(Болған вақиә изидин) Адәттики иш күни. Һәммимиз алдираш. Кәсипдаш қизниң җараңлиқ авазидин бир мәһәл сүкүттә туруп қалдуқ. У кимду бири билән телефон арқилиқ параңлишивататти. Туюқсиз авази қаттиқ чиқишқа башлидидә, һәммимизниң диққитини бөлди. Шуниңғичә у маңа әтигәндин бери ата-аниси билән алақигә чиқалмайватқанлиғини ейтқан. Әлпазиға бақсам, бир яманлиқниң болғанлиғи байқилип туриду. Телефонни қоюшиға һәммимиз һәр тәрәптин «Течлиқму? Һәммиси дурусму?» …