Адәм һаятқа келип, бәлгүлүк зиминда олтурақлишип өмүр көрүп, жут бәна қилишиду. Бир-биригә арилишип, меһриванлиқ туйғуларни ойғитишиду. Һаятлиқниң қисмити билән хислитини, хошаллиғи билән қайғусини биллә тартишип өмүрдин өтүшиду. Әл бирләшкән маканда той-тамашә, өлүм-житим, нәзирә-чирақ кәби вақиәләр садир болуп, һәммини бир җайға топлайду. Һәр бир вақиә-һадисиниң өз алдиға қаидә-рәсими болиду. Мана шу әҗдатлиримиз мирас қилған вәсийәтләрни әмәлдә тоғра пайдиланмай, алаһидә көрүнүштә болуп …