Басты бет Рухани жаңғыру Йеңи кабинет, йеңи реҗиләр…

Йеңи кабинет, йеңи реҗиләр…

0
1,789

Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалиси йоруқ көргәндин буян елимиздә тарихий бурулуш йүз бәрди. Мақалиниң маһийитини чүшинип йәткән хәлиқ нурғунлиған башланмиларниң дәвәтчиси болди.

Җүмлидин, 2018-жилиң ахириға таман «Мәнивий йеңилиниш» программисини әмәлгә ашуруш  тоғрилиқ наһийәлик штаб қурулуп, «Нұр отан» партияси наһийәлик филиалиниң имаритидин «Мәнивий йеңилиниш» кабинети ечилип, иш башлиған еди. Наһийә һакиминиң орунбасари Қ.Бекмуханбетов рәислик қилған штаб җәми 13 адәмдин шәкилләнгән болуп, мәнивий йеңилиниш программиси асасида иш жүргәзмәктә. Қисқиси, бу штабниң иш-паалийити билән йеқиндин тонушуш үчүн «Мәнивий йеңилиниш» кабинетиниң босуғисидин атлидуқ. Сөзниң расти, кабинетниң безәндүрүлүши бирдин диққитимизни җәлип қилди.

Бизни кабинет йетәкчиси Қундыз Сабырбай қизи қарши алди. Бирдин мәхситимизни ейтип, уни сөһбәткә тарттуқ. Қ.Сабырбай қизи муқум реҗисини қуруп, ишқа киришкән штабниң бийилқи иш-паалийити һәққидә мәлум қилди. Униң тәкитлишичә, «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалиси бойичә наһийәлик штаб 19 лайиһәни өз ичигә алған жиллиқ реҗә түзүпту. Реҗә бойичә жил ахириғичә 105 иш-чарә өткүзүш мәхсәт қилинипту. Чаригигә бир қетим баш қошидиған штаб әзалириниң техи йеқинда биринчи олтириши   өткүзүлүп, реҗиниң әмәлгә ешиши муһакимә қилинипту. Бүгүнки күнгә қәдәр наһийәмиздә мәнивий йеңилиниш бойичә реҗиләнгән 105 иш-чариниң 33 чариси өткүзүлүпту.

–Әлбешиниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалиси йолланғандин кейин наһийәдила әмәс, җумһурийтимиз даирисидә нурғунлиған өзгиришләр йүз бәрди. Бу өзгиришләр қазақстанлиқларға йеңичә көз қараш әта қилди. Көп өтмәй, мәнивий йеңилинишниң давами ретидә «Улуқ даланиң йәттә қири» дәп атилидиған йәнә бир тарихий әһмийити зор мақалә йоруққа чиқти. Бу икки мақалиниң нами һәр хил болғини билән, қозғалған ой вә көзләнгән мәхсити бир. Шуңа, бүгүнки күндә бу икки һөҗҗәткә асасланған һалда, мәнивий йеңилиниш турғусидин иш елип бериватимиз, — дәп һәр икки мақалә бойичә паалийәт жүргүзиватқанлиғини қәйт қилди Қ.Сабырбай.  Шундақла,  атқуруливатқан ишларниң барлиғини бир пәстә ейтип түгитиш мүмкин әмәс екәнлигини чүшәндүрүп, наһийәмиздә «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисиниң «Атамекен», «Руханий қазына», «Тәрбие және білім», «Ақпарат толқыны» қатарлиқ  кичик программилар асасида иш елип бериливатқанлиғиниму сөз қилди. Шуни алаһидә атап өтүш керәкки, наһийәлик штабниң 5 лайиһәси вилайәтлик лайиһәләр тәркивигә өтүпту.

Жил башлинип, бир қанчә айниң ичидә нәтиҗилик ишларни әмәлгә ашурған штабниң алға қойған мәхсәт-вәзипилири ениқ. Ишинимизки, «Мәнивий йеңилиниш» кабинетиниң иши алдики вақитта техиму җанлинип, чоң утуқларниң гувачиси болари җәзмән.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…