Басты бет Денсаулық ҮЧИНЧИ ОБЪЕКТ БЕРИЛДИ

ҮЧИНЧИ ОБЪЕКТ БЕРИЛДИ

0
22

Наһийәмиздә саламәтликни сақлаш саһасиниң тәрәққиятиға алаһидә көңүл бөлүнүп, сезиләрлик илгиришләр йүз бериватиду. Аддийғинә мисал, жил башланғандин бери наһийәдә үчинчи йеңи объект пайдилинишқа берилди.

Шундақ. Новәттики йеңи фельдшерлиқ-акушерлиқ пункт Дардамту йезисиға селинип, техи йеқинда тәнтәнилик рәвиштә ечилиш мәрасими өтти. Мәзкүр чарә-тәдбиргә наһийә һакими Бота Елеусизова, Алмута вилайәтлик саламәтликни сақлаш башқармисиниң рәиси Ержан Сүлейменов, наһийәлик мәслиһәтниң рәиси Нурәким Есжан, «AMANAT» партияси наһийәлик шөбисиниң рәиси Нурсултан Болатулы, наһийәлик мәркизий дохтурханиниң баш дохтури Әлия Ақжолтаева қатнишип, йеза турғунлириниң хошаллиғиға ортақлашти. Наһийә һакими Бота Серикқизи өз сөзидә саламәтликни сақлаш саһаси бойичәвилайәт даирисидә тилға аларлиқ ишларниң әмәлгә ашурулуватқанлиғини тәкитләп, шу җүмлидин наһийәдә бу йөнилиштәалтә йеңи объектниң һули тикләнгәнлигини ейтти.

Биригә бири улашқан тәбрик сөзләрдин кейин, йеңи мәһкиминиң лентиси қийилип, ачқучи тапшурулди. Андин бу күнни тақәтсизлик билән күткән турғунлар вә жирақ-йеқиндин кәлгән меһманлар фельдшерлиқ-акушерлиқ пунктни арилап, заманивий қурал-үскиниләр билән җабдуқланған кабинетларни көздин кәчүрди. Миңдин ошуқ турғунға хизмәт көрситидиған йеңи пунктта дохтурларниң цифрлиқ системилар билән ишлишигә барлиқ имканийәтләр яритилипту. Бу орунда фельдшер, акушер, балилар һәмшириси вә тазилиқ хадимини қошқанда, җәми төрт адәм хизмәт қилиду.

Йеза хәлқи күн-түнгә қаримайишләватқан ақ халатлиқ җанларниң хизмитидин аләмчә миннәтдар. Қизиғидин қийинчилиғи көп кәсипниң жүкини һапашлап, һардим-талдим демәй хизмәт қиливатқан саламәтлик сақчилири дөләтниң вә бизниң қоллап-қувәтлишимизгә муһтаҗ. Шу җүмлидин, йеңи мәһкимигә көчкән хадимлар толиму хурсән. Хәлиқму әнди хизмәт көрситиш сүпитиниң техиму яхшилинидиғанлиғидин  хошал.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

САЛАУАТТЫ ӨМІР – САПАЛЫ БОЛАШАҚ НЕГІЗІ

Жыл сайын 7 сәуірде әлем жұртшылығы Дүниежүзілік денсаулық күнін атап өтеді. Бұл күннің ма…