Басты бет Заң және қоғам КОРРУПЦИЯ – БУ ЖӘМИЙӘТ ДҮШМИНИ

КОРРУПЦИЯ – БУ ЖӘМИЙӘТ ДҮШМИНИ

0
257

    Мән йеқинда наһийәлик ички ишлар бөлүмидә көп жиллар хизмәт қилған, һазир Алмута вилайәтлик полиция департаментиниң полиция майори Туражан Әршидинов билән сөһбәт қуруш имканийитигә егә болған едим. Төвәндә шу инсан билән болған сөһбитимдә, уларниң ишиниң нә қәдәр  қийин екәнлигини, лекин шәрәп билән орунлаватқанлиғини билдим. Сиз, оқурмән, Туражанниң бүгүнки таңда әң дәһшәтлик дәп тонулған коррупция һәққидики пикрини, һаят сәргүзәштлирини тиңшап көрүң:

– Инсанниң өмри шамалдәк учуп барар екән, инсанниң һәр хил дәрт-әләмлик тәшвишлири, сәвәплик вә хәйирлик ишлар билән бәнт болуп, таң етишидин, күн петишиғичә өмүрниң өткинини сәзмәй қалидекәнсән. Биз ички ишлар органлириниң хадимлири Вәтинимизниң течлиғи, хәлқимизниң хатиржәмлиги вә паравәнлиги йолида тинимсиз вижданән хизмәт қилип келиватимиз.

Мән һәр күни әтигәнлиги Ички ишлар башқармисиға кәлгинимдә коррупция иллити, униң дөлитимиз риважиға көрситиватқан сәлбий тәрәплири, мошу илләт сәвәвидин инсанийәтниң ажизлишиватқанлиғи хиялимни әриксиз  қаймуқтуруп, мени ойға салатти. Шуниңға бағлиқ   коррупция һәққидики пикримни оттуриға қоймақчимән.

Дөлитимиз рәһбири Қасим-Жомарт Тоқаев һәр учришишта бүгүнки күндики коррупция һалитигә алаһидә тохтилип: «Кимниң һесавиға коррупция болуватиду? Хәлқимиз һесавиға. Үмүт билән яшиған бечарә анимиз, оғуллиримиз, қизлиримизниң һесавиға оғрилиқ-шумлуқ болуватиду», – дегән еди.

Коррупция – бир сөз билән ейтқанда, барлиқ нәрсиниң апити, нийәтләрни вәйран қилидиған, арзуларни йәнчип ташлайдиған, адаләт йилтизиға палта уруп, инсан қәддини пүкүп ташлашқа қадир ички дүшмән дәп билимән.

Коррупция – инсан әқлини аздуруп, нәпси (нәпис) қулиға айландурушқа қадир туйғу, ялғандин пақирап көрүнгән сахта алтун, гүлләп турған һаят рәңгини хирә қилидиған, адәмләр хәтәрлигигә тәхдит селип, уюшқан жинайәтчилик, терроризм вә башқа хүнүк һадисиләр йилтизиниң томур тартип кетишигә шараит яритип беридиған сахта үзсиз дост у.

Коррупция арилашқан жайда истидат чәклинип, у өзини намайән қилишқа башлайду. Мәғлубийәткә мукапат һазирлап, утуқ вә йүксилишниң мәйданини тәрк етишкә башлайду. Әмәл йолиға үгинивалған һарамтамақлиқниң сәвәвидин риважлиниш жәрияни чириш басқучиға көчиду.

Коррупция вә парихорлуқниң зәрәрлик илләтлири һәққидә Ислам шәриитидиму еғир гунаһ һесаплиниду. Шәриәт дегәндә, Ислам дөләтлиридә барчә мусулман хәлиқлири үчүн риайә етилиши қәтъий болған. Қуръан вә Һәдискә асасланған диний-һоқуқий вә әхлақий қанун-қаидиләр жиғиндисидә кәң чүшәндүрилиду. Ислам шәриитидә коррупция вә парихорлуқ интайин еғир гунаһ болуп һесаплиниду. Бу йәрдә бириниң һәққини наһәқ йейиш вә пара бәргүчи вә пара алғучиму еғир гунаһкар һесаплинидиғанлиғи ейтилған. Алла таала «Ниса» сүрисиниң 29-айитидә: «Һәй, иман кәлтүргәнләр, бир-бириңларниң маллирини һарам йол билән йемәңлар», – дәп ейтқан.

Парихорлуқниң қанчилик яман илләт екәнлигини һәммимиз яхши билимиз. Һәммисидин көрә, бу ишниң яманлиғини мусулман хәлиқләр яхши чүшиниду. Чүнки бу иш улар үчүн ахирәткә тегишлик мәсилидур. Әпсус,  жәмийитимиздә көплигән инсанлар парахорлуқ зәнжиридин қутулалмайватиду.

Парихорлуқниң касапитидин, һәқ орнини – наһәқлик, паклиқ орнини – напаклиқ, адаләт орнини болса зулум, хиянәт егиләп кәлмәктә.

Нәзәримдә, бу апәтләрдин қутулушниң бирдин-бир йоли – һоқуқий саватлиқ. Йәни инсанийәт сәвийәсигә парахорлуқта пара бәргәнму, алғанму бирдәк қанун вә шәриәт алдида жавап бериши тоғрисида тәрғибат вә тәшвиқат ишлири арқилиқ сиңдүрүлүши лазим.

Әгәр пәрзәндиңизгә балилиғидин пакни – напактин, һалални – һарамдин пәриқләшни үгитишни билсәк, биз бу муәмминиң йешимини тапқан болимиз. Лекин биз мундақ йолни тутуш орниға пәрзәнтлиримизгә балилиқ пәйтидә яхши оқуши вә әдәплик болушини униң қолиға пул бериш йоли арқилиқ қизиқтуруп рәғбәтләндүрүмиз. Ваһаләнки, әйнән шуниң өзиму балиниң сәвийәсигә коррупция элементлирини сиңдүрүшниң дәсләпки басқучи дәп билимән.

Демәк, коррупциягә қарши күришиш биринчи новәттә аилидики муһит вә тәлим-тәрбийидин башлиниду.

Бу илләт арқилиқ өсүп келиватқан балилар мәмликәт ихтисадиға вә жәмийәт риважиға сәлбий тәсир қилиду. БМТ тәһлиллиригә қарисақ, коррупция түпәйли дуния ихтисади һәр жили тәхминән 2,6 трлн. доллар зәрәр көрмәктә. Бу жаһан умумий мәһсулатиниң тәхминән 5 пайизини тәшкил қилиду. Шундақла, жаһан бойичә пара сүпитидә тәхсим қилиниватқан мәбләғ 1,0 трлн. АҚШ доллари миқдарида болуп, бу гуманитар ярдәмләрдин 10 һәссә ошуқтур.

Шуниңға бағлиқ кейинки жилларда дөлитимизниң башқуруш тизимида, хусусән, ижтимаий башқуруш саһасида инсан амаллири йоқитилип, һәр бир саһа рәқәмләштүрүлүп бармақта. Буниң ақивитидә ижабий нәтижиләргә қол йәткүзмәктә.

Хуласә қилип шуни ейтишимиз лазимки, мәмликитимиздә коррупцион һаләтләрниң алдини елишта, әң авал, жәмийәттә яшаватқан пухраларниң сәвийәсидә коррупциягә нисбәтән мурәссәсизлик мунасивәтни шәкилләндүрүш, буниң үчүн көпирәк тәрғибат-тәшвиқат ишлирини тәшкилләштүрүш, аһалиға хизмәт көрситидиған һәр бир саһани рәқәмләштүрүш арқилиқ инсанниң амаллирини азайтиш, ушбу илләт билән бағлиқ жинаий һаләтләр үчүн жаза чарисини күчәйтиш (еғирлаштуруш) әң асасий чарә-тәдбирниң бири дәп ойлаймән, – дәп өзиниң пухралиқ пикрини ейтти.

Һә, шундақ. Парахорлуқ жәмийитимиз үчүн әң хәтәрлик дүшмән.

                                Худавәди МӘҢСҮРОВ     

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖЕМҚОРЛЫҚҚА ЖОЛ ЖОҚ

Сыбайлас жемқорлық – заман ағысымен бірге өсіп-өркендеп, мол қаражат және қоғамдық бәсекел…