Басты бет Кәсіпкерлік ӘРМӘКТИН БАШЛАНҒАН ӘМГӘК

ӘРМӘКТИН БАШЛАНҒАН ӘМГӘК

0
134

Ахирқи жилларда елимиздә әң яхши тәрәққий етиватқан саһаларниң бири – тижарәтчилик. Чүнки дөләт тәрипидин тижарәт билән шуғулланғучиларға нурғунлиған мүмкинчиликләр яритилған. Шу имканийәтләрдин пайдилинип, өз алдиға кәсип ечиватқанларниң қатари күндин-күнгә көпәймәктә. Шуларниң бири бүгүнки мақалимизниң қәһримани – Зарина Каримова.

Йеқинда Уйғур наһийәсиниң мәркизи һесаплинидиған Чонжа йезисида «Сладкий город» дегән нам билән йәнә бир йеңи тижарәт мәркизи ишқа қошулди. Зарина Каримова мана шу йеңи мәркәзниң ғожайини. Бу униң биринчи сода орни әмәс. Хелидин бери тижарәт билән шуғуллиниватқан қәндәләтчи буниңдин бир қанчә жил илгири озуқ-түлүк вә кондитерлиқ мәһсулатларни тәйярлашқа һажәтлик буюмларни сатидиған «Аиша» дегән дукинини ишқа қошқан. Йеқинда кәспини домилитип, «Сладкий город» дәп атилидиған қәһвәханисиниң лентисини қийди.

Дәрвәқә, һазир наһийә мәркизидики тойхана, ашхана, қәһвәханиларниң саниға йетиш тәс. Шуниңға қаримай, һәр бир мәркәзниң иши жанлинип, йәрлик турғунлар вә жирақ-йеқиндин кәлгән меһманларға сүпәтлик хизмәт көрсәтмәктә. Йеңидин ечилған қәһвәханиниңму босуғисидин адәм айиғи үзүләр әмәс…

– Қәһвәхана йеңидин ечилғини билән, кәлгүчиләрниң көпинчиси турақлиқ херидарлирим. Мән бу кәсип билән 2018-жилдин бери шуғуллинип келиватимән. Әсли торт пиширишни өйдин башлидим. Буйрутма көпәйгәнсири, кәспимни риважландурушқа бәл бағлап, 2021-жили озуқ-түлүк дукинини сетивалған болсам, әнди мана арминимдики қәһвәханини ишқа қоштум, – дәйду бүгүнки 17 адәмни турақлиқ иш билән тәминләватқан Зарина Әхмәтжан қизи.

Көпинчә аяллар бала күтүми билән өйдә олтарған вақтида қошумчә кәсип билән шуғуллинишқа башлайду. Улар өйдә олтирип шуғуллинишқа болидиған ишни издәйду. З.Каримоваму торт пиширишни декретлиқ дәм елишқа чиққан пәйтидә қолға алған екән.

– Бош вақтимни үнүмлүк пайдилиниш үчүн тор арқилиқ торт пиширишни үгәндим. Бара-бара қизиқишим күчийип, адәмләрдин буйрутма елишқа башлидим. Бир чәттә балилиримға қарап, бир чәттин өйдә олтирип тапавәт тепишқа башлидим. Кейин бу сөйүмлүк ишимға айланди. Худаға шүкри, бу башланмам бәрикәтлик болуп, аста-аста арман-мәхсәтлирим әмәлгә ашмақта,- деди сабиқ устаз, бүгүнки кондитер.

Шундақ, Зарина Каримова бир әмәс, икки алий дипломға егә мутәхәссис. У Чонжидики №3-Илья-Бәхтия намидики оттура мәктәпни «Алтун бәлгүгә» тамамлап, авал Әл-Фараби намидики Қазақ миллий университетиниң «шәриқшунаслиқ» факультетида, кейин Алмутидики устазларни тәйярлайдиған дәргаһта кәспий билим алиду. Яш мутәхәссис «Дипломмен ауылға» программиси бойичә Чонжа йезисидики 4-мәктәпкә ишқа орунлишип, алтә ай ишләйду. Мәктәптин декретлиқ дәм елишқа чиққандин кейин тижарәтниң тилини тепип, әмгәк йолида йеңи бурулуш һасил қилди.

Адәм өзигә яқидиған иш билән шуғуллиниши керәк. Мана шу чағда әмгиги яниду. Бәзидә арманларға йетиш үчүн дипломниң һажити чамали екән. Әмгәк вә интилиш болсила, купайә. Мәсилән, бүгүнки тижарәт йолида жүргәнләрниң нурғуни Зарина Әхмәтжан қизидәк өзгә кәсиптә оқуған алий билимлик мутәхәссисләр…

– Әслидә бурунтин уни-буни пиширишқа қизиқаттим. Униң үстигә ата-анамму ашхана ечип, хелидин буян тижарәт билән шуғуллиниватқан инсанлар болғачқиму, мәнму қазан-очаққа йеқин өстүм. Ениғирақ ейтсам, базарниң йенидики «Тәклимакан» ашханиси ата-анамниң аиләвий кәспи. Сиңлим Эльвираму маңа охшаш қәндәләтчиликкә қизиқиду. Мән Чонжида, у башқа шәһәрдә турсақму, торт пиширип сетишни сиңлим иккимиз биллә келишип, тәң башлидуқ. … Йолдишим Муслим Каримов камаз һайдатти. «Тәвәкәл қилмай, тәрәққият йоқ» дәйдиғу. Шуңа йолдишимниң камазини сетип, бир аз қәриз елип, өйүмизниң қешидики «Аиша» дукинини сетивалған едуқ. Қәһваханини ечиш үчүн болса, «Атамекен» тижарәтчиләр палатиси арқилиқ «Бизнес бастау» программисиға қатнишип, бәш жилға несийә алдуқ, – деди яш тижарәтчи кәсип ачмақниң асан әмәслигини көздә тутуп.

Раст дәйду, бир қаримаққа, бизгә тижарәт билән шуғуллиништин оңай иш йоқтәк көрүниду. Йәнә бир тәрәптин, «тижарәтчиләр мол  тапавәт тапиду», дәп бәк қизиқимиз. Лекин тижарәткә қизиққанларниң барлиғи тижарәтчи болуп кәтмәйду әмәсму. Чүнки һәр кәсипниң өзигә чушлуқ жапаси бар. Шуниң ичидә тәвәкәл вә чидамни әң көп тәләп қилидиғини – тижарәтчилик.

Зарина Каримова – Ильзат, Пәризат, Элина исимлиқ икки қиз, бир оғулниң аниси. Өйниң хизмити билән кәспини бағлаштуруп, бүгүнки күндә тонулған наһийәдики тижарәтчиләрниң биригә айланған иш биләрмән аниниң әмгәк йоли көпкә үлгә болғуси.

Униң қолидин чиққан торт, пишируқлар интайин ләззәтлик. Һәр буйрутмиға маһаритини селип, вақтида тәйярлайдиған қәндәләтчи көпниң көңлидин чиқип, херидарларниң ишәнчисигә еришкән. Шуниң нәтижисидә мана бүгүнки таңда он йәттә адәмни иш билән тәминләп, наһийәниң ихтисадий тәрәққиятиға өз үлүшини қошмақта. Әрмиги чоң әмгәккә айланған кондитерниң алға қойған арман-мәхсәтлири техи нурғун. «Арманлириңиз әмәлгә ашсун, паалийитиңзға муваппәқийәтләр болсун, Зарина Каримова!» дегән изгү нийитимизни изһар қилимиз.

                                                                  Сабирәм ӘНВАРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҚАМ КӨҢІЛДЕРГЕ КӨЛЕҢКЕ ТҮСІРМЕГЕН

Төрт мүшесі сау болса да кейде пенделер өмірдің ұсақ-түйек кедергілеріне тосқауыл қоя алма…