Басты бет Әр қилы ЙЕҢИ МҮМКИНЧИЛИКЛӘРГӘ ЙОЛ АЧИДУ

ЙЕҢИ МҮМКИНЧИЛИКЛӘРГӘ ЙОЛ АЧИДУ

0
145

Чарин дөләт миллий тәбиий паркида туристлар үчүн йеңи инфрақурулумлуқ лайиһә әмәлгә ашти. Чарин дөләт миллий тәбиий парки билән «Жетісу Вольфрамы» җавапкәрчилиги чәкләнгән йолдашлиғиниң бирләшкән лайиһәси арқилиқ Чарин чатқаллиғида йеңи су билән тәминләш трубилири ишқа қошулди.

Ениғирақ ейтсақ, 2024-жили Чарин дөләт миллий тәбиий парки билән «Жетісу Вольфрамы» ҖЧЙ арисида 2024-2026-жилларға беғишланған бирләшкән иш-чариләр тоғрилиқ йол хәритиси бәкитилгән еди. Аталмиш лайиһәниң нәтиҗисидә «Шарын шатқалы – Қамалдар аңғары» туристлиқ йөнилишигә тартилған жигирмә чақиримлиқ су трубилириниң қурулуши ахирлишип, йеқинда пайдилинишқа берилди. Шуниң билән қатар, миллий парк мәйданидики явайи һайванларни суғириш мәхситидә бәш чақирим йәргә су трубилири тартилди.

Ечилиш мәрасимида, наһийә һакими Бота Елеусизова бу йеңилиқниң наһийә үчүн муһим вақиә екәнлигини тәкитләп, көпчиликни көптин күткән хошаллиқ билән тәбриклиди.

– Чарин чатқаллиғи – тәбиәтниң қайтиланмас мөҗүзиси. Елимизниңла әмәс, аләмниң туристлиқ хәритисидин оюп туруп өз орнини алған байлиғимиз. Бүгүн ишқа қошулған су иншаәтлири – пәқәт инженерлик лайиһәла әмәс, туристларғақолайлиқ шараит яритишқа вә уларниң бехәтәрлиги үчүн ясалған муһим қәдәм. Су – тирикчиликниң қайнар көзи. Туристларға қолайлиқ шараит яритиш арқилиқ биз тәбиәтни қоғдашқиму үлүш қошимиз. Сәвәви, инфрақурулум яхшиланғансири экологиялик мәдәнийәтму көтирилиду. Бу лайиһә наһийәмиздики туризмниң тәрәққий етишигә беваситә иқбал қилиду, – деди һаким.

«Су мәсилисини һәл қилиш – иҗтимаий турақлиқни сақлаш вә ихтисатни тәрәққий әткүзүшниң капалити» демәкчи, буни –тәбиәтни қоғдаш, туризмни тәрәққий әткүзүш, туристларға қолайлиқ шараит яритиштики чоң башланмадесәк хаталашмаймиз.

***

Чарин дөләт  миллий тәбиий паркида йәнә бир хошаллиқ. Су билән тәминләш трубилириниң ишқа қошулушиға беғишланған ечилиш мәрасими билән қатар, бу күни пакр мәйданиға селинған йеңи үлгидики кордонниң лентиси қийилди.

Заманивий үлгидә, экологиялик таза материаллар билән  селинған йеңи объект – дөләт инспекториға аилиси билән бирликтә яшаш үчүн берилмәкчи.  Кордонниң асасий алаһилиги – униң көпфункцияналлиғида. Йәни, униң бир бөлүги туристрларни қобул қилишқа беғишланған. Тәкитләп кетидиған йери, кордон қурулуши миллий парк хадимлириниң күчидә, һечбир сиртқи тәшкилатларниң қатнишишисиз әмәлгә ашурулди.

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң «Сүнъий әқил дәвридики Қазақстан: муһим мәсилиләр вә уни түпасаслиқ рәқәмлик өзгиришләр арқилиқ һәл қилиш» намлиқ Мәктүбидә туризм, инвестиция саһалири бойичә муһим тапшурмиларни жүклиди. Болупму, Алмута шәһири билән Алмута вилайитидики туризмға алаһидә тохтилип, туризм инфрақурулимини һәртәрәплимә тәрәққий әткүзүшимиз керәклигини тәкитлигән еди. Чарин чатқаллиғидики қош хошаллиқ –йеңи мүмкинчиликләргә йол ачиду.

 Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ПОБЕДА ИННОВАЦИЙ И ТВОРЧЕСТВА

Команда «SmartReMakers» из Шонжынской школы-лицея №1 с блеском представила Алматинскую обл…