләр биләнла чәклинип қалмай, шуниң билән қатар, колледж, университет охшаш билим дәргаһлириға мунасивәтлик өзгиришләрни атап ейтип, зор вәзипиләрни жүклиди. Алий оқуш орунлиридики педагогикилиқ кафедралар билән факультетларни риваҗландуруш лазимлиғини тәкитлиди. Болупму, билим беришниң барлиқ дәриҗисидә математика вә тәбиәтшунаслиқ илимлириниң оқутуш сапасини күчәйтиш керәклигини әскәртти.
Бүгүнкидәк йеңи технологияләрниң тәрәққий әткән дәвридики өзгиришләр билим саһасиғиму тәсирини тәккүзәри ениқ. Шуңа, маарип саһасидики мутәхәссисләр һәр қандақ өзгиришкә тәйяр болуп, заман еқими билән тәң илгирилиши керәк. Дөләт рәһбиримиз новәттики Мәктүбидә қазақстанлиқ яш әвлатниң заманға лайиқ билим елиши үчүн әң алди билән шуниңға лайиқ шараит яритишимиз лазимлиғини тилға елип, шу йолда бир қатар мәхсәт-вәзипилиримизни көрситип бәрди, әмәсму.
«Қазақстанниң келәчиги – қазақ, рус вә инглиз тиллирини әркин қобул қилишта», демәкчи бу пәқәт яшларғила әмәс, бәлки барчә қазақстанлиқларға қаритилип ейтилған сөз. Чүнки бу – заман тәливидур. Мәктүбтики йәнә бир мәсилә – латин алфавитиға көчүш. Бу мәсилиниң хелидин бери әл ичидә қизғин муһакимигә чүшүп келиватқанлиғи һәммимизгә аян. Бу қетимму латин алфатиға көчүшниң 2025-жилға қәдәр һәл қилиниши керәклигини йәнә бир қетим әскә салиду дөләт рәһбиримиз.
Президентимиз бийилқи Мәктүбидә асасән рәқәмлик билим бериш ресурслирини риваҗландуруп, техникилиқ вә кәсиплик билим бериш программилирини йеңилаш, яш алимларни қоллаш, мәдәнийитимиз билән идеологиямизни тәрәққий әткүзүш һәққидә тәпсилий чүшәндүрүп, алаһидә тохтилип өтти. Ваһаләнки, билим саһасиға зор җавапкәрчиликләрни жүклигән Н.Ә.Назарбаев муәллимләрниң мәвқәсиниму нәзәрдин сирт қоймиди. Билим дәриҗисигә қарап устазларниң мааш һәққиниңму көтирилидиғанлиғини очуқ ейтти.
Педагог ретидә дөләт рәһбиримизниң мәзкүр Мәктүби билән тонушқандин кейин, Қазақстанниң тәрәққий әткән 30 әлниң қатариға қошулидиғанлиғиға ишәнчим күчәйди.
Саһирәм ӘЛАЕВА,
Дардамту оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жаңа инновациялық мектеп ашылды

2024 жылғы 6 қарашада Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Рахат ауылдық округіне қарасты Өрі…