Күн санап тәрәққиятини йүксәлдүриватқан
Қазақстан елимиз бүгүн йеңи тәшәббускарлиқ вақиә (2019-жили 2-сентябрь күни)
һарписида йеңи илгириләшләр басқучлирини тәвсийә қилди. Уни Қазақстанниң
Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Сындарлы қоғамдық диалог – Қазақстанның
түрақтылығы мен өркендеуінің негізі» намлиқ Мәктүбидә ашкарә көрсәткән.
Мән оқутқучи болғанлиғим сәвәплик,
Президентниң асасий бәш басқучниң
төртинчи йөнилиши «Ижтимаий йеңилинишниң йеңи дәври» намлиқ маддисида
муәллимләрниң иш-әһвалиға алаһидә нәзәр ташлиғанлиғини зор қизиқиш билән
оқудим. Һәммигә бәлгүлүк, муәллимләрниң кейинки вақитлардики билим бериш
сапасиниң өз дәрижисидә болмайватқанлиғи түпәйли, оқуғучиларда билим сапасиниң
өз дәрижисидин төвән екәнлиги, тәртип-интизаминиң мәхсәткә мувапиқ
болмайватқанлиғини умумий жамаәтчилик ейтип, тәшвишлинип кәлди. У болсиму
муәллимләрниң абройиниң төвәнлишиватқанлиғидин дәлаләт бәрмәктә еди:
муәллимләрниң орунсиз ишларға тартилиши, ата-аниларниң устазларни адәм орнида
баһалимаслиғи, оқучилар арисида устаз этикисиға налайиқ мунасивәттә муамилә
қилиш, айлиқ маашиниң төвәнлиги вә башқиму әһваллар даирисидә болуп,
қәдрийәтлириниң йоқап кетиши устазлар шәнигә дағ болуп қалған еди…
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев устазлар
мәртивисигә мунасивәтлик Мәктүбтә яхши пикирләрни қозғап, устазниң мәнивий һәм
ихтисадий мәртивисигә алаһидә көңүл бөлгән. Президент «…Һәр қандақ саһада,
жәмийәттә, утуққа йетиштә – муәллим әмгиги алаһидә болуп, шуниң тәрбийиси вә
бәргән билимидин йетиватқан яхшилиқлар…», дәп тәкитлиши, униң оқутқучиларға
болған ижабий көз қаришиниң ипадиси дәп билимән. Шуңа устазларниң қийин, лекин
шәрәплик ишини улуқлап, 2024-жилға қәдәр айлиқ маашини икки һәссигә ашуруш
лазимлиғини, йәни әндики жилдин башлап 25 пайиздин әмгәк һәққигә қошуп
берилидиғанлиғини, шундақла тәрбийә
саатлириға, дәптәр тәкшүрүш ишлириниң қошумчә әмгәк төләшниң әвзәлликлирини
ейтиши, биз, муәллимләрниң һәр қандақ вәзийәттә ижадий издинип ишләп, роһлинип
әмгәк етишкә дәвәт қилиду дәп ишәшлик ейталаймән.
Бу Мәктүбни, биз устазлар, зор хошаллиқ
илкидә қоллап-қувәтләп, кәлгүси ишлиримизда келәчәк әвлат тәрбийисигә, билимигә
заманивий көз қарашта болуп, уларниң билимини техиму мустәһкәм болушиға
күчимизни сәрип қиларимиз һәқ. Чүнки
елимизниң тәрәққияти, Президентимизниң сәясити шуниңға дәвәт қилмақта. Бу
Мәктүб өз вақтида, керәк мәзгилдә қолға елинған вақиәдур.
Ялқун АРИПОВ,
А.Розбақиев
намидики оттура мәктивиниң муәллими