Басты бет Әр қилы МУКАПАТ МУБАРӘК!

МУКАПАТ МУБАРӘК!

0
19

    Бүйүк мутәппәккүримиз Йүсүп Хас Һаҗип буниңдин талай әсир илгири «Өзәңниң пайдаңни ойлима, хәлиқ пайдисини ойла. Хәлиқ пайдиси ичидә өзәңниң пайдаңму бар» дәп йезип қалдуруп кәткән еди. Әсирләр өтүп, заман йеңилансиму ушбу сөзниң қәдир-қиммити һелиғичә қилчә өзгәргини йоқ. Чүнки бу һәқиқәт!..

Әпсуски, бүгүнки җәмийитимиздә хәлиқ пайдисини ойлаватқанларға қариғанда, өз пайдисини ойлаватқанларкөпирәк. Мана шундақ вәзийәттә, хәлиқ үчүн ғәм қилип, җанкөйәрлик тонутуватқан алийҗанап инсанларниң бири – Дилмурат Кузиев. Мәлумки, чарәк әсирдин буян мәдәнийәт, сәнъәт, спорт, медицина, хәлиқләр достлуғиға чоң үлүш қошуп келиватқан шәхсләргә берилип келиватқан «Илһам» мукапити ахирқи жилларда Кузиевлар аилиси намидин тапшурулмақта.

Бийилқи«Илһам» мукапитини тапшуруш мәрасими №21 Гүлдала оттура мәктивидә өтти. Бу қетимқи мукапат шаирә вә алимә Шаирәм Баратоваға буйриди. Чарә-тәдбиргә атақлиқ алимлар, шаир-язғучилар, устазлар вә шаирәниң синипдашлири, курсдашлири, аилиси вә жирақ-йеқиндики оқурмәнлири иштрак қилип, илтипат билдүрди. Һөрмәтлик меһманларниң қатарида дәсләпкиләрдин болуп сәһнә төригә «Бент» акционерлик җәмийитиниң президенти, җәмийәт әрбаби, меценант, тонулған тиҗарәтчи, «Илһам» мукапитиниң тәсисчиси Дилмурат Пирмуһәммәтоғли, М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институти, Р.Б.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институтиниң чоң илмий хадими, филология пәнлириниң доктори, профессор Алимҗан Һәмраев (Тиливалди), «Мир» нәшрият өйиниң мудири Әлишер Хелилов, «Парасат», «Құрмет» орденлириниң саһиби, А.Розибақиев намидики №153 мәктәп-гимназияниң сабиқ мудири Шавкәт Өмәровлар тәклип қилинди. Сөзгә чиққучилар«Илһам» мукапитини беришниң мәхсити вә  маһийитигә тәпсилий тохталғандин кейин, тәнтәнилик рәвиштә мукапат мунасип егисигә тапшурулди. Бу күни хошаллиқ үстигә хошаллиқ болди. Чүнки мәзкүр мәрасимда шаирәниң «Заманивий уйғур тили вә қазақ шеирийити» намлиқ йеңи китави көпчиликкә тонуштурулди.

Андин новәт-новити билән шаирәни тәбрикләп кәлгүчиләргә сөз берилди. Бу қатардаҗумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң вә җәмийәтлик бирләшмиләрниң әзалири, Абай намидики Қазақ миллий педагогикилиқ университети вә «Өрлеу» билимни мукәммәлләштүрүш миллий мәркизиниң хадимлири, Қазақстанниң һөрмәтлик язғучи, шаирлири, «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң иҗаткарлири, №21 Гүлдала оттура мәктивиниң мудири, Гүлдала йезисиниң жигитбашлири вә анилар кеңишиниң әзалири, шундақла, шаирәниң Шерин йезисидин кәлгән жутдашлири, кусрдашлири, синипдашлириму болди.Көпчилик шаирәниң шерийәткә дегән садақити, кәспигә дегән меһир-муһәббити, дост-ярәнлиригә дегән ғәмхорлиғини сөз қилишти. Алимәниң устази, Абай намидики Қазақ Миллий педагогикилиқ университетиниң Дуния тиллири факультети Шәриқ филологияси вә тәрҗимә кафедрисиниң чоң оқутқучиси, филология пәнлириниң намзити, доцент Руслан  Арзиев  «Дунияда Шаирәм бирла…» дәп тәриплисә, жутдашлири уни хәлқимизниң қәһриман қизи Назугумға охшитишти.

Шу җүмлидин, Қ.Ғоҗамияров намидики уйғур музыкилиқ комедия театриниң нахшичиси, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Нуралим Варисов һөрмәтлик меһманларниң қатарида шаирәни тәбрикләп, нахша орунлап бәрди. Кәч давамида мәктәп оқуғучилири мукапатланғучиниң шеирлирини ядқа оқуди.  Яш сәнъәткарлар тәрипидин тәйярланған музыкилиқ номерларму тамашә қилинди.Болупму, шаирәниң пәрзәнтлириниң сәһнигә чиқип, анисиниң шеирлирини ейтип бериши, меһманларни бәк тәсирләндүрди.Чарә-тәдбирни уюштурғучи №21 Гүлдала оттура мәктиви  мәзкүр мәрасимни өткүзүшкә пухта тәйярлинипту. Мукапатлаш интайин жуқури дәриҗидә өтти.  Устазлар вә оқуғучиларниң чоң тәйярлиқ көргәнлиги бирдин байқалди.

Кәч ахирида шаирә Шаирәм Баратова сөзгә чиқип, «Илһам» мукапитини тәсис қилғучи Кузиевлар аилисигә, тәбрикләп кәлгән барлиқ меһманларға вә мәрасимни уюштурғучи №21 мәктәп коллективиғаалаһидә рәхмәт ейтип, чәксиз миннәтарлиғини изһар қилди.

Шаирәм Бағдатқизи Баратова 1980-жили Алмута вилайити Уйғур наһийәсигә қарашлиқ Ардолата йезисида дунияға кәлгән. У 1997-жили Шерин оттура мәктивини тамамлап, шу жили Абай намидики Қазақ Миллий педагогилиқ университетиниң филология факультетиға емтиһансиз қобул қилинди. 2001-жили мәзкүр билим дәргаһини утуқлуқ тамамлап, устазлиқ паалийитини ана мәктивидин башлайду. Шаирәм Бағдатқизиниң йәнә бир қири, униң илмий паалийити. У 2008-жили «Заманивий қазақ вә уйғур силлабикилиқ поэзияси: өлчәм,  ритм вә қапийә (1950 – 2000-ж.ж.)» мавзусида диссертация яқлап, филология пәнлириниң намзити илмий унваниға егә болди. Яш алимә 2006-жилдин башлап Р.Сүлейменов  намидики Шәриқшунаслиқ институтида илмий хадим болуп ишлиди. Бүгүнки күндә өзи тәһсил көргән Абай намидики Қазақ Миллий педагогикилиқ университетиниң уйғур бөлүмидә студентларға дәрис бериду. Җәмийәтлик ишларниңму паал иштракчиси болған шаирә қайнақ иҗадийәт үстидә.У «Шатлиққа тәшналиқ», «Сеғиниш вә сиғиниш», «Заманивий уйғур вә қазақ шеирийити» китаплириниң муәллипидур.

         Жутдаш шаирәни қош хошаллиғи билән тәбрикләп, төвәндә униң биртүркүм шеирлирини диққитиңларға һавалә қилмақчимиз.

  Сабирәм ӘНВӘРОВА

***

ҚАЗАҚ ЕЛИГӘ

Қазақ ели, зоқландурар әркинлигиң,

Әркин әлдә бәк ярашқан тәмкинлигиң.

Сениң охшаш азатлиққа қол йәткүзәр,

Алла буйруп бир күнләрдә хәлқим мениң.

 

Таң қалдурар сениң cехи-мәртлигиң,

Топриғиңға сиңди әләм-дәртлирим.

Чәткә қақмай бастиң бизни бағриңға,

Шу әмәсму әл қәдригә йәткиниң.

 

Қазақ ели, мән миннәтдар сениңдин,

Мәшәқәттә тепилдиң сән йенимдин.

Болғач бағриң бепаян бар милләткә,

Тепилиду орун чәксиз йериңдин.

 

ДОСТЛУҚ РИШТИ

Зоқландурар паянсиз кәң даласи,

Абай кәби әлгә мәшһур данаси.

Мустәқиллик туғин тутқан бу дөләт,

Болди дайим уйғурумниң панаси.

 

Қериндаштәк ачти әлгә қойнини,

Өзгиләрниң тәғдирин тәң ойлиди.

Шатлиқ-дәрткә ортақ болуп хәлқимму

Ғемини йәп, тойин биллә тойлиди.

 

Барчә әлгә бар шараит яраттиң,

Дуния әһлин сән ләвзиңгә қараттиң.

Бир арминим – өзәң кәби достуңниң,

Азатлиққа еришишин халаттим…

 

ҚАЗАҚ ХӘЛҚИГӘ

Уйғур дайим һәмра болған қазаққа,

Қазақму һәм йөләр бизни азапта.

Өтмүш-тарих сәһиписи сөз қатса

Тәң күрәшкән биллә талай ғазатта.

 

Җан хәлқимниң нийитини билип қой,

Сән қайғурсаң униң көңли шат әмәс.

Уйғурғу дәп, көз қириңни селип қой,

Бизму саңа қериндашқу,  ят әмәс.

 

Хәлқим хошал сәндәк достниң бариға,

Билисәнғу дил-көңлидә зари бар.

Чин достлуққа һәсәт етип, о Алла,

Яв-дүшмәнләр кирмигәй һеч ариға.

 

Бар хәлиққә әттиң пәқәт ғәмхорлуқ,

Көрмәй өтти зораванлиқ һәм зорлуқ.

Әң муһими сениң билән, җан достум,

Болди дайим деризиси тәң, толуқ.

 

Қәдри қиммәт тинич патқан һәр түнниң,

Инақлиққа зоқи кәлсун һәркимниң.

Достлириң көп, шу достларниң ичидә,

Орни бөләк болғай дайим хәлқимниң.

 

УЙҒУРЛИҒИМ – ЗОР БӘХТИМ

Иллиқ қойнуң барчә үчүн әркин пана,

Шатлиқ-ғәмдә муһтаҗ болар һәрким саңа.

Өз пәрзәндиң мәнму сениң, әзиз хәлқим,

Кәң көңлүңдин бир орунни бәргин маңа.

 

Сезинимән хәлқим мени қақмас әсла,

Бу дилимму өзгә әлгә бақмас әсла.

Оттәк иссиқ қучиғиңдин орун алсам,

Адәмсимақ чаян чоқум чақмас әсла.

 

Өзәң,  хәлқим, шан-шөһритим, пәхрим мениң,

Бу өмүрдә қолум йәткән тәхтим мениң.

Қизиқмаймән мал-дунияға әң муһими –

Уйғур болуп яралғиним бәхтим мениң!

 

ЖҮТӘРМӘЙЛИ ҮМҮТНИ

Һечкимгә раст, охшимайду дәрдимиз,

Вәтәнсиз һәм болмайдекән қәдримиз.

Ят аләмдин чүшинәр әл тепиш тәс,

Дәрт-әләмдин пәрияд етәр қәлбимиз.

 

Йәксән болдуқ, әпсус, тадан, почиға,

Адәм овлап адәтләнгән очиға.

Алла буйруп, мәйрәм қилар күн келәр,

Аман болсақ бизниңму һәм кочида.

 

Шунда яңрар җараңлиқ хуш күлкимиз,

Тазилинар қан боялған өлкимиз.

Җилвилинип йүзимиздә шатлиқ-нур,

Гөзәлликкә бөлиниду көркимиз.

 

УЙҒУРУМ – ЯЛҒУЗУМ

Бәхит қуши үркүп чәткә қачмиғай,

Уйғур дайим үмүт билән яшиғай.

Қайғу-дәртни нурғун тартти әндизә –

Қапиғин қар, чечини чаң басмиғай.

 

Хәлқим үчүн қолға алдим қәләмни,

Тетимайду өзгә әлгә бал-тузум.

Йетәр әнди тартмиғай әл әләмни,

Һәрбир уйғур мениңму һәм  ялғузум.

 

ҮНҮҢ БОЛАЙ

Өз нурумни саңа чачар күнүң болай,

Яки, хәлқим, қирда өскән гүлүң болай.

Яқ, һазирчә сениң налә-пәриядиңни,

Жирақларға йәткүзгидәк үнүң болай.

 

Тутуп қолға мону қутлуқ қәлимимни,

Таянч етип маңа бәргән тәлимиңни.

Бар адәмниң дил-қәлбигә  сиңдүримән,

Ичтә ятқан сениң пәрияд-әлимиңни.

 

Қәлимимниң әлгә сунуп берәри шу,

Һә һазирчә өз қолумдин келәри шу.

 

СӨЙҮМЛҮК ШАИРӘҢ БОЛАЙ

Кечә-күндүз қәләм тутуп мән талмай,

Маңлайдин тәр, таңлийимдин бал тамғай.

Мевисидин мәшәқәтлик меһнәтниң,

Дәмин тартип һөзүрлинип  әл қанғай.

 

Бу дөләттә йезип-сизиш әрким бар,

Өз талантим баһалинар бәлкимба.

Шеиримни интизар боп күткидәк,

Әң әвзили – мениң дана хәлқим бар.

 

Болай дайим сөзгә чевәр, маһир һәм,

Әлгә һаҗәт көз-қаришим, даирәм.

Мәхситимгә йетәр едим болсам гәр –

Хәлқим сениң сөйүмлүк бир шаирәң.

 

ЙОШУРМАЙМӘН СИРИМНИ

Қалмай артта, ашмай һәргиз қатардин,

Биллә маңай үзүлгичә мадарим.

Тәлим алған устазим бар өмүрдә,

Тоғра йолға башлар, өтсә хатарим.

 

Мениңдиму өтти бәзән хаталиқ,

Камчилиқни түзәш қийин-җапалиқ.

Һәр сиримни хәлқим билән бөлүштүм,

Хәлқим  – достум, пикри, әқли сапалиқ.

 

Һәрбир җайда һәқиқәткә яндаштим,

Жирақ жүрдүм сахта сөздин, алдаштин.

Ечип қойдум жүригимниң сандуғин,

Йошурмидим өз хәлқимдин – қандаштин.

 

ЖУТ МЕҺРИ

Мәдәт берип бизни дайим йөлидиң,

Айрилғанда атам билән анамдин.

Сәвир тиләп өз меһриңгә бөлидиң,

Кәткинидә қут-берикәт панамдин.

 

Ичимизгә жуттуқ қайғу-һәсрәтни,

Күн тәс петип, аппақ таңму тәс атти.

Әшу чағда бесип бизни бағриға,

Унтимаймән, дәсләп жутум әсқатти.

 

Көңлүм, әнди жут жүкини көтәр, бәс,

(Жутсиз инсан әлдин озуп көкәрмәс).

Хошаллиққа һәмдәм инсан тепилар,

Дәрткә ортақ жуттәк достни тепиш тәс.

 

ЖУТ ДӘП СОҚАР ЖҮРИГИМ

Билгәндин буян, жутум, есимни мән,

Анамдәк пак меһриңни сезинимән.

Шәһәргә бағлансиму турмуш риштим,

Жүримән пат-пат кинәп йезини мән.

 

Кинәймән, өскән гөзәл йезини мән,

Бойнуңға сеғиништа есилимән.

Тәлимиң билән, жутум, адәмләрниң

Тонудум намәртини, есилин һәм.

 

Сениңдин жирақлишип кәткинимдә,

Қәдимим раст оңушлуқ болғини йоқ.

Чоққини көзләп амма йәтмигәндә,

Йолумни йеңилишлар қилди туюқ.

 

Кәтмәйду көз алдимдин қияпитиң,

Сүрүнсәм таянчим һәм түврүгимсән.

Бир минут унтуш сени гуна маңа,

Көкрәктә соқуп турған жүригимсән.

 

КӘЧҮРМӘ МЕНИ

Кәчүрмә, жут, гәр бағриңни ярилисам,

Балаң болуп хизмитиңгә яримисам.

Кәчүрмә жут, ғәм-қайғуңға ортақ болмай,

Шатлиғиңда мән кочаңни арилисам.

 

Кәчүрмә жут,  сеғинғанда йетәлмисәм,

Бирәр мәһәл ишни ташлап кетәлмисәм.

Кәчүрмә жут, гәр солдуруп үмүтиңни,

Сени рази яки хурсән етәлмисәм…

Шаирәм БАРАТОВА

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР