Дияримизда чоң хошаллиқ! Наһийәмизниң қурулғиниға 90 жил толди. Шу мунасивәт билән бәш күн бойи һәрхил чарә-тәдбирләрни өткүзүш реҗиләнди.«Тарихқа тамғиланған 90 жил» намлиқ һәптиликниң дәсләпки күни «Билимлик әвлат – парлақ келәчәкниң капалити» намлиқ форум билән башланди.
Наһийәдин чиққан атақлиқ адәмләрни яш әвлатқа тонутуп, яшларға йол-йоруқ көрситиш вә билим саһасидики илғар тәҗрибиләрни тәрғибат-тәшвиқат қилиш мәхситидә уюштурулған форум интайин чоң форматта, жуқури дәриҗидә өтти. Униңға наһийәдин чиққан алимлар, устазлар, оқуғучилар, студентлар қатнашти.
Авал наһийәниң билим саһасида йәткән утуқлирикөк экран арқилиқ көпкә тонуштурулди. Сүнъий әқилниң ярдимидә тәйярланған видеоролик арқилиқ робототехника бойичә хәлиқара мусабиқиләргә вә җумһурийәтлик олимпиадиларға қатнашқан оқуғучиларниң утуқлири тоғрилиқ тәпсилий әхбарат берилди.
Ениғирақ ейтсақ, наһийәдә 31 оттура мәктәп, 39 балилар бағчиси вә буниңға қошумчә үч билим бериш мәркизи хизмәт қилмақта. Умумий билим бериш мәһкимилиридә 11088 оқуғучи, мәктәп йешиғичә болған тәшкилатларда 2390 бала тәлим-тәрбийә еливатиду. 2024-2025 оқуш жилидин бүгүнки күнгичә җумһурийәтлик олимпиада, конкурслардин – 26 оқуғучи, вилайәтлик мусабиқиләрдин – 127 оқуғучи мукапатлиқ орунларға муйәссәр болған. Наһийәмиздин Илья Молутов (Бәхтия) намидики билим дәргаһи, №1 Чонҗа мәктәп-лицейи, Долата вә Түгмән уйғур оттура мәктәплириҗумһурийәлик 100 олимпиадилиқ мәктәпниң тизимиға киргән. Җумһурийәт миқиясида – 62, вилайәт миқиясида – 97 педагог тәҗрибә таратса, 72 муәллимниң авторлиқ иши вилайәттин бәкитилгән.
Наһийәлик билим бөлүминиң рәһбири Мөлдир Қурманалиева форумға модераторлиқ қилип, Дөләт рәһбириниң тапшурмисиға мувапиқ педагогларниң вәзиписи –елимиз үчүн мунасип хизмәт қилидиған шәхсләрни тәрбийиләш болса, «мунасип шәхс» дәп өз билимини Вәтинимизниң тәрәққияти үчүн сәрип қилидиған адәмләрни тонуйдиғанлиғимизни ейтти. Шу җүмлидин, чарә-тәдбиргә чақиртилған һөрмәтлик меһманларни тонуштурғач, форумниң очуқ мәйдан (әркин) форматида өткүзүлидиғанлиғини әскәртти.
Дәсләпки тәбрик сөз наһийә һакими Бота Елеусизоваға берилди. Натиқ көпчиликни наһийәниң 90 жиллиғи билән қизғин тәбрикләп, дөләтниңтәрәққиятида билим саһасиниң, болупму, устазларниң роли алаһидә екәнлигини тилға алди.
– Биринчидин, һәммиңларни наһийәмизниң 90 жиллиқ шанлиқ тойи билән чин жүрәктин тәбрикләймән! Бу тарихниң өзи таразилиған, тамғилиған 90 жил. Бу бизниң өткинимиз, утуғимиз вә бүгинимиз. Наһийәниң 90 жиллиғиға даир алаһидә бир һәптилик башланди. Билим вә билим, мәдәнийәт вә әдәбият, спорт вә саламәтлик, йеза егилиги вә тиҗарәтчилик йөнилишлири бойичә реҗиләнгән чарә-тәдбирләрниң ахири «Бирлик билән тәрәққият» намлиқ йәкүнләш форумиға улашмақ. Мошундақ изгү чарә-тәдбирләрниң биринчи новәттә билим саһасидин башлашни тоғра көрдуқ, – деди һаким.
Кейин мәзкүр баш қошушниң билим вә илимға адил хизмәт қилишниң символи екәнлигини тәкитләп:
– Бүгүнки таңда елимиздә билим вә илим саһаси интайин тез сүръәттә тәрәққий әтмәктә. Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевниң башланмиси билән «Илим вә алий билим реформиси», «Рәқәмлик Қазақстан», «Қолайлиқ мәктәп», «Яшлар –елимизниң келәчиги» намлиқ программилар әмәлгә ашурулуп, алимлар, яш тәтқиқатчилар, қабилийәтлик билим алғучилар үчүн көпчилигән мүмкинчиликләр яритилди. Дөләт рәһбири өз сөзидә: «Бизниң келәчигимиз – билимлик вә қабилийәтлик яшларниң қолида. Илим вә инновация – Йеңи Қазақстанниң асасий тириги болуши керәк», – дәп атап өтти. Бу – әл тәрәққиятиниң стратегиялик йөнилишиниң асаси. Илим –дөләтниң интеллектуаллиқ капитали, миллий бехәтәрлигиниң капалити, – дәп билим саһаси бойичә атқуруливатқан программиларға тәпсилий тохталди.
Форумға елимизниң вә чәт әлниң йетәкчи илмий мәркәзлиридә хизмәт қиливатқан алимлар, PhD докторлар қатнишип, билим вә илим саһасидики муһим йөнилишләр тоғрилиқ ой-пикирлири билән бөлүшти. Модератор новәт-новити билән Сулеймен Демирел университетиниң бирләшкән профессори, педагогика пәнлириниң намзити Жанболат Қайыңбаев, ҚҖ Пән вә алий билим министрлиги Пән комитетиниң «Әхбаратлиқ һесаплаш технологияләр институтиниң» баш мудири, физика-математика пәнлириниң доктори, профессор, ҚҖМиллий инженерлиқ академиясиниң академиги Мақтағали Бектемесов, ветеринария пәнлириниң намзити, PhD доктори, Қазақ илмий тәтқиқат ветеринария институтиниң баш технологи Владимир Кирпиченко, М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң чоң илмий хадими, филология пәнлириниң доктори, профессор, Хәлиқара әхбарат академиясиниң академиги Алимҗан (Тиливалди) Һәмраевларни сөзгә тәклип қилди. Улар билим бериш саһасидики бүгүнки муһим мәсилиләргә вә шу мәсилиләрниң йешимини тепиш йоллириға тохталди.
Мәсилән, алим, профессор Алимҗан Тиливалди «Абай тағлыматы – кемел ұрпақты негізі» дегән мавзу бойичә сөз қозғиди. У Абай мирасиниң бала тәрбийисидики ролини асасқа елип, балиларниң роһий күч-қудритини ениқлаш, оқуш үлгиримини яхшилаш, оқуш үлгирими төвән оқуғучилар билән ишләш, әқил-ой қабилийитини риваҗландуруш, бир сөз билән ейтқанда, балиларни җәмийәткә тәйярлаш мәсилилири бойичә бәш асасий факторни атап көрсәтти.
Наһийәмиздә билим елип, илим йолиға чүшүп, бүгүнки таңда докторантура, аспирантура вә магистратура бойичә әң илғар алий оқуш орунлирида билим еливатқан яшлиримизниң сани – 48. Униң ичидә йәттиси чәтәлдә оқуватиду. Башта тәкитлигинимиздәк, форумға студентлар ZOOM платформиси арқилиқ қатнашса, чәтәлдә оқуватқан студентлар видео арқилиқ өз салимини йоллиди. Мана шундақ алаһидә форматта өткән форум чоң әвлат билән яш әвлат арисида алтун көрүк һасил қилди. Йерим күнгә созулған чарә-тәдбир ахирида муһакимиләнгән муһим мәсилиләр бойичә ортақ қарар қобул қилинди.
Хулләс, йеңи технологияләрниң ярдимидә кәң даиридә уюштурулған чарә-тәдбирниң иккинчи қисми чүштин кейин Чонҗа йезисидики оттура мәктәпләрдә давам тапти. Ж.Қудайбергенов намидики оттура мәктәптә – «Білім мен ғылым –жасампаз идеялардың бастауы», Абай намидики мәктәп-гимназиядә – «Білім, ғылым: шексіз мүмкіндік», И.Молутов (Бәхтия) намидики оттура мәктәптә – «Білім мен ғылым – рухани өркендеу» дегән мавзулар бойичә сессияләр өтти. IT вә STEM йөнилишлири бойичә көргәзмиләр уюштурулуп, учумкарлар вә билим мәһкимилири арисида йеңи һәмкарлиқ келишимшәртлири ясалди. Бу башланмиларниң барлиғи наһийәниң келәчәк тәрәққиятидики билим вә илимниң ролини ашуруш мәхситидә қолға елинди.
Илавә:
«Туғулған йериңгә туғуни тик!» принципи асасида уютурулған форум көзлигән мәхситигә йәтти десәк хаталашмаймиз. Уйғур наһийәсиниң 90 жиллиғи һарписида реҗиләнгән дәсләпки чоң чарә-тәдбирниң билим вә илим саһасиға беғишлиниши бекар әмәс. Дөләтниң әң чоң байлиғи у – билим. Тәрәққий әткән дөләтләрниң асасий алаһидилигиму мошу. Билим билән барлиқ ишикни ачқили, йеңилиқ яратқили болиду. Бүгүнкидәк аләмшумул өзгиришләр йүз бериватқан заманда елимизниң алға илгириши үчүн биз билимлик әвлат тәрбийилишимиз керәк. Келәчигимиз яшларниң қолида десәк, яшлиримизға заманға лайиқ билим бериш йолида тинмай издинишкә тегишликмиз.
Мәлумки, тохсән жиллиқ тарихқа егә Уйғур наһийәсидин көплигән атақлиқ адәмләр, алимлар, шаирлар, язғучилар йетилип чиққан. Уларниң саниға йетиш мүмкин әмәс. Һәрбири Қазақстанимизниң тәрәққиятиға өз төһписини қошти вә қошуватиду. Йәни, биз бир-бир кәсипниң һөддисидин чиқип, елимиз үчүн ишләватқан жутдашлиримиз, алий оқуш орунлирида оқуватқан студентлиримиз, мәктәпләрдә тиришип билим еливатқан талантлиқ яшлиримиз билән һәқлиқ рәвиштә пәхирлинимиз.Чүнки биз бир өлкидә туғулуп, бир йәрниң һавасини жутуп, сүйини ичип чоң болдуқ. Бизниң томуримиз бир, алға қойған мәхситимизму бир! У болсиму, Мустәқил елимизниң парлақ келәчиги үчүн әмгәк қилиш!
Сабирәм ӘНВӘРОВА
