«Нұр Отан» партияси Уйғур наһийәлик филиалида «Кедергісіз келешек» партиялиқ лайиһәси даирисидә җумһурийәтлик системилиқ кәштигә мувапиқ наһийәлик иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар бөлүми билән бирликтә мүмкинчилиги чәкләнгән пухраларниң қол һүнәр буюмлирини сетиш акцияси болуп өтти. Чаригә партияниң наһийәлик филиалиниң рәиси Шөһрәт Нурахунов, наһийә һакимниң орунбасарлири, мәһкимә вә бөлүм башчилири, җәмийәтлик уюшмиларниң рәислири иштрак қилди. Дәсләп, «Нұр Отан» партияси наһийәлик филиали …