Басты бет Әр қилы ҚАЧАН БИР ТҮГҮНГӘ КЕЛИМИЗ?

ҚАЧАН БИР ТҮГҮНГӘ КЕЛИМИЗ?

0
164

Хәлқимизниң бүгүнки турмуш мәдәнийитидә той-төкүн, өлүм узитиш мәрасимлири бар. Заман еқимиға бағлиқ тойлиримиз хилму-хил өтмәктә. Бир чағларда той өйлиригә кәлгән меһманлар чин көңлидин халиған һәр түрлүк соғиларни елип келәтти. Һазир униң орнини ахчилиқ соғилар егилиди. Әлвәттә, бу заман тәливигә мунасивәтликтур. Бу тойниң гепи.

Әнди өлүм узитиш ишлириға өтәйли. Әгәр мусибәт иши болуп қалса, «жут намидин ярдәм болсун» дегән нийәттә мусибәткә кәлгәнләр пул йезилип кетиду. Бу пулни өй егиси өлгән адәмниң йәттә, қирқи нәзирлиригә ишлитиду. Йәтмәй қалса, әлвәттә, өй егиси тәминләйду. Ислам шәриитидә өлгән адәмгә атап нәзир бериш пәриз әмәс. Амма хәлқимизниң динимизғичә болған арилиқта қелиплишип қалған бәзи қалдуқлиридин толуқ айрилип кетәлмәй, динимизға ят адәтләр билән яшап келиватимиз.

Һазирқи нәзирләрдики бәзи бир көңүлгә қонмайдиған ишлар йүз бәрмәктә. Бүгүнки таңда өлгән кишигә атап берилгән нәзирләргә чақирилған меһманлар нәзиргә ахча йезилиду. Шу чағда мусибәт болған өйниң егиси, шу өлгән адәмниң разилиғи үчүн нәзир берәмду яки уларниң өлгинини пайдилинип ахча жиғамду? Бәзилири бу ишни «нәзир бәргүчигә ярдәм пул», дәп чүшинидекән. Ундақта чамиси кәлмисә нәзир бәрмәй қойсун. У динимизда миннәтлик, пәриз яки қәризма әмәс екән. Билсәк, өлгән адәмгә пәқәтла дуга керәк. Немишкә шу пулни нәзир бәргүчи киши мундақ ишниң мәхсәткә мувапиқ әмәслигини, нәзирни  ахча жиғиш үчүн әмәс, әрваһларниң разилиғи вә Алланиң шарапити үчүн бериливатқанлиғини ейтса болмамду яки пулни елишқа алдирап «ким қанчә пул йезилдекин?» дәп ойламду?! Мана мошу тәрәптин баш қатуруп, ишларниң бир қелипқа чүшишини мәхсәт қилған һалда, йеқинда Чонжа йезилиқ округи һакимийити бенасида  анилар кеңишиниң олтириши болуп өтти. Униңға наһийә мәркизидики жигитбашлири, нураний анилар, ханим-қизлар кеңәшлириниң әзалири қатнашти. Жиғилиш пәқәт бирла өлүм узитиш күнидики «орунсиз урпи-адәт әхлақиға» тохталди.

Чонжида жигирмә бәш миңға йеқин адәм туриду. Ейида кам дегәндә 2-3 өлүм, 10ға йеқин той болиду. Униңдин ташқири 5-6 нәзир еши берилиду. Мана мошу күнләрдики йейилған дәстихан хусусида мәсилә көтирилди.

Бир ибрәтлик сөз бар: «Өлүм нәгә барисән десә, барниң пулини чачқили, йоқниң кәйнини ачқили», — дегән. Өлүм ейтип кәлмәйду. Бәзи аилиләрниң турмуш еһтияжи еғир. Улар хошна, жирақ-йеқиндин кәлгән меһманлар алдида «уятта» қалмай дәп, несийә яки хәхләрдин қәриз пул елип, кейин уни төләлмәй жүргән инсанлиримиз йетәрлик.

Қазақ билән уйғур бир туққан қериндаш хәлиқләр. Жутумизда жәсәтни чиқириш, униңға берилидиған нәзир таамни, дәстиханни бир қелипқа кәлтүрүш керәк. Бу ишларни рәткә кәлтүрүш бойичә (өлүмдә яки тойда) уйғур этномәдәнийәт мәркизи, анилар, ақсақаллар кеңәшлири вә жигитбашлириниң бирликтә чиқарған қаидилири бар. Шуниңға немишкә әмәл қилмаймиз? Раст, биз аяллар өлүмни чиқирипла, дәстиханға олтиримиз. Яхши, дәстихандин тәм тартишимиз керәк. Бирақ дәстихандики назу-немәтләрни сипап елип, әрләр йәрликтин қайтқичә параңлишип бәхүдүк олтиримиз. Әрләр кәлгәндә тәкрар йәнә дәстихан раслашқа киришимиз. Бу арилиқтики намунасип урпи-адәт әхлақимиз билән мусибәт егиси қанчилик аваригәрчиликкә чүшиду. Мошу йәрдә аяллар дәстиханға қоюлған нан билән таамларни пакетларға селивалмай, қалдуруп кәткинимиз әвзәл әмәсму?! Шундақла, өлгәнләргә атап берилидиған (ядқа елиш, тәвәллуд жиллириға атап балилири, қериндашлири) нәзириләрдә ахча жиғип бериш тоғриму? Бу нәзирни совапчилиқ үчүн бериливатқанлиғини немишкә билмәймиз яки у нәзирни пулға сетип бериватқан болуп қалмамду? Ясаватқан соваплиқ ишимиз қәйәрдә қалди, у чағда? Йәнә бир ейтидиған нәрсә, хәлиққа таритип бериватқан яғлиқниң ахчисини турмуши начар, көп балилиқ яки ағрип йетип қалған, пулға муһтаж жанлар  аилилиригә бәрсәк шуниң өзи соваплиқ иш болмамду? Қериндашлар, мошу тәрәпләргә қәтъий көңүл бөлүшиңларни сораймиз. Башқа жутлардин кәлгән меһманлар мошу тәрәпләрни әскә алған һалда, жигитбашлири билән мәслиһәтлишип һәрикәт қилғиниңлар дурус болиду дәп ойлаймиз. Бу болса икки милләтниң арисидики инақлиқ билән бирлигимизниң бәлгүси.

Той мәсилисигә кәлсәк, дәстүрлиримиздин илһам елип, миллийлиғимизға хас әнъәниләрни пайдилинип, уюштурулған жәмийәтлик кеңәшләрниң пикирлири асасида әмәлгә ашурғинимиз әһмийәтлик болиду. «Бай байға, су сайға аққан» болуп қалмаслиқ, йәни һәммә үчүн бир хиллиқниң әвзәллигини чүшинидиған вақитниң келип йәткини нә вақ. Һәр тәрәпкә тартқан мәсилә орунсиз болуп, көп мәшәқәтләргә дучар қилиду.

Һөрмәтлик жамаәт, бизниң бу пикримизгә сиз қандақ яндишисиз? Жәмләп ейтсақ, һәр қандақ ишни әмәлгә ашуруш алдида, авал диний етиқатимизға вә миллий әнъәнилиримизгә әмәл қилишимиз керәк. Қачан бир түгүнгә келимиз? Қәлбимиздики иманимиз билән мәслиһәт қилишайли, Қериндашлар!

Пикир вә тәклипни изһар қилғанлар: наһийәниң чоң жигитбеши Нурмәһәммәт Арипов, Чонжиниң жигитбашлири Ғ.Худайбердиев, З.Бавдинов, Д.Оғулғазиев, М.Хитбакиев. анилар кеңишиниң әзалири: С.Өмәрова, Г.Турсунова, З.Жәлилова, М.Әмәтова, П.Сәйдуллаева, К.Текесбаева, Ә.Иса, Р.Толебаевалар.

                                                            ЧОНЖА  

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖЕР КАДАСТРЫ – МӘЛІМЕТТЕР ЖИЫНТЫҒЫ

Жерге қатысты нәрселерге байланысты сұрақтар қашанда көп болады. Жалпы құжаттандыруға келг…