Басты бет Жолдау МӘКТҮБ ҚИЗҒИН МУҺАКИМИДӘ

МӘКТҮБ ҚИЗҒИН МУҺАКИМИДӘ

0
131

    Бүгүнки күндә Президент мәктүбини елимизниң барлиқ тирикчилик орунлири қизғинлиқ билән муһакимә қилип, өз пикирлирини оттуриға қоймақта. Һәммигә бәлгүлүк, Қ.Ж.Тоқаев Парламент палатилириниң бирләшкән умумий жиғилишида мәмликитимиз тәрәққиятиниң «йол хәритисини» ениқлап бәрди.

Сағлам пикирлик һәр қандақ адәм пәқәт келәчәктики тәрәққиятимизла әмәс, бәлки йеңилиққа интилғучиларни жәмийәт қоллиса әмәлгә ашидиғанлиғини яхши билиду. Әл рәһбири узунға созулуп кетидиған утопиялик (узақ муддәтлик он жиллиқларға) мәхсәтләргә қариғанда, аз жиллар арисида пүтиридиған, һазирқи күндә қолумиздин келидиған әмәлләрни алаһидә тәкитләп көрсәтти. Һазирқи еғир вәзийәттә туруватқан геосәясий дәвирдә мәмликәтниң келәчәктики тәғдири ихтисадий жәриянға бағлиқ екәнлигигә муқум көңүл бөлди.

Қазақстанниң ихтисадий мустәқиллигини чиңитиш һажәтлигини алаһидә тилға алди. Хусусән, Менделеев кәштисидин тепилидиған елимиздики байлиқлиримиз болған металл, уран, нефть вә газни қайта ишлисәкла елимиз тәрәққиятиға зор пайда болатти. Шуниң үчүн ихчам вә оттура тижарәтни қанун жәһәттин мүмкинчилик яритилса, барлиғини егилигән олигополиягә, қисим көрситиватқан монополиягә тосалғу болидиғини ениқ. Санаәтниң хам әшия билән адәмла әмәс, шундақла электр қувити екәнлиги талашсиз. Электр мәнбәси хусусида гәп көп болмақта. Елимиздә АЭС селиш мәсилиси умум хәлиқ референдуми арқилиқ йешилиши мәхсәткә мувапиқтур.

Һазир жаһанда технологияләр сүръәтлик тәрәққий етиватиду. Елимиз тез һәрикәт қилмиса көчтин қелиши, һәтта зор мүмкинчиликләрдин мәһрум болуши мүмкин. Әхбаратлиқ технологияләр мәркизини жанландуруп, күчлүк мәмликәтләр сепидин болушқа елимизниң шараити йетәрлик. Шуни билишимиз керәкки, һәр қандақ прогрессниң бешида әжайип қабилийәтлик, креатив шәхсләрниң туридиғанлиғи жәзмән. Елимиздә парасәтлик, өткүр ойлуқ, қабилийәтлик адәмләрниң көп екәнлиги бәлгүлүк. Улар Қазақстан брендини көрситидиған әйнә әшулар.

Елимиз Қазақстанниң геосәясий, географиялик орунлишишиниң өзи муваппәқийәтләрниң көзи. Елимиз логистикилиқ шараитларни толуқ пайдилиниши керәк. Мәхсус қурулған транспорт министрлиги Евразиядики пайдилиқ транспорт-логистикилиқ хабқа айлиниш үчүн тиришип хизмәт қилиши лазим.

Геосәясий шараитқа мувапиқ транспорт инфрақурулумини жанландуруш вәзиписи туриду. Хусусән, жирақ жайларда яшап истиқамәт қиливатқан бизгә охшиған наһийә пухралириғиму мәдәнийәтлик хизмәтләрни көрситиш һарписида заманивий көрүкләр, йоллар ясаш арқилиқ дөләт экономикисиға қан жүгәртишкә болиду. Буниңға һакимийәттин билим вә адаләтликни күткән   аддий пухраниң мәхситиму шу. Бу мәсилиләр Президент муражиитидиму өз әксини тапқан. У тапшуруқларниң орунлиниши, әлвәттә, һакимийәтниң үч тармиғи вә төртинчи һакимийити, йәни аммивий әхбарат даирисиғиму вәзипилик дәп билимән.

                                                                        Гүлчихра МАНСУРОВА,

      Чонжа №4-Абай намидики гимназия мәктивиниң химия пәни муәллими

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

БӘСЕКЕЛЕСТІККЕ ТӨТЕУ КЕРЕК

Мемлекет басшысы Қасым-Жомарт Тоқаев биылғы Жолдауында экономикаға басымдық берді. Салық с…