«Қайтуримсиз яхшилиқ болмайду» дегән сөз тоғра ейтилған. Чүнки яхшилиқ қилған адәм биринчидин, Алланиң совавиға, разилиғиға, иккинчидин, ғәмхорлуқ тонутқан инсанниң дугасиға, миннәтдарлиғиға еришиду. Бу дунияда маддий җәһәттин пул билән яхшилиқ қилғили болидиғанду, лекин пулға совапни сетивалғили тамамән болмайду. Демәк, яхшилиқ қилишниң бар қәдир-қиммити шуниңда. Яратқучи инсанға мал-дуния, атақ-аброй бериши мүмкин, бирақ совап жиғип, җәннәткә муйәссәр болуш үчүн инсанға байлиқ вә мәнсәптин келип-кетәр пайда йоқ. Пәқәт, ахирәттә қилған яхшилиқлиримизла етиварға елиниду, халас.
Устаз болуш дегинимиз — балиға билим беришла әмәс, уни адәм қилип тәрбийиләштур. Инсанний хисләтләрни тонутуп, адәмгәрчилиги жуқури, парасити билән пәзилити ярашқан шәхс йетилдүрүп чиқиштур. Шу асаста мәктивимиздә көплигән хәйрихаһлиқ чарилири уюштурулуп туриду. Дәрһәқиқәт, «Миң аңлиғандин, бир көргән әла» дегәндәк, оқуғучиларға яхшилиқ қилиш һәққидә тәкрар-тәкрар ейтқандин, әмәлий иш-һәрикәтләр билән уқтуруш әвзәлирәктур.
Җүмлидин, пурсәтни пайдилинип билим дәргаһимизда йүз бериватқан яхшилиқлар, ярдәм қолини суниватқан яхши инсанлар һәққидә ейтип өтмәкчимән. Йеқинда Чонҗа йезилиқ №5-билим юртини башқуруп олтарған мудир М.Исмайиловниң тәшәббуси билән мәктәп оқуғучилири арисида «Ғәмхорлуқ» акцияси болуп өтти. Әмәлиятта, ушбу түркүмдики иш-чариләр мәктивимиздә жил он икки ай изчил өткүзүлүп туриду.
Президентимиз Н.Ә.Назарбаев өткән жилқи мақалисида «Туған жер» программисини алға сүргәндин бу ян наһийәмиздә көплигән өзгиришләр йүз бәрди. Жирақта жүргән жутдашлиримиз киндик қени тамған йери, 11 жил билим алған ана мәктивигә келип көплигән яхшилиқларни қилмақта. Алмута шәһиридә истақимәт қилидиған жутдишимиз, «Negal Group» бөлүм башчиси Қурбанова Сәйяра вә «БАСФ» компаниясиниң мутәхәссиси Изимов Мәхсутҗанниң һамийлиғида мәктивимиздики 39 оқуғучиға кийим-кечәк, 10 оқуғучиниң аилисигә 2 тоннадин көмүр берилди. Ата-анилар тәрипидин оқуғучиларға маддий ярдәм көрситилди. Шундақла, мәктәп муәллимлиридин М.Мансурова, Р.Ибрагимовалар 16 оқуғучини иссиқ тамақ билән тәминлиди. Шүбһисизки, бүгүнкидәк ахчиниң қәдри ашқан заманда һеч нәрсиниң баһаси әрзән әмәс. Шундиму, аримизда барини йошуруп әмәс, бөлүшүп, қолидин кәлгән ярдимини айимайдиған, яхшилиқ қилиштин янмайдиған, алий пәзиләтлик, жүриги кәң инсанларниң бар екәнлиги хуш қилиду. Яхшиларниң яхшилиғиға рәхмәт ейтип һәм бу изгү ишни башқиларға үлгә қилсақ нур үстигә нур болари ениқ.
Сөз ахирида, мәктивимиз мәмурийитини қоллап-қувәтләп, хәйрихаһлиқ акциялиригә ат селишип келиватқан шәхсләргә №5-оттура мәктивиниң мәмурийити һәм мәктәп коллективи, ата-анилар намидин чәксиз миннәтдарлиғимизни йәткүзимиз.
Г.ТОХТАСУНОВА,
Чонҗа №5-оттура мәктәп мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари
-
«Азаматтарға арналған үкімет» мемлекеттік корпорациясы» КЕ АҚ Алматы облысы бойынша филиалының директоры Бекжунусов Ермек Құралбекұлымен сұхбат
Алматы облысында мемлекеттік қызметтердің 71 пайызы электронды форматта көрсетілді Ағымд… -
Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі
Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө… -
Алматы облысында ауыл әкімдерінің алғашқы форумы өтті
Іс-шара «AMANAT» партиясының бастамасымен ұйымдастырылды. Форумға Алматы облысының әкімі М… -
Алматы облысы: «109» бірыңғай байланыс орталығы 12 мыңнан астам өтініш қабылдады
Коммуналдық қызметтерге қатысты өтінімдер мен шағымдарды енді «109» бірыңғай байланыс орта…
БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР
АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ
Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұрпақтың парызы. «Жеті атасын білмеген жетесіз» деп…