Тарих бәтлиригә қанлиқ һәрипләр билән йезилған Улуқ Вәтән уруши миллионлиған адәмниң өмрини қийди. Төрт жилниң ичидә төкүлгән қан вә тәр һәм шу жилларға жуғурилған қайғу-һәсрәт һәдди-һесапсиз… Талай аилә қара хәт билән қайғу жутти. Талай җәңчи из-түзсиз йоқилип, йолиға тәлмүргән йеқинлири жиллар өтә үмүтини үзди. Һә, җәң мәйданидин аман-есән қайтқанларниң тәңдин толиси мейип болди. Уруш уларниң тенидила әмәс, жүригидиму тиртиқ қалдурди.
Ваһаләнки, әркинлик үчүн күрәштә хәлқимизму әрлик көрсәтти. От билән оқниң арисида җанпидалиқ билән күрәшкән җәңчиләрниң қатарида нурғунлиған уйғур пәрзәнтлири болди. Шуларниң бири, бүгүнки мақалимизниң қәһримани Ибрагим Сайдимов 1921-жили 5-декабрьда Уйғур наһийәсиниң Долата йезисида кәмбәғәл дехан аилисидә дунияға кәлгән. 1930-жили Чоң Ақсу оттура мәктивигә қобул қилинип, 1941-жили тамамлиған. Андин 1942-жилғичә мәзкүр мәктәп интернатида йетәкчи болуп хизмәт қилған. Шу жили армия сепигә чақиртилип, дәсләпки қошумчә атқучилар полкида курсант болуп, кейин кичик сержант атилиду.
1943-жилниң январиғичә 38-армияниң 842-атқучилар полкиниң тәркивидә болуп, Воронск фронтидики урушқа қатнишиду. 1943-жилниң январида Маренсктики һәрбий сәясий курсқа әвәтилиду. Курсни тамамлиғандин кейин лейтенант мәртивисигә егә болиду. 1943-жилниң март ейидин 1944-жилғичә Киевтики артиллериялик училищида тиңшиғучи болиду. Училищени тамамлап, еғир артиллериялик полкниң (тяжелый самоходно-артиллерийский полк) командири сүпитидә 1-2-Белорусслиқ фронттики урушқа қатнишиду.
1945-жилниң ноябрь ейидин 1946-жилниң июнь ейиғичә 85-еғир танк полкиниң командири болиду. 1945-жили 25-апрельда Шнайдюмилле шәһиридә йеник җараһәт алиду. Сарансктики танк мәктивини тамамлиған Ибрагим Сайдимов тәҗрибилик танк командири сүпитидә тонулуп, Курс доғисида үч дүшмән танксини йоқ қилиду, шундақла, йәкму-йәк җәңдә дүшмән десантини йеңиду.
Европидики җәң мәйданлирида күрәшкән уйғур жигити, капитан И.Сайдимов йеңишни Берлин шәһиридә қарши алиду. Урушта көрсәткән әрлиги үчүн «Қизил Туғ», «Қизил юлтуз», «ІІ дәриҗилик Улуқ Вәтән уруши 1941-1945ж.ж.» орденлири билән һәм «Воршавани азат әткәнлиги үчүн», «Берлинни алғини үчүн», «Германиядики йеңиш үчүн УВУ 1941-1945-ж.ж.» медальлири билән тәғдирлиниду.
Ибрагим Қахароғли өмүрлүк яри Шарванәм Сайдимова билән икки оғул бир қиз сөйиду. Уруш ахирлашқандин кейин Абай намидики Қазақ миллий педагогика институтини (һазир университет) тамамлап, узун жиллар Чоң Ақсу оттура мәктивигә мудирлиқ қилиду. 1991-жили 14-майда дуниядин өтиду.
Хулләс, җәң мәйданида қәһриманлиқ көрсәткән ата-бовилиримизниң әрлигини бүгүнки яш әвлат унтумаслиғи лазим. Чүнки уларсиз бүгүнки хатирҗәм һаятқа қол йәткүзмигән болар едуқ. Уруш жиллири Кеңәш һөкүмитиниң тәркивидә болған хәлиқләрниң бирлиги арқисида Ғалибийәт қазандуқ. Төрт жилға созулған қанлиқ күрәш1945-жили ахирлишип, азатлиқниң теңи атти. Оқ-бомбиниң авази тохтап, Ғалибийәтниң нахшиси яңриди. Мана шуниңдин буян 75 жил өтти. Вақит тән ярисини сақайтсиму, җан ярисини сақайталмиди…
Сабирәм
БӘХИТҖАНҚИЗИ