Йеқинда Қазкақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев мәмликәт конституциясигә йеңи өзгиришләр билән қошумчиларни киргүзүш мәсилилири бойичә қазақстанлиқларға видео арқилиқ муражиәт қилди.
Жумһурийәтлик референдумға «Сиз, 2022-жили 6-майда аммивий әхбарат васитилирида елан қилинған «Қазақстан Жумһурийитиниң Конституциясигә өзгиришләр билән қошумчиларни киргүзүш тоғрилиқ» Қазақстан Жумһурийити Қануниниң лайиһисидә баян қилинған Қазақстан Жумһурийитиниң Конституциясигә киргүзүлидиған өзгиришләр билән қошумчиларни қобул қиламсиз?» дегән соал билән «Қазақстан Жумһурийитиниң Конституциясигә өзгиришләр билән қошумчиларни киргүзүш тоғрилиқ» қанун лайиһиси қойилиду.
Дөләт рәһбири Конституциягә киргүзүлидиған түзитишләрниң мәмликитимиз үчүн тәғдиранә әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди. У Асасий Қанунға киргүзүлидиған өзгиришләр лайиһисини тәйярлаш үчүн өзиниң тапшурмиси бойичә мәхсус иш топи қурулуп, униң тәркивигә көрнәклик һоқуқшунас алимлар, тәжрибилик экспертлар, вакаләтлик органларниң вәкиллири киргәнлигини тәкитлиди.
– 27 жил илгири өткүзүлгән референдумдин кейин, қалған барлиқ конституциялик ислаһатлар Парламентта мақулланди. Принцип жәһәттин алғанда, бу – қануний әмәлият. Йеңи Қазақстан қурушниң йеңи басқучида мәмликитимиз үчүн мундақ тәғдиранә қарарларни биз умум хәлиқ болуп қобул қилишимиз керәк. Шуңлашқа мән бүгүн 5-июньда конституциягә өзгиришләр билән қошумчиларни қобул қилиш мәсилиси бойичә жумһурийәтлик референдум өткүзүш тоғрилиқ Пәрманни имзалидим, — деди Президент.
Президентниң тәкитлишичә, конституциялик түзитишләр лайиһиси бойичә көпчиликниң аваз бериши бизниң демократик принципларниң қәтъий тәрәпдари екәнлигимизни намайиш қилиду. Конституциялик ислаһат пүткүл дөләт үлгисини комплекслиқ өзгәртишкә нишан қилинған. Президент:
– Конституцияниң йеңи редакциясидә Президентниң барлиқ сәясий партияләр вә һәрикәтләрдин тәң арилиқ тутуш мәртивисини тәстиқләш планлиниватиду.
– Президентниң йеқин уруқ-туққанлириниң сәясий лавазимларни вә квазидөләт секторида рәһбирий орунларни егилиши мәнъий қилиниду.
– Түзитишниң муһим түркүми һоқуқ қоғдаш саһасини өз ичигә алиду.
– …Өлүм жазасиниң сөзсиз мәнъий қилиниши – мошу барлиқ чариләр граждан һоқуқи вә әркинлигигә һәр тәрәплимә риайә қилинишиға қаритилған.
– Жәмийәтлик вә шәхсий қәдрийәтләр мукәммәлләштүрилиду. Жәмийәт вә һакимийәт оттурисида конструктив диалог тәминлиниду. Шундақ қилип, иккинчи Жумһурийәтни қурумиз. Ислаһатму шу вәзипиләрниң утуқлуқ әмәлгә ашурулиши үчүн зөрүр. Бу қетимқи ислаһатниң алаһидилиги Президент вакалитини күчәйтиш әмәс, бәлки дөләтни чиңитиштин, йеңилаштин вә күчәйтиштин ибарәт.
– Һәммиңларни елимизниң келәчиги үчүн, кәлгүси әвлатлар үчүн референдумға паал қатнишишқа чақиримән! Силәрниң миллий мәнпийәтлиримиздин келип чиқиватқан барлиқ тәшәббусларни қоллап-қувәтләшкә чақиримән, – дәп хәлиққә ишәнч билдүрди Дөләт рәһбири.
Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң Пәрмани билән имзаланған 5-июньдики өтүлидиған жумһурийәтлик референдумға қатнишип, һәр кимниң авази әһмийәтлик екәнлигини көрситәйли!
Худавәди МӘҢСҮРОВ