Басты бет Рухани жаңғыру ЛАТИНҒА КӨЧҮШ – ЗАМАН ТӘЛИВИ

ЛАТИНҒА КӨЧҮШ – ЗАМАН ТӘЛИВИ

0
1,217

Һәммимизгә мәлумки, елимиз латин графикисиға көчүш үчүн тәрәддут көрмәктә. Чүнки бу заман тәливи. Тәрәққият көчидин қелип қалмаслиқ үчүн ясиливатқан қәдәм. Тарихий қәдәм. Әл тәғдири, милләт тәғдиригә бағлиқ, чоң бир өзгириш. Бу қәдәмни бесиштин авал, қазақстанлиқларни бу йеңилиққа һазирлаш керәк. Сәвәви, бу бир адәмниң ейтқини билән яки дөләт сәяситини жүргүзүватқан башчиларниң қол қоюши биләнла йешилидиған иш әмәс. Пәқәт әлниң қоллап-қувәтлиши билән бирликтә алға интилғандила нәтиҗә беридиған иш. Әгәр хәлиқниң беши алда, ахири кәйнидә маңса әлниң көчи түзәлмәйду. Шуңа, мошундақ тарихий чоң бир қәдәмни башлаштин авал, әлниң бир мәхсәткә жиғиш муһим.

Җүмлидин, йеқинда, наһийәмиз-гә Талдиқорғандин иштрак қилған тәрғибат-тәшвиқат жүргүзүш топи, латин алфавитиға көчүш һәққидә чүшәндүрүш ишлирини жүргүзүп, әлниң ой-пикрини тиңшап қайтти. «Өлке тынысы» ЖЧЙ мудири Мейрам Базар оғли, Талдиқорған шәһиридики І.Жансүгіров намидики алий оқуш орниниң қазақ тили вә әдәбияти кафедрасиниң чоң оқутқучиси, докторант, алим Гүлим Төлеу қизи, Алмута вилайәтлик тилларни риваҗландуруш бойичә башқармисиниң бөлүм башчиси Туғанай Сламғази қизи, Алмута вилайити билим башқармисиниң методикилиқ кабинетиниң оттура билим вә инновация бөлүминиң йетәкчиси Эльвира Досаева, «Болашақ» программиси билән чәт әлдә билим елип кәлгән тележурналист, «Жетісу» телеканалиниң йеңилиқлар бөлүминиң йетәкчиси, филолог, язғучи, Есболат Айдабосын, вилайәтлик «Огни Алатау» гезитиниң мухбири Айжан Сәбит қизи тәшкиллигән топ «Нур Отан» партияси наһийәлик филиали рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Нуровниң йетәкчилик қилишида Шуңқар, Кичик Дехан йезилирида болуп қайтти.
Дәсләп Шуңқар оттура мәктивиниң мәҗлис залида баш қошуш өткүзүлди. Униңға жуқурида нами аталғанлардин бөләк, Дардамту, Шуңқар, Ардолата, Довун оттура мәктәплириниң мудирлири, муәллимлири, оқуғучилар, шундақла, йеза турғунлири қатнашти. Сөз башлиған Мейрам Базар оғли ушбу топниң әзалирини тонуштуруп,асасий мәхситигә тохталди. «Бүгүн биз силәргә әқил ейтиш үчүн әмәс, силәрниң ой-пикриңларни тиңшаш үчүн кәлдуқ» дәп, сөз новитини Гүлим Төлеу қизиға тапшурди. У латин алфавитиға көчүшниң иҗабий тәрәплирини атап ейтип, латин графикиси қазақ тилини сақлап қелишниң әң дурус йоли екәнлигини қәйт қилди. «Латин алфавитиға өтүш билән латин тилиға өтүш икки бөләк уқум. Көпчилик хәлиқ мана шуни дурус чүшәнмәйватиду. Биз латин графикисини пайдилинимиз, буниң билән қазақ тили һеч өзгиришкә учримайду» дәп сөзниң ениғини ейтти яш алим. Шундақла, һазир латин алфавитиниң иккинчи үлгиси ясилип, униң техи лайиһә екәнлигини, күчкә кирмигәнлигини әскә салди.
Андин сөзгә чиққан Есболат Айдабосын қазақ тилиниң келәчиги үчүн латин алфавитиға өтүшүмиз шәрт екәнлигини йәнә бир қетим тилға елип, бир нәччә мисаллар билән, буниң нәтиҗисидә қазақ тилиниң тазилинидиғанлиғини атап көрсәтти. Бу өзгириштин һеч қандақ қорқушниң һаҗити йоқ екәнлигини ейтип, жуқуридикиләрниң өгүзниму өлтәрмәй, һарвуниму сундурмайдиған йолни тапидиғанлиғиға ишәндүрүп, өз сөзини тамамлиди. Эльвира Досаева педагог ретидә, залдики оқуғучилар билән сөһбәт жүргүзди. Болупму, латин алфавитиға көчүш яшлар, йәни мәктәп оқуғучилири үчүн қийинға чүшмәйдиғанлиғини кесип ейтти.
Кейин, топ әзалири қатнашқучиларниң соаллириға җавап бериш билән болди. Шуңқар оттура мәктивиниң мудири Бейбит Алғазиев, Дардамту оттура мәктивиниң мудири Ваһитҗан Усманов, Довун оттура мәктивиниң мудири Халима Малибаеваларниң қойған соаллири қизғин муназиригә улашти. «Өзгә милләт вәкиллири латин алфавитиға қачан көчиду?», «Латин алфавитини йезидики тағу-ташта мал беқип жүргән қойчилар, аддий турғунлар қандақ қобул қилиду?», «Бу процесс қачан рәсмий түрдә аяқлишиду?», «Йеңи алфавитқа өткәндин кейин, язғучи-шаирлиримизниң том-том китаплириниң һали немә болмақ? дегәндәк соалларға, топ әзалири бирликтә «2025-жилдин башлап барлиқ һөҗҗәтләр латин графикисиға көчиду, мүмкин бу процесс униңдин бурун аяқлишишиму еһтимал. Һәммиси хәлиқни бу өзгиришни қандақ қобул қилишиға бағлиқ. Биринчи қазақ мәктәплири латин алфавитиға көчиду. Китапларға келидиған болсақ, һөкүмәтниң башчилиғида барлиқ китаплар әйнән қелпида латин графикисиға авдурилидиған болиду» дәп қисқа һәм ениқ җавап қайтурди.
Шуңқар йезисидики учришиш аяқлашқандин кейин мәзкүр топ Кичик Дехан йезисиға йол тартти. Кичик Дехан йезисида өткән баш қошушқа Чоң Дехан, Кәтмән йезилириниң турғунлири, йеза һакимлири, мәктәп мудирлири, устазлар вә оқуғучилар иштрак қилди. Адәттикидәк сөз алған Мейрам Базар оғли жиғилған жут билән аманлишип, дәрру мәхсәткә көчти. Кейин, сөз тизгини Гүлим Төлеу қизиға берилди. У латин алфавитиниң иккинчи нусхисида 32 бәлгү бар болуп, «Бир бәлгү бир һәрип» нәзәрийәсидә түзүлгәнлигини атап ейтти. Шундақла, буниңғичә қазақ алфавитида артуқчә орун алған өзгә тилдин киргән һәрипләрниң қисқирап, таза қазақ алфавитиниң шәкилләнгәнлигини тилға алди. «Лингвистика саһасида тилниң өмүр сүрүш узақлиғи дегән уқум бар. Аләмдә 6000дин ошуқ тил бар десәк, уларниң ичидә йоқилиш ховупи бар тилларму йоқ әмәс. Қазақ тили шуниң ичидә «Сағлам тил» қатариға ятиду. Амма бу қазақ тилиниң келәчигигә капаләтлик қилалмайду. Биздики мәхсәт, латин алфавитиға көчүш арқилиқ, тилниң өмүр сүрүш узақлиғини сақлап қелиш» дегән ой-пикрини очуп ейтти Гүлим Төлеу қизи.
1991-жили Мустәқиллик алғандин кейин бәзи бир мәмликәтләр дәрру латин алфавитиға өтүп кәтти. Бу алдирашлиқта қобул қилинған қарар болғачқа, бәзи дөләтләрниң ана тилиниң бир қанчә һәриплиридин айрилип қалғанлиғи ялған әмәс. Бу тоғрилиқ Есболат Айдабосын сөз қозғап, пәқәт бизниң елимиздә латин алфавитиға өтүш хәлиқ билән мәслиһәтлишип жүргүзүливатқанлиғини атап ейтти. Күндилик биз көрүп жүргән йоллардики йәр-җай намлири, экспорт арқилиқ кәлгән товарлар, Менделеев кәштисидики элементларниң барлиғи латин графикисида йезилған. Биз күндилик һаятта етивар бәрмисәкму, янтелефонимизға келидиған хәвәрләндүрүшләрниңму қазақ, рус тиллирида латин графикиси билән йезилип йоллинидиғанлиғини әскә салди тонулған тележурналист. Тез тәрәққий әткән Корея, Япония қатарлиқ әлләрдин бизгә импортлинип кәлгән техника, товарлар наминиң («SONY»,«SAMSUNG»,«TAYOTA») латин һәриплири билән йезилиши, латин йезиғиниң аләмдә кәң даиридә қоллинилип келиватқанлиғиниң ярқин испати екәнлиги қәйт қилинди сөз арисида.
Залниң тәң йеримини алған оқуғучиларға Эльвира Досаева соалларни қоюп, уларниң пикрини тиңшиди. Оқуғучилар һәммиси бир еғиздин бу лайиһәни қоллап-қувәтләйдиғанлиғини йәткүзди. Қизғин пикир-талаштин кейин, Гүлим Төлеу қизи латин алфавитиниң иккинчи вариантини көрситип, тахтиға сөз қураштуруп, латин алфавитида йезип оқушниң һеч қандақ қийинчилиғи йоқ екәнлигини иш йүзидә дәлилләп бәрди.
Бир күнгә созулған сәпәрдә хәлиқ билмигини сорап, қошари билән бөлүшти. Шуниси ениқ болдики, латин алфавитиниң алда йәнә бир қанчә үлгиси ясилиши мүмкин, лекин мәмликәт дурус дәп тапқан лайиһә күчкә киргәндин кейин мәхсус мутәхәссисләр тәйярлинип, үгитиш, чүшәндүрүш ишлири бойичә қазақстанлиқларниң барлиғи толуқ тәмин етилидиған болиду.
БМТда 6 рәсмий тил болса, униң үчи латин алфавитида. Демәк, 25 жилниң ичидә аләмгә тонулған елимизниң алдики тәрәққияти үчүн әң муһим бирдин бир йол – латин алфавитиға көчүш болмақ…

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…