Һалал вә һарам

0
27

Дадам һәрқачан «Қара су ичип, қаттиқ нан йесәкму, тенимиз сақ болсун. Башқа һечнемә керәк әмәс» дәп ейтиду. Балилиқта анчә әһмийәт берип кәтмигән екәнмән. Кейин ойлап қарисам, бу сөзләрниң мәзмуни тамаққила мунасивәтлик әмәскән. Чүнки биз қара су ичип, қаттиқ нан йәп өсмидуқ. Шүкри, ата-анимиз бизни һечкимдин кам қилмай, наниң юмшиғини, суниң сүзигини берип чоң қилди. Шундикиси, дадам тәнниң сақлиғини һалал таам билән бағлаштурған охшайду…

Һалал вә һарам таам дегәнни қандақ чүшинисиз? Бирла еғиз сөз билән, һалал – истимал қилишқа болидиған, һә һарам дегинимиз –истимал қилишқа болмайдиған йемәк-ичмәк түрлири дәп җавап беришкә болиду.Шуңа нурғунимиз «һарам» десә, динимизда йәшкә болмайдиған җан-җаниварларниң гөши билән озуқлинишқа болмайду дәп интайин қисқа ойлаймиз. Бирақ йәшкә рухсәт қилинған малниң өзи әгәр шәриәткә лайиқ союлмиса, һарам һесаплиниду. Йәнә келипХудаға ишәнмәйдиған адәмниң сойған мелиниң гөшимуһарамға ятиду.

Әмәлиятта, Сизниң җозиңиздики қойниң гөшиму «һарам» һесаплиниши мүмкин. Сөзсиз, мошу йәрдә Сиздә: «Қандақларчә, қойниң гөши һалал әмәсму?» дегән соал пәйда болди. Соалиңиз тәбиийкиорунлуқ. Қойниң гөши һалал. Бар мәсилә униң қандақ йол билән дәстихиниңизға кәлгәнлигидә. Әгәр у таза йол билән, йәни, адил әмгәк арқилиқ тапқан мелиңиз болса, ундақтагәп йоқ. Мабада, оғурланған яки киши һәққини йәш арқилиқ егиләнгән мал болса, төгиниң гөши болсиму һәргиз тәнгә сиңмәйду. Чүнки маңлай тәрсиз, адил әмгәксиз қол йәткүзгәнһәрқандақ нәрсәһарамдур. Бу тоғрилиқ динимиздиму ениқ чүшәнчә берилгән. Йәни, исламда һалал вә һарам дәп бөлүнгән йемәкликләрдин бөләк, оғурлаш, тартивелиш вә парихорлуқ арқилиқ елинған нәрсиләрниң барлиғи һарамдур. Сәвәви бу мусулманға лайиқ хисләт әмәс!

Бүгүнки күнниң нәпәси билән қарисақ, тиқип-сиқип йәш, дөләтниң мүлкигә қол селиш әһваллири толиму көпийип йәтти. Сараң өзини «сараң» демәйду демәкчи, һечким өз гунасини иқрар қилмайду, әлвәттә. Бирақ һәркимниң әйиви көңлигә тайлиқ…

Шамал чиқса, дәрәқтики сесиған алмилар биринчи болуп йәргә чүшиду.Оңай йол билән кәлгән нәп дәл шу сесиған алмиларға охшайду. Уни йегән адәмниң ичи сесийду, чирийду, нийити бузулиду. Күнләрниң бир күни униҗәзмән «қусишиға» тоғра келиду. Әң ямини, бир адәмниң хаталиғидин миң адәм оғилиниши мүмкин. Сәвәви бәзиләр һарам йол билән тапқан тапавити билән аилисини асримақта. Лекин буниң ахири һәргиз яхшилиққа апармайду. Мошу йәрдә, һаяттин елинған мундақ бир вақиәтни мисалға кәлтүрмәкчимән.

Бир тонушумниң ейтишичә, жуқури хизмәттә ишләйдиған бир дөкәйдөләтниң мүлкини тонап, чәт әлгә қечип кетипту. Аяли вә бәш балисини иш бесиққанда елип кетишни ойлаштуруп жүргән көрүниду. Бирақадәмниң ойлиғини әмәс, Алланиң буйриғини болидудә. Туюқсиз һелиқи кишиниң рәпиқиси еғир ағриқниң зәрдавидин көз жумупту. Бу хәвәрни аңлиған «қачқун» аялини ахирқи сәпәргә узутушқиму қатнишалмай, қайғудин қан жутуп, раса қийналған охшайду.

Әнди Сиз өзиңизни бәш балисини житим қалдуруп, аялидин мәңгүгә айрилған һелиқи парихорниң орниға қоюп көрүң. Сизниң қолиңизда бир өмүр баяшәтчиликтә яшашқа йәткүдәк пул бар. Бирақ сизни сәвәпсиз сөйүдиған яриңиз, «дада»дәп әркиләйдиған балилириңиз йоқ. Байлиқ сизни бәхитлик қилаламду? Вапат болған яриңизни қайта тирилдүрәләмду? Балилириңизға ата-ана меһрини берәләмду? Жүригиңиздики өкүнүш вә қәлб ярисини сақатайталмду?..

Суниңму сориғи бар заманда, һечбир гуна җавапсиз қалмайду. Биз ичкән һәрбир жутум сүйимиз үчүнһесап беримиз. Пәйғәмбиримиз Муһәммәд әләйһиссалам: «Бир заман келиду, шу чағда адәмләр мал-дунияни қандақ (һалал вә һарамдин) тепиватқанлиғиға етибар бәрмәйдиған болиду» дегән екән. Мениңчә болса, бизһазир дәлшу заманда өмүр сүрүватимиз. Чошқиниң гөшидин жиркинип, амма кишиниң һәққини иза тартмай йәйдиған қой терисидики бөриләр көпийип кәтти. Очуғини ейтқанда, улар – оғрилар вә парихорлар!Дөләт мүлки – хәлиқниң мүлки. Хәлиқниң мүлкини тонаш миңлиған, миллионлиған адәмниң һәққини йәш билән баравәр еғир гуна.

Мениң дадам аддий бир йеза адими. Бизни асраш үчүн кәсип таллимай ишлиди. Қассап, қурулушчи, жүргүзгүчи, таксистму болди. Қанчелик тапавәт тапқини муһим әмәс, әң муһими бизгә һечқачан «һарам» тамақ йегүзмиди. Барға қанаәт қилишни үгәтти. Балилиғимиздин адил әмгәк билән кәлгән «каттиқ нан билән қара суниң» оңай йол билән кәлгән «юмшақ нан билән шовидинму» тәмлик болидиғанлиғини чүшәндүрди.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ДАУЛЫ МИЛЛИАРД АЛМАТЫ ОБЛЫСЫНДА СУБСИДИЯДАҒЫ ТҮЙТКІЛ ШЕШІЛІП, ШАРУА ҚОЖАЛЫҚҚА ТӨЛЕНДІ

Алматы облысында шаруа қожалығының бір жарым жыл бойы ала алмай келген субсидиясы төленді.…