Елимизниң күн санап риважлиниватқан мошу күнлиридә, йәни дөләт рәһбири Н.Назарбаевниң мәнивий йеңилиниш мақалисиға мувапиқ, әдәбият вә сәнъәтни тәрәққий әткүзүш, йеңидин өсүп йетиливатқан иҗаткарларниң әмгәклирини рояпқа чиқириш, уларни мәдһийиләшниң әвзәллигини алаһидә атап көрсәткән еди. Шу җәрияндики ишлардин вақип болған җанкөйәр ихласмәнлиримиз талантлиқ яш иҗаткарларни ениқлап, уларниң келәчәктә иҗат чоққисида пәрваз қилип, өз әмгәклиридә вәтәнпәрвәрлик, инсанпәрвәрлик, милләтпәрвәрлик, достлуқ кәби мавзуларда қәләм тәвритиватқан яш иҗаткарларни қоллап-қувәтләватқан әзиз жанлиримизға апирин ейтимиз. Мәзкүр китапни маддий вә мәнивий җәһәттин қоллап-қувәтлигән миллий ғурури жуқури болған Алмута шәһәрлик мәдәнийәт мәркизи, Алатав наһийәлик аяллар кеңишиниң рәиси Ағчихан Һәмраеваниң һамийлиғида, техи жигирмә яшқа толмиған, амма өзиниң шеирлири билән көпчиликни мәһлия қиливатқан яш иҗаткар шаирә Сабирәм Әнвәрованиң әмгәклирини топлап, йеқинда нәшрияттин «Ақ чечәк» намлиқ китавини чиқирип, җамаәтчиликкә тәвсийә қилди. Бу мәркәзгә тәшәккүримиз чәксиз.
Сабирәм Әнвәрова наһийәмизниң Дардамту йезисида ана тилида оттура мәктәпни тамамлиған. Билимини мукәммәлләштүрүш үчүн һазирқи күндә Алмутидики дөләт қазақ педагогикилиқ-гуманитарлиқ колледжиниң филология бөлүмини сирттин оқуйду. Униң шеирийәткә болған қизиқиши мәзкүр жуттики мәктәпниң 7-8- синиплирида оқуватқан чағлиридила ойғанған еди. Бүгүнки күндә наһийәлик «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» намлиқ дөләтлик гезити билән уйғур тилида чиқидиған җумһурийәтләр ара «Уйғур авази» гезитиниң Уйғур наһийәси бойичә мәхсус мухбири болуп ишләп, өз иҗади билән биллә наһийәмизниң нәпәсигә бағлиқ түрлүк мавзуларда қәләм тәвритип келиватқан шаирә-мухбиримиздур. Сабирәмниң бу топламиға киргән шеирлири һаяттики һәр хил һадисиләргә болған өзиниң көз қариши билән Ана йәр, Ана жут вә муһәббәт охшаш мавзуларға беғишланған лирикилиқ әсәрлири киргүзүлгән болуп, ички сезим вә һиссиятлирини оқурмәнләргә тәвсийә қилиду. Униңда яшларниң бүгүнки көрүнүши, милләтләр ара достлуқ, балиларға беғишлиған әсәрлири, муһәббәт, қериндашлиқ риштилири, туғулған зимин, әмгәк адәмлириниң һаятиға беғишлиған мақалә-шеирлири вә һаказиләр тәлкин қилинғанлиғи түпәйли, оқурмәнләрниң көңлидин чиқидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.
Талантлиқ яш шаирә Сабирәмни бу йоруқ көргән дәсләпки топлими билән наһийә аһалиси вә бизниң тәһрират намидин қизғин вә сәмимий тәбрикләп, келәчәк һаятиға хатирҗәмлик, иҗаткарлиқ паалийитигә муваппәқийәтләр тиләп, «Сабирәм, намиң бүйүк чоққилардин көрүнсун!» демәкчимиз.
Редакция тәһрирати