Атақ, мәнсәп, мәртивә. Бәзи бир вақиәләрниң гувачиси болмиғинимда, ушбу сөзләр абройлуқ кишиләргә берилидиған салаһийәт дәп чүшәнгән болар едим. Әпсус, қув байлиқ шан-шөһрәтниңму қәдрини қоймапту, әмәсму. Медаль-орденларниң түр-түри көпәйгәчкиму билмидим, әйтәвир, бүгүнки күни мәйдисигә вал-вул қилип бәлгү таққанлар нурғун. Көпкә бирдәк топрақ чачмаймән, әлвәттә. Лекин бәзидә шу намға лайиқ инсанлар көләңкидә қелип, янчуғи қелинлар алға өтүп кетидекән… Әгәр, һөрмәткә мунасип адәмниң әмгиги баһаланса, алтун үзүккә яқут көз таққандәк иш болиду. Бирақ, әксичә болған һаләттә, алтунму көзгә илинмай қалар екән. Ейтмақчи болғиним, гөһәр лайға чүшсиму бәри бир гөһәр, таш көккә чиқсиму бәри бир таш болуп қаливериду.
Әң ямини, бүгүнки күндә кишиләр атақни дукандин алғандәк, һеч қисилмай сетивалидиған болди. Уларға көпчилик немә дәйду муһим әмәс. Тәшвишләндүридиғини, аримизда ялған мәнсәп билән өз көңлини өзи хуш қилип жүргәнләр көпәймәктә. Хизмәткә турған бу бираз вақит ичидә талай-талай шәхсләр билән йүз көрүштим, сөһбәтләштим. Уларниң ичидә яш-қериму, бай-намратму болди. Байқиғиним, камчилиғини ейтқанлардин көрә, йошуридиғанлар көпирәктур. Тән алимән, үлгә болсун дегән мәхсәттә бизму кишиләрниң яхши йеқини көп йезишқа тиришимиз. Бирақ, яхшилиғини ашурғансири, таразисиниң тәңпуңлиғи йоқап, тумшуғи көтирилидиған адәмләрму болидекән.
Кичикпейиллиқ нәдә қалди билмидим, кимла болсун өзини махтап, жуқуридин көрсәткүси келиду. Һәрким сөзини «Мән»дин башлайду. «Мән уни қилдим, буни қилдим», әйтәвир, һәммиси четидин данишмән, дунияни ялғуз өзи тирәп турған бәндиләр. Өзлирини судин таза, сүттин пак көрситип, башқиларға лай етип, ғевитини қилишқа имрақ. Улар бу қилиғи билән башқини әмәс, биринчи новәттә өзини төвәнлитип турғанлиғини сәзмисә керәк. «У қилмиғанни мән қилдим» дәп мәйдисигә уридиған махтанчақлар хәлиқтин авал өзлиригә өзи баһа бәргәнни яхши көриду. Шуниң ақиветидин хәлиқниң көз-қариши әтиварсиз болуп, гекитәк майлайдиғанларниң замани болмақта.
«Адәм қериғансири махтанчақ болуп кетиду» дәйдиғу чоңлар. Шуниң тәсиридинму, аппақ сақилини сөрәп, биридин-бири төр талишидиған яшанғанларниму йоқ дәп ейталмаймән. «Сезиги бар сәкрәйду», демәкчи чүшәнгәнләр ейтқанлиримни өзигә елиши мүмкин. Лекин мән бирәсигә әқил ейтиватқиним яки атақ-даңқини көрәлмәйватқиним йоқ. Мәхситим, яш болсун, чоң болсун һөрмитигә лайиқ болса, қошуқлап жиққан абройини челәкләп төкүвалмиса дәймән. Ушбу қурларни йезишимға түрткә болған йәнә бир сәвәп, барғансири «Мени гезитқа язсаңлар болатти…» дегәндәк сөзләрни аңлаверип, ахири өзәм хиҗил болидиған һаләткә йәттим. Гезит ахчиға сетилидиған махташ қәғизи әмәсқу. Униңға пәқәт хәлиқниң жүригигә йол тапқанлар, һәқиқий мәрданилар, парасәтлик инсанлар һәққидә йезилиши шәрт. Йешим кичик болғанлиқтин, бу сөзләрни бәзи бир инсанларниң көзигә қарап ейталмидим… Хуласиләп кәлгәндә, бар ейтарим атақ дәп абройимиздин айрилип қалмайли!
Сабирәм
БӘХИТҖАН ҚИЗИ