Йеқинда «Ардагерлер ұйымы» җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшмиси Алмута вилайәтлик шөбисиниң уюштуруши билән Қирғизсай йезисида «Әл келәчиги тәрбийилик, билимлик, милләтпәрвәр яшларниң қолида» намлиқ дүгләк үстәл өткүзүлди.
Намидин чиқип турғинидәк, дүгләк үстәлдә яшлар мәсилиси муһакимә қилинди. Йәни, спикерлар елимиз үчүн адил хизмәт қилидиған, билимлик, тәрбийилик, вәтәнпвәрләр әвлат тәрбийиләш тоғрилиқ салмақлиқ ой-пикир, орунлуқ тәклиплирини оттуриға қойди. Жиғинға Алмута вилайәтлик ветеранлар бирләшмисиниң рәиси Ерболат Турымбетов модераторлиқ қилип, жиғинниң мәхсити вә һөрмәтликмеһманлар билән тонуштурди. Натиқ өз сөзидә яшлиримизниң бойиға мәнивий вә миллий қәдрийәтлиримизни сиңдүрүп, уларни адил, вәтәнпәрвәр шәхс қилип тәрбийиләшниң зөрүрийитигә тохталди. «Балаңни тәрбийиләймән десәң, өзәңни тәрбийилә» демәкчи, яшларниң чоң әвлатқа қарап бой түзәйдиғанлиғини қәйт қилди.
Андин наһийә һакими Бота Елеусизоваға сөз берилди. Һаким һәрқандақ дөләтниң тәрәққияти яшлириға бағлиқ болидиғанлиғини асасқа елип, Йеңи Қазақстанниң һулини тикләйдиған яшлиримизниң келәчигидин чоң үмүт күтидиғанлиғини йошурмиди. Дүгләк үстәл давамида Алмута вилайити дин ишлири башқармисиниң рәиси Ерғали Кошеке, Қарасай наһийәлик «Асыл ана»җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Ултусын Бархинова, Яшлар сәясити мәсилилири тоғрилиқ башқарма рәисиниң орунбасари Ләззат Мырзабекова, Алмута вилайити «Алатау жастары» яшлар тәшкилатиниң рәиси Нурсултан Орынбасаров, Сүмбә йеза округи башланғуч ветеранлар тәшкилатиниң рәиси Қалабай Мереимовларға сөз берилди. Қатнашқучилар бала тәрбийисидә аилиниң, җәмийәтниң роли, яш әвлатниң диний саватини кәңәйтиш, заманивий яшларниң бойиға миллий қәдрийәтлиримизни сиңдүрүш мәсилилири һәққидә пикир алмашти. Болупму, бу баш қошушта қиз бала тәрбийисигә алаһидә әһмийәт берилди. Ениғирақ ейтқанда, Қарасай наһийәлик «Асыл ана» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Ултусын Амангелдиқизиниң «Бүгүнки қиз бала тәрбийисидики аниниң роли» дегән мавзуда тәйярлап кәлгән доклади көпчиликниң көңлидин чиқти. Умумән, қатнашқучилар бала тәрбийисидә аниниң әң асасий орунда туридиғанлиғини тәкитләшти.
Очуқ асман астида уюштурулған чарә-тәдбиргә вилайәтимизниң тәвә-тәвәлиридин мәхсус вәкилләр келип қатнашти. Меһманлар үчүн кигиз өй тикилип, миллий таамлар тәйярланди. Бу күни дүгләк үстәлгә һәрбир наһийәдин иштрак қилғанҗәмийәтлик бирләшмиләрниң әзалири җәмийәтлик ишлардики паалийәтчанлиғи үчүн тәшәккүрнамиләр билән тәғдирләнди.Тағ етигидә өткән ушбу тәрбийәвий әһмийити жуқури дүгләк үстәл– көпчиликтә чоңқур тәсират қалдурди.
Сабирәм ӘНВӘРОВА