Басты бет Әр қилы УНИҢ ҺАЯТИ ӘМГӘК БИЛӘН ЖУҒИРИЛҒАН

УНИҢ ҺАЯТИ ӘМГӘК БИЛӘН ЖУҒИРИЛҒАН

0
1,348

Кеңәш дәвридики өтмүшни әскә алидиған болсақ, түрлүк иш қойнида әмгәк әткән инсанларниң қияпити, шу дәвирниң роһиға мас егилик ишлиридики әмгәк мәйдани көз алдимизға келиду. У чағларда «Әмгәк зәрбидарлири», «Әмгәк илғарлири», «Стахановчилар» дегән ибариләр әмәлдә пайдилинип, әмгәкчиләрниң адил хизмәтлири билән йәткән абройиға еришкән меһнәтлири баһалинатти. Мана шу һөрмәткә сазавәр қилидиған ибариләрни һазирқи күндики әвлатлар билмәйду, десәк хаталашмаймиз. Чүнки шу сөзләр худди архаизмларға айлинип кетип барғандәк.

Һә, шундақ, һәр дәвирниң өз алаһидилиги болиду. Өтмүшкә айланған Кеңәш дәвридә аңлиқ һаятини өз аилисиниң, жутиниң тәрәққиятиға сәрип қилған адәмләр, бүгүнки таңда қерилиқ гәштини сүрүп, мөтивәрик өмрини кәчүрмәктә. Улар яшлиқ дәвридә кечини-кечә, күндүзни-күндүз демәй, қишниң дәһшәтлик соғлирида, язниң қайнақ аптаплирида тавланғанлардин екәнлигидә гуман йоқ. Мана шундақ һаятниң чиғир йоллирида сүрүнмәй өткән, қәдди пүкүлмигән инсанлар бүгүнки таңда қәдирликтур.

Пүткүл өмрини механизатор болуп, йеза егилигиниң риважлинишиға бир кишилик үлүшини қошқан сәксәдин алқиған Имамдун ака Жамалдиновму 26 нәврә, 16 чәвриси билән бир жайға жиғилип қалса, шуларниң хошал күлкисидин, яңриған авазлиридин бәһриман болиду. У шу әвлатлириниң өтмүш һәққидә бәргән соаллириға алдиримай, һаят йолидин һекайә қилип бериду.

– Мән 1944-жили ана Вәтинимизниң Жағистай жутида һаятқа кәлдим. Дадам Жамалдин Керимов қач-қач дәвридә аилиси билән у яққа өтүп кәткән екән. 1955-жили он бир яш чеғимда аилимиз билән Кеңәш Иттипақиға қайтип чиққинимизда бизни Қазақстандики Арыс шәһириниң әтрапидики бир йезиға апарған еди. У йәрдә бир жил туруп, Чоң Ақсудики туққанлиримиз бизни елип кәтти. Бу йәрдә макан-жайимиз болмиғанлиқтин, йеза егилигиниң тәрәққиятиға зор үлүш қошқан әмгәк ветерани, йәни Һаким Мусаевниң дадиси Өмәр бовай билән аписи Зиләйхан момайниң өйидә икки жил биллә турдуқ. Андин «Әмгәк» колхози тәрипидин өй селишқа йәр бөлүп бәрди. «Бостан» намлиқ кочисиға өй салдуқ. Мана шу кочида, шу өйдә мениң балилиқ һәм яшлиқ дәврим башланди, – дәп жирақни көз алдиға кәлтүрди Имамдун ака.

У Чоң Ақсудики оттура мәктәпниң сәккизинчи синипини оқуп, механизаторларни  тәйярлайдиған дәргаһта билим алиду. Уни түгитип кәлгән Имамдун ака «Әмгәк» колхозиниң даңлиқ механизатори Әнвәр Әкбаровқа ярдәмчи болиду. Кәспигә иштияқ бағлиған Имамдунға бу кәсип техиму қизиқ билинәтти.

Ариқта Вәтән алдидики һәрбий борчини төрт жил өтәп келиду. Қайтип Чоң Ақсу жутиға келип, колхозда ишләйду. 1967-жили наһийә мәркизи Чонжидики шоферларни тәйярлайдиған төрт айлиқ курсни тамамлап, Ақсудики «Казсельхозтехника» мәһкимисидә шофер болуп ишләйду, кейин он алтә жил тракторист болуп әмгәк қилиду.

Кеңәш дәвриниң йеза егилиги тәрәққиятиға көңүл бөлүватқан дәвирлири болғачқа, тиң йәрләрни өзләштүрүш ишлири билән йол қатнаш ишлири қолға елинған еди. Шу жиллардики партияниң көрсәтмиси бойичә берилгән мәжбурийәтләрни орунлашниң өзи шәрәплик вәзипиләрдин болуп, тинимсиз ишләш керәк еди. Мана бу жәриянда Уйғур наһийәсидин Алмутиға вә хошна наһийәләргә қатнаш үчүн йеңи йолларни бәрпа қилишқа зор төһпә қошқан еди Имамдун ака.

– Әжайип жавапкәрлиги жуқури жиллар болидиған. Һәр ким тапшуруқларни өз пәйтидә түгитәтти. Бизгә шу чағниң әмгәктә тавланған механизаторлири ярдимини һеч айимастин көрситәтти. Һели ядимда, биллә ишлигән чоңлардин Һезиз Пәйзуллаев, Мәһәмдин Мәңсүров, Турған Илахунов, Исмайил Исрайиловлар шулар жүмлисидиндур. Улар бизгә әмгәк етишниң қир-сирлирини үгәтти. Шу замандики тәңтушлирим улардин көп тәжрибә үгинип, шулар билән бир сәптә әмгәк қилған едуқ. «Казсельхозтехника» мәһкимисигә қарашлиқ мехотрядни Абләк Аббасов, Турғанжан Шәмшидинов, Туйғун Садиков, Турди Һемитов, Һетахун Һәмраев охшаш акилар башқуруп кәлди, – дәп әмгәк қойнида ижтиһатлиқ әмәк қилған сәпдашлирини иллиқ һиссият илкидә хатириләп өтти.

Имамдун акиниң әмгәк йоли хәлиқ егилигиниң тәрәққияти қизғин риважлиниватқан дәвиргә тоғра кәлгән еди.  Мундақ ишлар Чоң Ақсу йезисидиму болуп, өзигә хас алаһидилик билән имканийәтләрдин толуқ пайдиланған һалда әмәлгә ашурулди. Чоң Ақсу йезисиму тәрәққият йолиға чүшүп, йеза егилик ихтисади иштик сүръәт билән йүксилишкә башлиди. Бу һәрикәт Кеңәш Иттипақи тарқилип, Қазақстан Жумһурийити мустәқилликкә егә болғичә давам қилди. Чоң Ақсулуқларниң әмгәкчанлиғини йеза тәрәққиятиға қошқан үлүшлиридин, әмгәклириниң нәтижилиридин билишкә болиду.

1968-жили Имамдун ака йезидики миллий чалғу әсвапларни ясаш билән даңқи чиққан Әмирдин ака Ғенәковниң Айбүви исимлиқ қизи билән аилә қуриду. Улар йәттә пәрзәнт сөйүп, оқутуп, жәмийәткә лайиқ инсанлардин қилип тәрбийиләйду. 1984-жили Имамдун ака аилиси билән Алмута шәһиригә көчүп келип, «Һөжжәт» микрорайониға орунлишиду. У йәрдики «Алматысвязь» мәһкимисидә автокарчи ишиға орунлишиду. Алтә жилдин кейин «Асфальтбетон» заводида хожилиқ ишлирини башқуридиған ишқа йөткилиду.

Жәмләп кәлгигимдә, бу аддий меһнәткәш мөтивәр билән сөзләшкинимдә, униң әң алди билән яшлиқ дәврини әсләп, әл үчүн атқурған ишлирини пәхирлиниш илкидә яд етиду. Төмүр тулпарни башқурған қадақ қоллиридин күч-қувәтниң техи кәтмигәнлиги вә һаят нурлири дайим чақнап туридиған көзлиридә һаятқа дегән муһәббәтниң сөнмигәнлигини байқидим. Қизғин һиссиятта өтмүш һаятиниң сәһипилирини варақлап, йүз бәргән жәриянлардин сөзләп бәрсә, бир китап чиқиши сөзсиз. Шундақ, уларниң һекайиси түгимәйду. Сәвәви, улар өз һаятидики һәр қандақ еғирлиқ билән қийинчилиққа бәрдашлиқ берип, бәхитлик яшашни билгән инсанлар екәнлиги талашсиз. Көп махтинишни билмәйдиған, кәмтар инсан Имамдун акиму шуларниң қатарида.

Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҚАМШЫ ӨРІП, ӘБЗЕЛДЕРДІ ӘСПЕТТЕГЕН

Қырғызсай ауылының тұрғыны Нүсіпхан Әукенбайұлы тері илеп, қамшы өріп, одан ат әбзелдерін …