Басты бет Кәсіпкерлік ТИҖАРӘТ – ТАПАВӘТ – ТӘРӘҚҚИЯТ

ТИҖАРӘТ – ТАПАВӘТ – ТӘРӘҚҚИЯТ

0
34

Һәптиликниң төртинчи күни йеза егилиги вә тиҗарәтчилик саһалириға беғишланди. Бу күни Чонҗа йезисидики мәркизий мәйданда йеза егилиги йәрмәңкиси уюштурулуп, заманивий технологияләр, тоғриси, тәвәниң аграрлиқ иқтидари тонуштурулди. Кейин наһийәлик Мәдәнийәт өйидә «Ишбиләрмән аял иши билән көркәм» дегән мавзуда чоң форум өтти. Форум башлиништин бурун меһманлар Мәдәнийәт өйиниң фойесидики наһийәдики ишбиләрмән аялларниң ишлири қоюлған көргәзмини зиярәт қилди. 

«Аял бир қоли билән бөшүкни тәврәтсә, иккинчи қоли билән аләмни тәвритиду» демәкчи, ханим-қизлар барлиқ саһаларда йемишлик әмгәк қилип, елимизниң тәрәққиятиға зор үлүшини қошмақта. Уйғур наһийәсидики форум шуниң йәнә бир ениқ испати болди. Көргәзмигә қоюлған қолһүнәр буюмлири, он бармиғидин һәсәл тамған ишбиләрмән аялларниң қолидин тәйярлаған һәрхил таамлар һәм пишируқлар һәмминиң зоқини кәлтүрди. Болупму, тохсән жиллиққа атап пиширилгән тонур нанлар наһийәдики бәрикәт вә молчилиқни көрсәткәндәк болди.

Форумда дәсләпки тәбрик сөзгә чиққан наһийә һакими Бота Серикқизи аялларниң җәмийәттики роли һәққидә сөз қозғап, наһийәниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға үлүш қошуватқан ишбләрмән аялларни мукапатлиди. Андин форумниң һөрмәтлик меһманлари, Алмута вилайити тиҗарәтчиләр палатисиниң ишбиләрмән аяллар кеңишиниң рәиси Ләззат Ботабекова,  Алмута вилайити һакиминиң гендерлиқ  мәсилиләр тоғрилиқ штаттин ташқири мәслиһәтчиси, «Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң йәрлик тәшкилатлар фонди»  җәмийәтлик фондиниң иҗраий мудири Бақытгүл Елчибаева, Алмута вилайити тиҗарәтчиләр палатисиниң ишбиләрмән аяллар кеңишиниң әзаси, вилайәтлик AMANAT партияси йенидин қурурлған Аяллар қанитиниң рәиси Меруерт Молдашеваларға сөз берилди.  Спикерлар «Ишбиләрмән аяллар –бәрикәтлик ишниң бешида», «Йеза аяллириниң мәртивиси билән имканийәтлирини ашуруштики аяллар арисидики бирликниң зөрүрийити» «Җәмийәттики аялниң роли вә аяллар қанитиниң башланмилири» дегән мавзуларда доклад оқуди.

Шәхсий тиҗарәтчилик билән шуғуллиниватқан аяллар иш-тәҗрибиси билән бөлүшти. Атап ейтқанда, шәхсий тиҗарәтчиләр  Роза Баратова «Әмгәкниң дәми –тапавәтниң ачқучи», Гүлинур Буйенбаева  «Тиҗарәтчилик –жүрәкниң иши» дегән мавзулар бойичә сөзгә чиқти. Уйғур наһийәлик Анилар кеңишиниң рәиси Гүлжахан Әликеева аниларниң җәмийәтлик ишлардики паалийитигә тохталди. Форум ахирида Уйғур наһийәлик тиҗарәтчиләр палатисиниң ишбиләрмән аяллар кеңишиниң рәиси, шәхсий тиҗарәтчи Айтунәм Мәмироваға сөз берилди. Натиқ чарә-тәдбирниң интайин жуқури дәриҗидә өткәнлигини тәкитләп, аялларни қоллап-қувәтләп жирақ-йеқиндин кәлгән меһманларға миннәтдарлиғини билдүрди.

Тәкитләп кетиш керәкки, аталмиш форумда  Айтунәм Мәмирова билән  шәхсий тиҗарәтчи Луиза Җалалова Алмута вилайити тиҗарәтчиләр палатисиниң Тәшәккүрнамиси билән тәғдирләнди.  Мәзмуни чоңқур, маһийити жуқури форумниң ахири концертлиқ программиға улашти.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

 

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

НИТИ НАДЕЖДЫ АЙНУР

Многодетная мама Айнур Омиркулова, воспитывающая четверых детей, в том числе сына с особым…