Басты бет Өңір тынысы АИЛИНИҢ БӘРИКИТИ – АЯЛДА!

АИЛИНИҢ БӘРИКИТИ – АЯЛДА!

0
21

Йеқинда наһийәмиздә «Зорлуқ-зомбилиқсиз 16 күн» акцияси асасида, Алмута вилайәтлик Ички сәясәт башқармиси вә «Адам және қоғам» җәмийәтлик бирләшмисиниң қоллап-қувәтлиши билән «Аилиниң бәрикити – аялда!» дегән мавзуда семинар уюштурулди.

Семинар-тренингқа  наһийәлик аилини қоллаш мәркизиниң мудири Гауһар Шавдинова, наһийәлик мәслиһәтниң депутати Салтанат Ермухаметова, Чонҗа йеза округи һакими аппаратиниң  мутәхәссиси Бақытгүл Акадиева, пробация хадимлири, наһийәлик мәркизий дохтурханиниң психологлири, наһийәлик «Мансап» мәркизиниң мутәхәссислири, Чонҗа йезисидики оттура мәктәпләрдики ата-анилар комитетиниң әзалири вә  балилар бағчилириниң хадимлириму қатнашти.

Чарә-тәдбиргә «Адам және қоғам» җәмийәтлик бирләшмисиниң мудири, һоқуқ пәнлириниң магистри Гүлим Нурғалиева модераторлиқ қилип, авал семинарниң мәхсити вә меһманлири билән тонуштурди. Андин қатнашқучилар психология, аилидики мунасивәт мәдәнийити, тиҗарәтчилик вә ихтисадий мәсилиләр  бойичә пайдилиқ мәлуматларға егә болди.

Умумән, тренинг үч бөлүмдин тәркип тапти. Биринчи бөлүмдә конфликтолог, психология пәнлириниң намзити, профессор Бақыт Амангелди аялларға өзини-өзи қоллаш, эмоцияни башқуруш, аилидики хатирҗәмликни сақлаш бойичә тренинглиқ тапшурмиларни орунлатти. Иккинчи бөлүмдә бизнес тренер, малийә саһаси бойичә эксперт, тиҗарәтчи, Туран университетиниң бирләшкән профессори Сәтжан Иманғалиев  қатнашқучиларға аилә бюджети, несийәләрни башқуруш вә хираҗәтни реҗиләш бойичә чүшәнчә бәрди. Ахирқи бөлүм – тиҗарәтчиликкә беғишланди.  Йәни, аяллармол тәҗрибилик мутәхәссисләрдин кичик вә оттура тиҗарәтни башлаш йоллири, дөләтлик грантлар тоғрилиқ әтраплиқ әхбарат алди. Шундақла, қатнашқучилар өз ара пикир алмаштуруп, азду-тола тәҗрибиси билән бөлүшти. Әркин форматти өткән семинар анилар, ханим-қизлар үчүн интайин пайдилиқ бир чарә-тәдбиргә айланди. Кәч ахирида қатнашқучиларға мәхсус сертификатлар тапшурулди.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ТЕПЛО В КАЖДЫЙ ДОМ

Еще одно село в районе сделало важный шаг к современному комфорту. В Таскарасу состоялось …