Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев
өзиниң «Сындарлы қоғамдық диалог –
қазақстанның тұрақтылығы мен өркендеуінің негізі» дәп атилидиған Мәктүбидә
көплигән муһим мәсилиләрни атап ейтип, ениқ вәзипиләрни жүклиди. Болупму,
Президентимиз «Жәмийтлик келишимни мустәһкәмләшкә» алаһидә тохталди.
«Ижтимаий вә этникилиқ
топлар арисидики келишим – пүткүл җәмийәтниң
бирләшкән әмгигиниң нәтижиси», — дәп тәкитлиди дөләт рәһбири Қасым-Жомарт
Тоқаев. Шуңлашқиму, бирлигимизни техиму мустәһкәмләш үчүн һаҗәтлик чариләрни вақти-вақтида қолға елип, бир чаңирақ астидики 130дин
ошуқ милләтниң қаймиғи бузулмиған бирлигини сақлап қелишимиз лазимлиғини қәйт
қилди. Қазақ хәлқиниң мәмликәт қурғучи
милләт ретидики ролиға тохталған Президентимиз,бир сөз билән ейтқанда,милләтләр
достлуғини сақлап қелишимиз керәклигини уқтурди.
«Бизниң
шиаримиз: Әл бирлиги – униң һәрхиллиғида! Елимиздики этникилиқ топларниң тили
вә мәдәнийитини риваҗландурушқа шараит яритиверимиз», дәйду Президент Мәктүбидә. Тунҗа Президентимиз-Елбасы Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев һәр қачан қазақстанлиқларниң
әң чоң байлиғи – бирлиги дегән сөзни қайтилатти. Йеңи Президентимизму ушбу
муқәддәс милләтләр достлуғиниң мәңгү сақлинидиғанлиғини атап ейтти. Ишинимәнки,
елимиздики бирликни мустәһкәмләш арқилиқ алда биз техиму чоң утуқларни қолға
кәлтүрүп, техиму егиз чоққиларни беқиндуридиған болумиз. Конилар «Бирлик бар
йәрдә – тирикчиликбар» дәп бекар ейтип кәтмисә керәк. Ваһаләнки, елимизниң
бүгүнки дәриҗигә көтирилишиму – бирлигимизниң йемишидур!
Қазақ
ели йүздин ошуқ милләткә әркинлик әта қилди. Һәркимниң өз ана тилида сөзләп,
өзи халиған кәсиптә ишләп, муваппәқийәт қазинишқа һоқуқи бар. Қисқиси, барлиқ
қазақстанлиқларниң һоқуқи баравәр. Мана бу әл течлиғини сақлап турған асасий
байлиғимиз дәп билимән. Қазақ хәлқи бизгә нурғунлиған имканийәтләрни яритип
бәрди. Демәк, бизму яхшилиққа яхшилиқ қилишқа тәлпүнишимиз һаҗәт. Президентимиз Қазақ тилиниң мәмликәтлик тил ретидики ролини күчәйтип,
милләтләр ара мунасивәт бағлаш тилиға айландуруш пәйтиниң йетип кәлгәнлигини
ейтти. Шуни кесип ейталаймәнки, қазақстанлиқ уйғурлар қазақ тилида әркин
сөзләйду. Бу болсиму, қериндаш милләтләрниң достлуқ ипадисидур. Бу достлуқ «Мәңгүлүк
достлуққа» айлиниши шәрт.
Шуниң билән қатар, дөләт
рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев һөкүмәтлик
әмәс тәшкилатларниң шәнини көтирип, Әзимәтлик җәмийәтни
тәрәққий әткүзүшниң 2025-жилғичә концепциясини тәйярлап, қобул қилишимиз керәклигини
тилға алди. Қазақстан Җумһурийитиниң пухраси, шу җүмлидин, наһийәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси сүпитидә
Президентимизниң җәмийәтлик келишимни мустәһкәмләш һәққидә ейтқан ой-пикирлирини қоллаймән
һәм милләтләр достлуғини мустәһкәмләш үчүн
әмгәк қилидиған болимән.
Уйғун АРЗИЕВ,
наһийәлик уйғур этномәдәнийәт
мәркизиниң рәиси