Басты бет Ата Заң АДИЛ ҚАНУН – ТИРИГИҢ

АДИЛ ҚАНУН – ТИРИГИҢ

0
142

Бүйүк мутәпәккүр Йүсүп Хас Һаҗипниң «Адил қанун – тиригиң» дегән қанатлиқ сөзи бар. Демәк, һәр қандақ әлниң әң есил ғәзниси у йәр асти байлиғи яки завод-фабрикилири әмәс, бәлки – адил қанунидур. У худди чиримас томур кәби, дөләтниң қәд көтирип туришида асасий роль ойнайду. Чоңқур томур тартмиған дәрәқ қаттиқ боран-чапқунларға бәрдашлиқ берәлмәйду. Шуниңға охшаш, қануни адил болмиған дөләт – әсла мустәқиллигини сақлап қалалмайду!

Җүмлидин, Мустәқилликкә еришкән оттуз төрт жилдин буян Қазақстанимизниң бүгүнкидәк тәрәққий етиши тәртип вә бирликтики тәңпуңлуқниң нәтиҗиси десәк хаталашмаймиз. Бу йүз оттуздин ошуқ милләтни бириктүргән Асасий Қанунимиздики адиллиқ, баравәрлик һәм бехәтәрликниң йемишидур. Бир қанун астида бир мәхсәткә интилған қазақстанлиқлар течлиқни һәммидин үстүн қойиду. Чүнки течлиқ вә тәртип йоқ әлдә – тирикчилик вә тәрәққият тохтап қалиду.

Байқисиңиз, қолимиз дугаға йейилғанда чоңлар  һемишәм авал «Елимиз аман, жутумиз теч болсун!» дәп Алладин биринчи новәттә аманлиқни, течлиқни сорайду. Илгири бу сөзләргә анчә етивар берип кәтмәттим.Амма ахирқи жилларда йәр йүзидә йүз бериватқан вақиәләргә қарап, бу дуганиң қәдир-қиммитини техиму чоңқур чүшинип йәтмәктимән. Аләмдә йүз бериватқан тоқунушлар, буниңдин қалса, от кетиш, су бесиш қатарлиқ тәбиий апәтләр, һәммиси-һәммиси елимиздики әркинликниң, хатирҗәмликниң қәдир-қиммитини уқтурмақта. Аләмдики вәзийәт бизгә течлиқ билән атқан һәр теңимизға шүкри әйләп, сақ-саламәт өткән һәр күнимизгә рази болуп яшашни үгәтмәктә. Чүнки  аманлиқ болса – яманлиқ болмайдиғанлиғиға көзимиз йәтти.

Буниңдин оттуз жил илигири қобул қилинған қанунимиз бизни барлиқ яманлиқтин қоғдап келиватиду. Хурсән қилидиғини, барлиқ қазақстанлиқларниң һоқуқи бир. Һечким һечкимдин кам әмәс! Елимизниң һәрбир пухраси Адил Қанун асасида өз-өзини қоғдашқа толуқ һоқуқлуқ. Тәләп бир, җазаму барчиға бирдәк. Һәркимниң яшаш әрки өз қолида. Билим ал, хизмәт қил, пул тап – таллаш әркинлиги өзәңдә! Мана шу баравәрлик, адиллиқ арқилиқ – қазақстанлиқларда бир-биригә дегән һөрмәт пәйда болди, милләтләр ара достлуқ қелиплашти.

 Узун сөзниң қисқиси, Конституция – бүгүнки бәхитлик һаятимизниң уятқисиға айланди. Бирлигимиз – бойнимизға бойтумар болуп бағланди. Азатлиғимиз – авазимизниң яңрақ чиқишиға, адиллиғимиз – пәрвазимизниң егиз болушиға сәвәп болди.  Шундақ екән, бәхтимиз бузулмисун, авазимиз өчмисун, қанитимиз талмисун дәп тиләйли, вәтәндашлар!  

 Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АТА ЗАҢЫМ – АЗАТ ЕЛДІҢ АЙБАРЫ

Ата Заңымыздың 30 жылдығы мерекесі қарсаңында Шарын ауылындағы 600 орынды мәдениет үйі рес…