Басты бет Спорт ӘЛ ҮЧҮН ХИЗМӘТ ҚИЛҒАНЛАР МӘДҺИЙИЛӘНДИ

ӘЛ ҮЧҮН ХИЗМӘТ ҚИЛҒАНЛАР МӘДҺИЙИЛӘНДИ

0
1,320

Өз һаятида икки рәт уйғур наһийәлик комитетиниң биринчи кативи болған Кинтал Бақи оғли Исламовни хатириләш мәхситидә ихчам футболдин өткүзүлидиған турнир бийилму давамини тапти. Төртинчи рәт өтүп олтарған турнир бийил Уйғур наһийәсиниң мәркизи Чонжа йезисидики балилар билән яш өсмүрләр спорт мәктивиниң мәйданида өтти. Турнирға Алмута шәһиридин, Алмута вә Жетису вилайәтлиридин болуп, 8 команда қатнашти.

Бу жилқи турнирға Париж олимпиадисиниң күмүч медалиниң саһиби Нариман Қурбанов алаһидә келип қатнашти. Бу жилқи турнирниңму алаһидилиги мошуниң билән пәриқләнди.

Иш-чариниң ечилишида сөз алғанлар Кинтал Бақи оғли тоғрилиқ чин жүрәктин етилип чиққан сөзлирини ейтип, униң хәлиқчил болған мәвқәсини вә йүксәк адәмгәрчилигини, әмгәкчанлиғи билән ирадисини мәдһийилигән хатирә сөзлирини изһар қилишти.

Кинтал Исламовниң наһийә тизгинини тутқан жиллиридики утуқлар  Исламов нами билән мунасивәтлик екәнлигини алаһидә атап өтти. Минбәрдин сөз алған наһийә һакиминиң аппарат рәһбири Ержан Айдархановму, ҚЖ гимнастика федерациясиниң вице-президенти Махмут Искәндәровму, Кинтал Исламовниң өмүриниң бүгүнки әвлатқа үлгә екәнлигини тәрипләшти. Ержан Мурат оғли Қара дала тәвәсидин чиққан намайәндиләрни бир-бирләп алаһидә көтирәңгү авазда атап көрсәтти.

Шундақла, бу чаригә Улуқ Вәтән урушиниң ветерани Алим Кебиров, Социалистик Әмгәк Қәһримани Раһиләм Сейитова, йеник атлетикидин Қазақ КСР-ниң вә Оттура Азияниң чемпиони Армия Һошуровларму қатнашти. Кинтал Исламов билән хизмәтдаш вә сәпәрдаш болған, янму-ян жүргән наһийәниң ақсақаллири билән нураний аниларниң бир нәччисигә Кинтал Исламовниң оғли Кинтал Кинтал оғли тәшәккүрини ейтип, ақ нийитини изһар қилип, хатиригә соғиларни тапшурса, Париж олимпиадиси күмүч медалиниң саһиби Нариман Қурбановқа йеник автомашина мингүздиһәм чапан япти. Наһийәлик уйғур тномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Арлен Һосмановму наһийә турғунлириниң иллиқ ләвзини йәткүзүп, Нариманниң дадиси вә мәшиқләндүргүчиси болған Һасанжан Қурбановқа тулпар мингүзүп, учисиға чапан япти.

Буниңдин кейин сөз алған жәмийәтлик лавазимлиқ шәхсләр әл номусини Париж төридә қоғдап, Қазақстанниң көк байриғини йәлпүлдәткән оғулға сәмимий тәшәккүрләрни ейтишти вә өз соғилирини мәрһәмәт қилишти.

5 йешида спорт залға берип, атисиниң балисиға дегән зор ишәнчини бойиға сиңдүргән роһи арқисида мошундақ зор муваппәқийәткә йәткән Нариман Қурбанов наһийә турғунлириға миннәтдарлиғини билдүрүп, елимиздә спортниң риважлинишиға һәр бир әзимәт өзиниң үлүшини қошуп, келәчәк чемпионларни тәрбийиләшкә күч селишқа чақирди.

Бир күнгә созулған турнир нәтижиси бойичә биринчи орунға Әмгәкчиқазақ наһийәсидин кәлгән «Байсейит» командиси, иккинчи орунни Уйғур наһийәсидики балилар билән яш өсмүрләр спорт мәктивиниң командиси йеңивалди. Үчинчи орунға «Жаркент» командиси аяқ тириди. Барлиқ командилар махташ қәғәз вә маддий соғилар билән тәғдирләнди.

                                                                               ӨЗ МУХБИРИМИЗ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Спортты серік еткен

Жас буынның арасында бүгінде спортқа ден қойып, бос уақытын саламатты өмір салтына арнап, …