Әтрапқа сәп-селиң. Қайниған тирикчилик. Әйтәвир, дайим алдираш, у яқтин-бу яққа чапқилап жүргән адәмләр. Ғуюлдиған техника. Һәқиқәткә кәлсәк, заманниң тәрәққий етип кәткини шунчилик, адәмләрниң тәңдин тола оқитини техникилар бәҗириду. Һә, шундиму, бош жиргән бәндә йоқ… Әскә салимән, чүнки бу ХХІ әсир! Йеңи кәшпиятларниң һөкүмранлиқ қилған дәври. Һаят бизниңки, вақтимиз болса, төмүр-тәсәктин ясалған технологияләргә тәәллуқ. Буниңға кимни әйипләймиз?! Чүнки әйиплигүчиму, әйипләнгүчиму йәнила …