Басты бет Заң және қоғам КҮН ТӘРТИВИДӘ: ҚАНУН ВӘ ТӘРТИП

КҮН ТӘРТИВИДӘ: ҚАНУН ВӘ ТӘРТИП

0
172

Йеқинда наһийәлик Мәдәнийәт өйидә «Қанун вә тәртип» мавзусида вилайәтлик яшлар форуми өтти. Чарә-тәдбирниң асасий мәхсити — яш әвлатни заманивий җәмийәттики хәвп-хәтәрләрдин һимайә қилиш вә уларниң һоқуқий саватини ашурушқа һәм спорт арқилиқ сағлам һаят тәрзини несиһәтләшкә қаритилди.

Форумда яшлар үчүн актуал болған бир қанчә муһим мәсилиләр муһакимә қилинди. Модератор Марселен Камате бу учришишниң пәқәт пикир алмишиш әмәс, бәлки ортақ мәсилиләрни муһакимә қилип, уларниң алдини елиш йоллирини бирлишип һәл қилишқа беғишланған мәйдан екәнлигини тәкитлиди. Андин новәт новити билән спикерларға сөз берилди.

Наһийә һакиминиң орунбасари Ерасыл Толымбекулы, Алмута вилайәтлик яшлар сәясити мәсилилири башқармисиниң башлиғи Мәди Ахметов вә «AMANAT» партияси йенидики «Жастар Рухы» яшлар қанитиниң вилайәтлик шөбисиниң рәиси Әдилет Айтқазы яшларниң җәмийәттики орни вә дөләт тәрипидин яритиливатқан имканийәтләр һәққидә сөз қозғиди. Шуниң билән биллә, мутәхәссисләр тәрипидин әмәлий мәслиһәтләрму берилди.

Атап ейтсақ, Алмута вилайити полиция департаментиниң нәшикәшликҗинайитигә қарши күрәш башқармисиниң полиция подполковниги Алтын Темирғалиева ениқ фактлар биләнҗинайәт садир қилишниң ақиветигә тохталса, Алмута вилайити психикилиқ саламәтлик мәркизиниң психологиялик тәҗрибиханисиниң йетәкчиси Мөлдир Әмиртаймавзуға мувапиқ өткүр ой-пикирлири, мәслиһәтлири билән яшларға ой салди. Шу җүмлидин, Алмута вилайити полиция департаментиниң киберҗинайәткә қарши күрәш башқармисиниң вәкили, полиция майори Әлибек Кериминтернеттики хәп-хәтәрләр вә кибербехәтәрлик қаидилири тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрди.

Чарә-тәдбир җәриянида «Нәшикәшликкә қарши» мавзусидики мәхсус видеороликлар көрситилди. Форумниң әң қизиқарлиқ қисми – яшлар билән спикерлар арисидики соал-җавап мәйдани болди. Яшлар өзлирини ойландуридиған мәсилиләр бойичә соаллирини йоллап, өз тәклип-пикирлирини оттуриға қойди.Спикерлар тәрипидин берилгән җавап, көрситилгән фактлар яшларни тоғра қарар қилишқа, яман илләтләрдин жирақ болушқа чақирди. Чүнки қанун һөрмәтләнгән, тәртип сақланған җайдила тәрәққият болиду.

Хулләс, форум көзлигән мәхситигә йәтти, десәк хаталашмаймиз. Бу пәқәт бир күнлүк учришиш болуп қалмастин, бәлки яшларни һаят йолида учришидиған тосалғуларға қарши турушиға йол ачти. Заманивий җәмийәттә қанун үстүнлүгини тәминләш пәқәт тәртип сақчилириниңла вәзиписи әмәс, бәлки һәрбир яшниң муқәддәс борчидур. Форум давамида көтирилгән мәсилиләр қатнашқучиларни нәшикәшлик билән күрәшкә, киберҗинайәткә қарши турушқа тәрбийилиди. Уюштурғучиларниң ейтишичә, мундақ учришишларни пат-пат уюштуруп туруш арқилиқ биз бехәтәр җәмийәт бәрпа қилалаймиз.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Цифровой фильтр безопасности: в Freedom Travel появилось профилактическое предупреждение для пассажиров

Главная транспортная прокуратура продолжает внедрение цифровых инструментов профилактики п…