Вәтәнпәрвәрлик – туғулған йәргә болған муһәббәттин томур тартиду. Шундақ екән, биз яшлиримизни Вәтинимизниң һәр бир қум-тешини баһалашқа, қәдирләшкә тәрбийилишимиз керәк. Мәлумки, Президентимиз «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида дәл мошу мәхсәттә «Туған жер» программисини оттуриға қойди. Шундақла җиддий түрдә уни әмәлгә ашурушни тапшурған еди. Шуниңдин буян елимиздә көплигән чарә-тәдбирләр қолға елинди. Болупму, «Туған жер» программиси бойичә ишлар киндик қенимиз тамған өлкимизниң көркәм җайлириға сәяһәт қилиштин башланди. «Нұр Отан» партияси наһийәлик филиалиниң башчилиғида һәр бир йезидики яшлиримиз киндик қени тамған маканини йеқиндин тонуп, көз алдидики әҗайип мәнзириләрниң гувачиси болди һәм бу ишлар һелигичә йолға қоюлмақта.
Җүмлидин, «Нұр Отан» партиясиниң системилиқ кәштисигә мувапиқ партияниң наһийәлик филиали билән «Жас Отан» яшлар қанитиниң уюштурушида бир түркүм яшлиримизниң Чарин чатқилиға болған йеқинқи сәяһити сөзүмизгә испаттур. Хәсийәтлик маканларға сәяһәт акцияси бойичә уюштурулған сәяһәтниң мәхсити – Президентимизниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисида көрситилгән «Туған жер» программисини әмәлгә ашуруп, наһийә яшлирини Йәттису йериниң гөзәл җайлири билән тонуштуруш, яш өсмүрләрниң елигә, йеригә дегән вәтәнпәрвәрлик сезимини күчәйтиштур. «Шарын» миллий тәбиий мәмликәтлик парки тәрипидин сәяһәткә йетәкчи мутәхәссис тайинлинип, қатнашқучиларға каньонни һәр тәрәплимә тамашилитип, тонуштуруп қайтти. Сәяһәткә қатнашқучи Чонҗа Политехникилиқ колледжиниң студентлири һәм жуқарқи синип оқуғучилири көплигән мәлуматқа егә болди. Бу күн яшлиримиз үчүн әстин чиқмас бир күнгә айланди.
Сумбат ТУҒЛУҚОВА,
«Нұр Отан» партияси наһийәлик филиалиниң эксперт мутәхәссиси
-
«Азаматтарға арналған үкімет» мемлекеттік корпорациясы» КЕ АҚ Алматы облысы бойынша филиалының директоры Бекжунусов Ермек Құралбекұлымен сұхбат
Алматы облысында мемлекеттік қызметтердің 71 пайызы электронды форматта көрсетілді Ағымд… -
Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі
Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө… -
Алматы облысында ауыл әкімдерінің алғашқы форумы өтті
Іс-шара «AMANAT» партиясының бастамасымен ұйымдастырылды. Форумға Алматы облысының әкімі М… -
Алматы облысы: «109» бірыңғай байланыс орталығы 12 мыңнан астам өтініш қабылдады
Коммуналдық қызметтерге қатысты өтінімдер мен шағымдарды енді «109» бірыңғай байланыс орта…
БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР
АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ
Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұрпақтың парызы. «Жеті атасын білмеген жетесіз» деп…