Басты бет Денсаулық БИЛИМЛИК СТОМАТОЛОГ

БИЛИМЛИК СТОМАТОЛОГ

0
133

Медицина саһасида бир нәччә йөнилиш бар. Шуларниң бири у – стоматология. Бу саһаниң барлиқ мүшкүл жәриянлириға бәрдашлиқ берип, хәлиқниң көңлидин чиқип келиватқан әвзәл жанлар барчилиқ. Амма мошу саһа бойичә ишини минсиз атқуруп, бемарларниң дәрдигә дава болуп келиватқан наһийәмиздики алий дәрижилик чиш дохтури Сәйдалим Исмайилов билән болған сөһбитимизни диққитиңларға һавалә қилмақчимән.

Чишни давалаш билән қириқ жилдин ошуқ шуғуллинип келиватқан жуқарқи дәрижилик стоматолог чиш дохтури Сәйдалим Исмайиловқа Уйғур наһийәсиниң барчә хәлқи өзлириниң миннәтдарлиғини изһар қилиду. Билимлик чиш дохтуриниң оғли Ринатму ата изи билән маңған яш мутәхәссис – чиш дохтуридур. Һәммигә аян, чиш дохтуриға бериш балилар әмәс, һәтта чоңларму жүрәксизлинидиғанлиғи сир әмәс. Бизниң қәһриманимиз болған Сәйдалимға кәлгүчи балиларму чишини давалитиштин қорқмайду. Чүнки, С.Исмайилов пүткүл аңлиқ һаятини мошу саһаға беғишлап келиватқан, алий дәрижилик, қоли йеник чиш дохтуридур. Өз кәспиниң маһири С.Исмайилов стоматологиядики ағиз бошлуғи, чиш, қизил иңәк қәвитиниң ағриғини жансизландуруш усули билән давалайду.

– Бала күниңдә стоматолог болимән дәп ойлиғаму?

– Растини ейтсам, чиш дохтури болуш кичигимдин пәйда болған. 1974-жили оттура мәктәпни түгәттим. Бекар жүрмәй, бир жил жутумиздики түрлүк иш саһалирида ишлидим. Йолум чүшүп, 1975-жили Алмутидики өзәм арзу қилған мәмликәтлик медицинилиқ институтқа оқушқа кирдим. 1980-жили бу алий дәргаһни қизил дипломға тамамлап, Талғар шәһиридики стоматология шипаханисида интернатурани тамамлиғандин кейин, Уйғур наһийәлик мәркизий ағриқханиға ишқа кәлдим. Мәркизий ағриқханида чиш давалаш бөлүмидә дәсләпки хизмитимни башлидим. 1982-жили Уйғур наһийәлик стоматология бөлүминиң йетәкчиси вә мошу ағриқханидики Талғар медицинилиқ училищениң мудири хизмитини аброй билән бәжәрдим. 1989-жилғичә  Уйғур наһийәлик мәркизий ағриқхана башчисиниң егилик ишлири бойичә орунбасари болуп ишләп жүрүп, мәркизий ағриқханиниң партком хәтчиси хизмитиниму ишлидим.

    – Шәхсий стоматология шипаханисини қачан ачтиң?

– 2000-жили мустәқил елимиздики дәсләпки саламәтлик саһасини шәхсийләштүрүш йөнилишидики системини қоллап-қувәтләп, наһийәдә дәсләпкиләрниң қатарида Чонжида шәхсий «С.М.Исмайилов» чиш давалаш орнини ечип, жигирмә төрт жилдин бери йемишлик әмгәк қилип келимән. Дәсләпки жиллири наһийә хәлқи маңа анчә ишәнч билән қаримиди. Бирақ вақитлар өтүп, өз ишимни көрсәттим. Кейин болса, ихчам орунлашқан йәрдә узундин-узун новәт күтидиған адәмләр сани көпәйди. Андин ишлирим илгириләп иккинчи, үчинчи чиш ясаш бөлмилирини ачтим.

    – Ақ халатлиқ инсанда қандақ хәсийәт бар дәп ойлайсән?

 

– Бәрдашлиқ билән әмгәк сөйгүчлүк керәк. Шундақла билим егиләп, дәрижәңни көтириш үчүн күн санап еринмәстин паалийитиңни  мустәһкәмләш лазим. Вақит чәклик болғини билән билим чәксизғу. Әнди чиш мәсилисигә келидиған болсақ, адәм балисиниң әң асасий әзалириниң бири 32 чишниң сағламлиғи. Ундақ дегинимиз, сениң тамақ һәзим қилиш әзалириңниң дурус иш ишлиши чишқа мунасивәтлик. Қияпитиңниң чирайлиқ көрүнүши, сөзүңниң ениқ чиқишиға тәсири бар. Мана мошуниң һәммиси жәмләп кәлгәндә, сениң яш вақтиңдин башлап өз чишиңни күтүшиңгә бағлиқ, – дәйду әл һөрмитигә еришкән маһир стоматолог Сәйдалим.

Сәйдалим Исмайиловниң пикри бойичә, чиш дохтуриға тез-тез қарилип туруш ошуқ болмайдиғанлиғини ейтиду. Умумән, чиш дегәнгә пәрвасизлиқ билән қарашқа болмайду. Һәр бир адәм өзигә дайим ишәнч билән жүридиғини бәлгүлүк, чиши сақ болсиму, кам дегәндә йерим жилда бир рәт чиш дохтуриға қарилип, профилактикиға көпирәк әһмийәт бериш әвзәллигини тәшвиқ қилиду.

– Мошу күнгә қәдәр әл-жутқа көрсәткән хизмәтлириңниң баһаланмай қалған чағлири барму?

–  Әмгигим һеч вақитта йәрдә қалған әмәс. Худаға шүкри, тәғдирнамиләр йетип ашиду, – дәп қисқила жавап бәрди кәмтәрлик билән.

Алий дәрижилик чиш дохтури Сәйдалим Исмайилов бир нәччә рәт медицина хизмәтчилири кәспий иттипақи Алмута вилайәтлик комитетиниң «Һөрмәт грамотиси» билән мукапатланған. Шундақла «Аброй» медали, «1-дәрижилик Қазақстан Стоматологиялик жәмийитиниң», «Қазақстан Стоматологиялик жәмийити стоматология хизмитиниң әлачиси» төш бәлгүлири билән, Қазақстан Жумһурийити «Саламәтликни сақлаш саһасиниң 25 жиллиғи» тәвәллудлуқ медали, ҚЖ Саламәтликни сақлаш министриниң «Тәшәккүр» хәтлири охшаш мәдһийиләшләр билән тәғдирләнгән.

    – Әнди, мошу саһадики асасий ярдәмчәң, һәмширәң Тураш тоғрисида немә ейтқан болар едиң?

– Қачан дохтурниң иши һәмширисиз пүткән? Көп жиллардин бери һәмширә болуп келиватқан Тураш Мусақулова һәққидә ейтмай мүмкин әмәс. Уму өз кәспиниң маһири. Мениң асасий қол қанитим, – дәп униң өз ишиға мәсъул  екәнлигини тәкитлиди.

Тураш 1999-жилғичә Уйғур наһийәлик мәркизий ағриқханиниң хирургия бөлүмидә һәмширә болуп ишлисә, 2000-жилдин башлап билимлик чиш дохтури Сәйдалимниң йенида биллә хизмәт қилип кәлмәктә. Улар аилисидә 2 қиз, бир оғул тәрбийиләп чоң қилди. Бүгүнки таңда үч балисидин 6 нәвриси бар.

Билимлик стоматолог, өз ишиниң маһири, көпчиликниң ишәнчигә еришкән алий категориялик мутәхәссис Сәйдалим Исмайиловниң аилисигә хатиржәмлик, бәрикәт, ишлириға техиму зор муваппәқийәтләр тиләймиз.

Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АИТВ-ке қарсы антиретровирустық терапия оң нәтежиесін беріп жатыр

Алматы облысында АИТВ инфекциясын емдеу бойынша үлкен жетістіктерге қол жеткізілді. Бұл ту…