Басты бет Көкжиек ТӘДБИРЧАН УСТАЗ

ТӘДБИРЧАН УСТАЗ

0
71

«Муәллим – яш әвлатқа өз билимини, тәжрибисини үгитидиған, әқил беридиған, йол көрситидиған тәрбийичи. У тәрбийилигән балилар жәмийәтниң һулини көтириду. Бүгүнки муәллим, һәр тәрәптин тәрәққий әткән, заман билән биллә қәдәм басқан устаз болуши керәк. Балиниң ишәнчисини ақлаш – устазниң пәризи болуп һесаплиниду. Муәллим – балиларниң тилини, дилини чүшинидиған, уларни уюштуралайдиған, ата-анилар билән инақ муһитни яритип, балиға билим бериш вә тәрбийиләштә тоғра йөнилишни беридиған инсан болуши шәрт.

«Устаз – улуқ әмәс, хизмити улуқ» демәкчи, мана шундақ улуқ хизмәтниң һөддисидин чиқип, һөрмәтлик дәм елиш йешиға йәткән мәртивилик мутәхәссисләрниң бири – Қирғизсай оттура мәктивиниң математика пәни муәллими Дилбирим Мурсул қизиниң иш-паалийити һәққидә сөз қозғап, әвлат вә жәмийәт үчүн қилған әжридин нәмунилар кәлтүримиз.

Дилбирим 1963-жили Уйғур наһийәсиниң Қирғизсай йезисида аддий пухра аилисидә дунияға кәлгән. Мәзкүр йезидики оттура мәктәпни яхши баһаларға түгәткән қиз, балилиғидин арман қилған устазлиқ кәспини егиләш үчүн 1981-жили Алмута шәһиридики устазларни тәйярлайдиған билим дәргаһиға қобул қилиниду. Студентлиқ дәвридиму өзиниң тиришчан, уюштуруш қабилийитиниң үстүнлүги вә әмгәк сөйгүчлиги билән көзгә чүшкән Дилбирим 1985-жили алий билим егиләп, өзи дәсләпки тәлим алған Қирғизсайдики ана мәктивигә устаз болуп келиду.

Бу жапалиқ әмгәкниң мәсъул хадимлири һәр жилда йеңилиниватқан билим программилириниң ижабий рояпқа чиқиши үчүн тинимсиз меһнәт қилишни тәләп қилатти. Мана мошундақ жавапкәрлиги мол кәсипкә жан дили билән киришкән яш устаз Дилбирим һәр күндики дәрискә издинип, үгинип дәрис беришкә интилатти. У заман тәләплиригә мувапиқ һалда дәрисләрдә оқутушниң түрлүк технологиялирини пайдилинип, шагиртлириниң мустәқил ишлишигә алаһидә көңүл бөлгән устаздур.  Бу тиришчан устазниң әмгигини көргән мәктәп мәмурийити униң уюштуруш қабилийитини бирдин сәзди. Униң мәктәптики жәмийәтлик миқиястики нәмунилик ишлири һәммини қайил қилди. Уюштурулған мәктәптики спорт вә башқиму мәдәний чарә-тәдбир оюнлирида униң тәшәббуси дайим тилға елинатти. Шундақла, жуттики жамаәтчилик арисида өткүзүлидиған мәвсүмлүк чарә-тәдбирләрдә Дилбирим тәшәббускарлиқ көрситип, һәр қандақ вәзийәтниң шәрәплик чиқиш йоллиридин мәслиһәтләрни берип, жутдашлирини, хусусән, яшларни жәмийәтлик мәдәний чариләргә тәклип қилип, униң әһмийитидин мәслиһәтләрни бериштин ялиқматти. Әвзили, униң уюштурған ишлири дайим хәлиқниң көңлидин чиқип турди. Шуңа һәр қандақ жәмийәтлик иш Дилбиримсиз өтмәйду десәм хаталашмаймән, чүнки һәр қачан шу чариниң қайнимида Дилбиримни көримиз.

Дилбирим билим бериштә заман еқимиға мувапиқ оқутушниң йеңи дәстүрлирини өз дәрислиридә изчиллиқ билән пайдилинип, заман технологиялири асасида шагиртларға сүпәтлик билим берип кәлди. Униң тиришчанлиғи мәктәптила әмәс, наһийә даирисидиму көрүнүшкә башлиди. Устазниң һармай-талмай қилған ишлирини оқуғучилири наһийәлик, вилайәтлик байқашларда алдинқи үчлүктин төвән чүшмәй көрситип кәлди. Униң бу көрсәткүчлири Дилбиримгә түрлүк мәзмундики алқишларни соға қилди, йәни наһийәлик, вилайәтлик билим орунлириниң диплом вә алқишлири берилди. Буниңдин биз Дилбиримниң өз кәспигә болған меһир-муһәббитини очуқ көрәләймиз. Шундақла Дилбиримниң көп жиллиқ әмгиги нәтижиси «За заслуги в сфере образование» медали билән тәғдирләнсә, кәспий иттипақ бирләшмисиниң «Ардагер ұстаз» медалини елиши сөзүмизгә купайә.

Дилбирим жут ичдә уюштурулуватқан һәр қандақ жәмийәтлик ишларғиму паал қатнишип, зор һөрмәт-икрамға сазавәр болған устаздур. Шуңлашқа жут әһли Дилбиримни «Жутумиздики жамаәтлик ишларниң илһамчиси» дәп атап кәткән. Дилбирим Мурсул қизи дили пак, көңли ақ, келәчәккә ишәнч билән яндашқан меһриван ана һәм варисларниң хатиржәм һаяти билән мәдәнийитигә алаһидә көңүл бөлгән инсан. Бу устазниң әмгәклирини тизимлап чиқишниң өзи бир мәшәқәттур. Чүнки Дилбирим барлиқ иш саһасида өзиниң вижданлиқ дили билән әмгәк қилиду һәм униң нәтижисиниң жуқури болуши үчүн дайим тиришиду.

Дилбирим Мурсул қизи Қирғизсай йезисидики су иншаәтлири билән шуғуллинидиған Аблемит Палтиев билән аилә қуруп, төрт қиз пәрзәнт сөйүп, уларни заман нәпәсидә тәрбийиләп йетилдүрди. Алий билим дәргаһлирини муваппәқийәтлик тамамлиған пәрзәнтлири елимизниң түрлүк иш саһалирида әмгәк етип, Вәтинимиз үчүн хизмәт қилидиған аилиләрдин болуп йетилди. Улар төрт пәрзәнттин 9 нәврә қучқан әзиз бова-момилардур.   Бүгүнки таңда Дилбирим Мурсул қизи 61 яшқа толуп , һөрмәтлик дәм елишқа чиқиш һарписида туриду. Биз бу тәдбирчан устазға, йәни мубарәк дәм елишқа чиқиш күнидә Дилбиримгә сағлам-саламәтлик, хатиржәм һаят, аилисигә инақ-ижил турмуш вә нәврилириниң шох күлкилиригә ғәриқ болуп жүрүшини тиләймиз.

Турдибүви ӘХМӘТОВА,

                                                      Қирғизсай оттура мәктивиниң психологи

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жаңа инновациялық мектеп ашылды

2024 жылғы 6 қарашада Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Рахат ауылдық округіне қарасты Өрі…