«Айрилсамму силәр кәби яхшилардин,
Айрилмидим силәр ейтқан нахшилардин», дәп шаирә Патигүл Мәхсәтова хәлқимизгә түгимәс байлиқ қалдуруп кәткән талантлиқ шәхслиримизни әскә алғинидәк, мәңгү яңрайдиған нахшиларни, чаң басмайдиған китапларни қалдурған Шайим Шаваевтәк язғучи-шаиримизниң өзи өлсиму, нами өлмәйдиғанлиғи һәқиқәт. Җүмлидин, йеқинда наһийәлик мәдәнийәт өйидә Ш.Шаваевниң 80 жиллиғиға беғишланған хатириләш кечи өткүзүлди.
Б.Назимниң ғәзәллири билән башланған чаридә, дәсләп Шайим Шаваевниң һаяти-иҗадийити әкис тапқан видеоролик көпчиликниң диққитигә һавалә қилинди. Видеороликта Шайим Шаваевниң ана жути Түгмән йезисида уюштурулған 60 яшлиқ тәвәллуд тойидин үзүндиләр, драмилиридин көрүнүшләр, аилиси һәм у тоғрилиқ кәсипдашлири, әл-ағинилириниң ейтқан ой-пикирлири көрситилди. Андин риясәтчиләр сәһнә төридин орун алди. Улар хатириләш кечини қош тилда елип маңди. Иш-чаридики дәсләпки сөз наһийә һакими Шөһрәт Нурахуновқа берилди.
Наһийә һакими хәлқимизниң туғма талант егиси Шайим Шаваевниң әмгиги һәм әл қәлбидики орни һәққидә сөз қозғап, қазақ язғучиси Асқар Сулейменовниң «Қазақ әдебиеті» гезитида Ш.Шаваев һәққидә язған тәсиратида, уни түркий тиллиқ әдәбият сәһиписидә алдинқи үчлүкниң қатариға киргүзүп, әмгигини жуқури баһалиғанлиғини атап ейтти. Шундақла, М.Әуезов, С.Муқанов, Ғ.Мусирепов, Ш.Айтматов, Шекспир, Мольер, М.Горький, Шолохов, Шушкин, Р.Ибрагимбеков, С.Шаймерденов, Қ.Турсунқулов, Иран-Ғайип қатарлиқ тонулған әдипләрниң иҗадийитини уйғур тилиға тәрҗимә қилған Шайим Шаваевниң уйғур әдәбиятидики милләтләр ара достлуқ мунасивәткә қошқан төһписи зор екәнлигини қәйт қилди. Наһийә һакими сөз арисида, язғучи-шаир Ш.Шаваевниң 80 жиллиғиға мунасивәтлик Уйғур наһийәсидики билим дәргаһлирида нурғунлиған әдәбий кәчләрниң уюштуруливатқанлиғини тәкитлиди. Җүмлидин, мәзкүр хатириләш кечиниңму язғучи-шаиримизға болған һөрмитимиз, роһи алдида тазим қилғинимиз, иҗадийитигә болған миннәтдарлиғимиз болуп һесаплинидиғанлиғини ейтип сөзини йәкүнлиди. Андин 80 жиллиқ тәвәллудниң саһиби мәрһумниң өмүрлүк яри, көп жиллар Уйғур театриға хизмәт көрсәткән артисти Ризвангүл һәдә Шаваевани сәһнә төригә тәклип қилип, үстигә миллий чапинимизни кийгүзүп, қолиға гүлдәстә сунди.
Наһийәлик «Арзу» ансамблиниң сәнъәткарлири тәрипидин тәйярлиған музыкилиқ номерларни тамашиланғандин кейин, новәттики сөз Ш.Шаваевниң дости, язғучи, җәмийәт әрбаби Мурат Мухтар оғли Әуезовқа берилди. Униң сөзлири олтарғанларни бир тәвритип, көпчиликниң зор алқиш-чаваклириға бөләнди.
– Әссаламму әләйкүм һөрмәтлик қериндашлар, Ш.Шаваевниң жутдашлири вә йеқинлири! – дәп өз сөзини башлиди Мухтар Әуезов – Уйғур поэзиясигә тәәллуқ, мениң ядимда бөләкчә сақлинип қалған бир сөз бар:
«Аһ урурмән, аһ урурмән,
Аһлирим тутқай сени,
Көз яшлирим дәрия болуп,
Белиқлирим жутқай сени». Мошундақ поэзияни дунияға елип кәлгән хәлиқниң инсанийәт тарихидин мәңгүгә орун алидиғанлиғиға һеч қандақ шәк-шүбһәм йоқ. Мән Хитайдики уйғурлар истиқамәт қилидиған көплигән қедимий жутларда болдум. Шуңа, дуния йүзидики әң уста деханлар уйғурлар дәп билимән. Йәнә бир ейтип өтүдиған нәрсә, дуния йүзи бойичә әң көп яшайдиған адәмләр – турпанлиқ уйғурлар. Буни мән ойдин чиқармидим, бәлки бу илимда испатланған дуниядур. Уйғур хәлқи, уйғур мәдәнийти, уйғур әдәбияти һәққидә ейтарим көп.
-
«Азаматтарға арналған үкімет» мемлекеттік корпорациясы» КЕ АҚ Алматы облысы бойынша филиалының директоры Бекжунусов Ермек Құралбекұлымен сұхбат
Алматы облысында мемлекеттік қызметтердің 71 пайызы электронды форматта көрсетілді Ағымд… -
Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі
Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө… -
Алматы облысында ауыл әкімдерінің алғашқы форумы өтті
Іс-шара «AMANAT» партиясының бастамасымен ұйымдастырылды. Форумға Алматы облысының әкімі М… -
Алматы облысы: «109» бірыңғай байланыс орталығы 12 мыңнан астам өтініш қабылдады
Коммуналдық қызметтерге қатысты өтінімдер мен шағымдарды енді «109» бірыңғай байланыс орта…
БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР
АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ
Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұрпақтың парызы. «Жеті атасын білмеген жетесіз» деп…