Конституция күни һарписида наһийәмиздә әһмийити жуқури көплигән чарә-тәдбирләр өткүзүлди. Наһийәлик мәдәнийәт, тилларни риваҗландуруш вә спорт бөлүми билән тәнтәрбийә вә спортни тәрәққий әткүзүш мәркизи бирликтә уюштурған марафон шу җүмлидиндур. Униңға наһийә турғунлири вә дөләт хадимлири қатнишип, йүздин жүгрүкләр ениқланди.

Чарә-тәдбирниң бешида сөз алған наһийә һакими Бота Елеусизова наһийә турғунлирини дөләтлик мәрикә билән тәбрикләп, марафон қатнашқучилириға ақ йол тилиди. Марафон наһийәлик мәркизий мәйдандин башлинип, Әл-Фараби кочисиниң бойи билән бәлгүләнгән йөнилишләр бойичә давам тапти. Атмишқа йеқин қатнашқучиниң ичидин көптин озуп, алға чиққанлар диплом, медаль вә Чарин дөләтлик миллий тәбиий парки тәрипидин сетивелинған баһалиқ соғилар билән мукапатланди. Бу чарә-тәдбир аһали арисида аммивий спортни несиһәтләштә чоң роль ойниди. Чүнки қатнашқучилар билән қатар, тамашә қилишқа кәлгән спорт мухлислириниңму сани аз болмиди.
Сабирәм ӘНВӘРОВА
