Аялларниң җәмийәтлик-сәясий һаяттики паалийәтчанлиғини ашуруш, аилә қәдрийәтлирини мустәһкәмләш, гендерлиқ сәясәтни риваҗландуруш. Бу бүгүнки күнниң әң муһим мәсилилириниң қатарида.
Йеқинда «AMANAT» партияси Алмута вилайәтлик шөбиси йенидин қурулған Аяллар қанитиниң башланмиси билән уюштурулған учришишта аталмиш мәсилиләр муһакимә қилинди.
«Аялларниң җәмийәттики роли» намлиқ чарә-тәдбиргә наһийәлик Аилини қоллаш мәркизиниң мутәхәссислири, Анилар кеңишиниң әзалири, наһийәлик мәслиһәтниң депутатлири, яшлар вә ишбиләрмән аяллар иштирак қилди. Қатнашқучилар аялларниң дөләт башқуруш иши, тиҗарәт, билим бериш вә иҗтимаий саһадики үлүши тоғрилиқ пикир алмашти. Баш қошушта шундақла аялларниң һоқуқини қоғдаш, турмуштики зорлуқ-зомбилиқларниң алдини елиш, яшлар тәрбийиси һәм ана мәртивисини көтириш мәсилилириму талқиланди.
Вилайәтлик Аяллар қанитиниң рәиси Меруерт Молдашева аялларниң җәмийәтлик башланмилирини әмәлгә ашуруштики паалийәтчанлиғиға тохтилип, уларниң дөләт тәрәққиятиға қошуватқан төһписи һәққидә сөз қозғиди. Шу җүмлидин, наһийәлик Аилини қоллаш мәркизиниң мудири Гауһар Шавдинова болса,аилидики зорлуқ-зомбилиқниң алдини елиш бойичә тәвәмиздә атқурулуватқан ишларни баян қилди.
– Өткән жилниң қәһритан ейидин башлап бүгүнки күнгә қәдәр аилини қоллаш мәркизидә 237 кейс (вақиә) тиркәлди. Умумән бир жилниң ичидә мәркәз тәрәптин 272 юристлиқ кеңәш берилип, методикилиқ вә әхбаратлиқ ярдәм көрситилди. 183 адәм психологниң ярдимини алди, – деди у өз докладида.
Натиқниң тәкитлишичә, жил ичидә 63 аял мәзкүр мәркәзгә мураҗиәт қилған. Униң ичидә пробация һесавида турған үч аял юристларниң ярдими билән бир қетимлиқ иҗтимаий ярдәм һәққини елишқа муйәссәр болған. 48 аялниң өтүнүши бойичә иҗтимаий вә қануний ярдәм көрситилип,2 аял мәхсус психикилиқ саламәтлик мәркизигә орунлаштурулған. Қисқиси, аталған муддәттә наһийәдәҗәми 12 (бийилға – 1) аял турмуштики зорлуқ-зомбилиққа учриған. Гауһар Шавдинова көпинчә Аилини қоллаш мәркизигә мурәҗиәт қилғучиларниң аяллар вә яш қизлар екәнлигини алаһидә тәкитләп, уларға мәркәз мутәхәссислири тәрипидин тегишлик ярдәм көрситиливатқанлиғини қәйт қилди.
Мавзуға мувапиқ наһийәлик Анилар кеңишиниң рәиси Гүлжаһан Әликеева, наһийәлик мәслиһәтниң депутати Салтанат Ермухаметоваларму өз ой-пикирлирини оттуриға салди. Чарә-тәдбир ахирида аялларниң иҗтимаий әһвалини яхшилаш, кәспий вә йәккә тәрәққий етишигә ярдәм бериш йөнилишлиридә һәрхил тәклипләр ейтилди. Әркин сөһбәт форматида өткән ушбу учришишта спикерлар қатнашқучиларни аталған мәсилиләрни бирлишип һәл қилишқа чақирди.
Сабирәм ӘНВӘРОВА
