Басты бет Өңір тынысы ҚЕДИМИЙ ЖУТТИКИ ТӘНТӘНӘ

ҚЕДИМИЙ ЖУТТИКИ ТӘНТӘНӘ

0
538

     8-октябрь. Бу күни наһийәмиздики тарихий жутларниң бири Довун йезисида чоң сәнә. Һә, Алмута-Ғалжат йолиниң шипалиқ аришаңлиридин өтүп, Довун жутиға айланғанда сәп түзүп кетип барған машиниларниң сани чәксиз. Жутқа киргән чоң коча мәйрәмлик көрүнүштә ясилип, меһманларни күтмәктә. Нәғмә-нава яңримақта.

Саат 10.00. Жирақ-йеқиндин кәлгән меһманлар, жут әһли мәркизий кочиниң оттурисиға топлашмақта. Жуқуридин нағра вә сүнәй садалири астида келиватқан икки һарву көрүнди. Һарвулар топқа йеқинлашқанда көрдуқки, униңда жут үчүн тәр төккән анилар келиватқан екән. Жиғилған жамаәт уларни зор алқишлар билән күтүп елип, алаһидә тәйярланған орунларға тәклип қилди. Шу мәзгилдә сәрәмжан ясалған Аркиниң алдидики мәйданчиға бир нәччә аниларниң өз ара параңлишип кетип барған көрүнүши болди. Улар мошу йезиниң һулини қурған, мәдәнийити билән ихтисадиниң көтирилишигә зәмин яратқан өтмүштики вә бүгүнки иш биләрмәнләрниң ишлиридин мәмнун болған сөз қилип, өтүп баратти. Бу театрлашқан көрүнүш тамашибинларни алаһидә жәлип қилди.

Андин риясәтчиләр Камиләм Бексултанова билән Төрхан Насировалар қазақ вә уйғур тиллирида «Бүгүн спорт мәйданлири билән истраһәт беғиниң алдида қәд көтәргән Арка билән «Лалә» балилар бағчисиниң ечилишиға беғишланған тәнтәнилик мәрасим башланди» дәп хәвәр қилди. Гүлдүрлигән чаваклар илкидә мәрасим қатнашқучилири қоллап-қувәтлиди. Риясәтчиләр мәрасимниң мәзмун-маһийитидин хәвәр берип төвәндики жәриянларни атап өтти:

«Келәчәккә нишан: роһаний йеңилиниш» йөнилишидә бүгүнки Қазақстанниң асасий дурданилири өз әксини тапқан. «Туғулған йәр» программисини әмәлгә ашурушқа елим дегән һәр бир әзимәт һәссә қошуши керәк. Хәлқимиз «Вәтән аилидин башлиниду» дәйду. Вәтәнниң асаси алди билән туғулған йәргә дегән муһәббәттин шәкиллиниду. Бу – һәр бир адәмниң киндик қени тамған йеригә болған меһриванлиқни билдүриду. Башқичә ейтқанда, һәр қандақ адәм өзиниң тарихиға, мәдәнийитигә, дәстүригә чоңқур ой жүгәртиш керәк.

«Яхши адәм иши билән яхши» дәп ейтилған сөз һәқиқәттур. Яхшилиқ  ясашниң өзиму инсанниң ички дунияси билән жүплишип келиду. Адәм өзиниң адил әмгигиниң арқисида риважлиниду. Бизниң йезимизда хәлиқниң ғеми билән келәчәк әвлатниң тирикчилиги үчүн әмгәк қилған есил әзимәтлиримиз бар. Улар жутиниң абройини мәдһийиләп өтүш үчүн әмгәк әткән, тәр төккән әмәсму?! Шуларниң әмгәклиригә қарап һаятимиз меһиргә, инақлиқ билән өмлүккә, бир-биримизгә дегән муһәббәттин башлиниду, – дәп биринчи риясәтчи пикрини баян қилди.

– Тарихи чоңқур, қедимий йеза Довун дияримизни тәкрар қелипиға, заманивий қияпәттә рәткә кәлтүрүштә көп әмгәк қилинди; мәктәпни өз тәшәббуси билән салғузуп, келәчәк әвлатларни һеч йәргә тәнтирәтмәй, жутумизни сақлап қалған Тохтасун Марипов, билим дәргаһини заманивий шәкилгә кәлтүрүп, мурәккәп жөндәш ишлирини өзигә жүкләп алған, шундақла Алланиң өйини селип, хәлиқни иманға чақирип, жутумизни бәрикәткә толтурған Нурмәһәммәт Палтахуновларниң ишлири заманивий йезимизниң тарихида алаһидә туриду. Бүгүнки күндә жутумизда болуватқан қош-қош хошаллиқлар, йәни Жумһурийәтлик нураний анилар кеңишиниң рәиси, «Ұлы дала ел анасы» ордениниң саһиби Жаһангир (Гүлжаһан) Муратованиң һамийлиғида жутумизниң истраһәт беғи йенида қәд көтәргән равақниң (Арка), мәдәнийитимизниң жан көйәри Владимир Тохтасуновниң күч чиқириши билән жутумизниң кочилири асфальтлинип, йоруқлуққа егә болди. Яшлар саламәтлигиниң мустәһкәм болуши мәхситидә спорт зал, спорт мәйданчилири бәрпа қилинди. Умумән, жутумиз аватлаштурулди. Жутумизда тунжа рәт балилар бағчиси селинип, йезимизға көркәмлик һасил қилип, аниларниң һәр қандақ ишларға ғәмсиз арилишиға шараит яритилди. Бу ишни бәжа кәлтүргән наһийәлик нураний анилар кеңишиниң рәиси, наһийәмизниң Пәхрий пухраси, «Ұлт мақтанышы» медалиниң егиси Зиләхәм Жәлилованиң рәһбәрлигидики Жәлиловлар аилиси «Лалә» намлиқ 50 орунлуқ балилар бағчисини бәрпа қилип, жут әһлини хошаллиққа бөләп олтириду. Бу болса балилар жилида Президентимизниң йоллиған хәтлиригә бир кишилик үлүшини қошқанлиғиниң ипадисидур, – дәп башқиму жут үчүн хизмәт қилған атилар билән аниларни, жут әзимәтлирини тилға елип, һаяттин өткәнлирини хатириләп, һағда турғанлириға аманлиқ һәм ишлириға бәрикәтләр тилиди.

Андин тәнтәнә иштракчилириға сөз берилди. Дәсләп сөз наһийә һакиминиң орунбасари Кәдиржан Бағбаевқа берилди. У сөзидә:

– Яхшилиқ күн кәби, бәзидә булут астида болуп, бәзидә нурини төкүп чиқиду. Өзиниң мәнзили үчүн мошундақ яхшилиқ нурини  чачидиған инсанлар йенимизда интайин нурғун. Туғулған йеримиз, жутумиз үчүн хәлқимизниң ғемини, әвлатларниң әтики күнини ойлап жүргән меһриван ана Жаһангер Муратоваға миннәтдарлиғимиз чәксиз. Шу аниниң арқисида бүгүн истраһәт беғиниң алдида көркәм арка қәд көтирип, жутниң гөзәллигини техиму ашурди. Бу аниниң меһриванлиқ ишлирини жумһурийәт билиду. Шуңа у аниға пәқәт сағлам саламәтлик, шәпқәтлик йолидики ишлириға амәт тиләймиз. Йеңидин бәрпа болған «Лалә» балилар бағчисини ишқа қошуп турған Зиләхәм рәһбәрлигидики аилисиниң ишлириға муваппәқийәләр тиләймән. Мундақ ишлар техиму қанат йейип, өзгә йезилардиму шундақ хошаллиқ күнләр йеқин болсун, – дегән тилигини ейтип, наһийә һакими намидин миннәтдарлиғини билдүрди. Андин сөз алим, йеза егилиги илиминиң доктори Мәһәммәтжан Абдуллаевқа берилди:

– Йешим сәксәндин алқиған болсиму, жутумниң мундақ хошаллиғиға қатнишишни вәзипәм дәп кәлдим. Жутни сеғинип, адәмлирини кинәп кәлдим. Һазир жуттики тәнтәнидин мәлимизниң қанчилик иш биләрмән әзимәтләрниң йетилгәнлиги, өз жутиға меһриванлиқ тонутиши, Президентимизниң сәяситигә маслашқан иш жүргүзүшлири мени интайин хошаллиққа бөлиди. Ейтарим, жуқурида хәлиқ үчүн хизмәт қилған, жут үчүн жанкөйәрлик көрсәткән намайәндилиримизгә тәшәккүрим чәксиз. Илаһим, аманлиқлири болуп, көп үчүн ясиған ишлири давамини тапсун,- дәп өзиниң иллиқ инкасини билдүрди. Униңдин кейин Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси, Жумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң муһәррири Е.Әсмәтов, наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, наһийәлик мәслиһәтниң депутати А.Һосманов, Наһийәлик «Әжелер» кеңишиниң рәиси Р.Сартолова, ЖУЭМ мәркизи нураний анилар кеңиши рәисиниң орунбасари, «Қайрат» мәһәллә мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Х.Шаваеваларға берилди. Улар мошу  тәнтәнини уюштурған жутқа, жут активистлириға миннәтдәрлиқлирини әскәртип, шәпқәтлик вә сахавәтлик  ишларни әмәлгә ашурған инсанларға, уларниң аилилиригә көпчилик намидин апирин ейтишип, кәлгүси ишлириға муваппәқийәтләрни тиләшти.

Тәнтәнә ахирида жутниң ақсақаллар кеңишиниң рәиси С.Тохтахунов билән Ә.Розахунов сөз елип, тәнтәнигә келип хошаллиқлирини бөлүшкән меһманларға жутдашлар намидин рәхмитини йоллиди. Шундақла бу мәрасимни өткүзүшкә күч чиқарған мәктәп коллективиға, ата-аниларға, яшларға рәхмәтләр ейтип, һәр қандақ вәзийәттә бирлик билән өмлүкниң маһийитидин нәмуниләр кәлтүрүп, инақлиққа чақирди.

Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Ұлы дала ел анасы» ордениниң саһиби Жаһангер Муратова билән наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизи йенидики наһийәлик нураний анилар кеңишиниң рәиси Зиләхәм Жәлиловалар сөз елип, мошу чарә-тәдбирни уюштурушқа  шараит яратқан наһийәлик һакиматқа, қол учини сунған қериндашларға, шундақла мошу мәрасимниң жараңлиқ өтүшигә күч салған жутқа, устазлар билән оқуғучиларға өзлириниң сәмимий миннәтдарлиғини билдүрди.

Мәрасим давамлишип, селинған мәйдан вә имарәтләрниң тәнтәнилик рәвиштә лента қийиш мәзгилиму кәлди. Лентини қийиш жирақтин кәлгән алим М.Абдуллаев билән наһийә һакиминиң орунбасари К.Бағбаевқа әмәлгә ашурди. Гүлдүрлигән чаваклар илкидә меһманлар ясалған имарәт вә мәйданларни зиярәт қилди. Тойға қатнашқан һәр бир меһманниң сөзидин кейин оқуғучилар тәрипидин тәйярланған концертлиқ программа көрситилип, тамашибинларға хуш-хойлуқ әта қилип турди.

Кәлгән меһманлар зиярәттин кейин уюштурулған зияпәт дәстихиниға тәклип қилинди. Бу тәнтәнә һәмминиң көңлигә шатлиқ һәм хошаллиқ дәмләрни һәдийә қилиди.

    ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

СЫР САҚТАҒАН САРЫТОҒАЙ

Адамзатпенбіргежасасыпкележатқанбірдүниеболса, ол – тарих. Тарих – өткеніңді бағамдатар, с…