Шипакар Альбина шундақ дәйду: «Зор жавапкәрликни ипадиләйдиған ишниң бири у – шипакарлиқ. Бу мутәхәссислик адәм тәғдири билән мәккәм бағлиқ болғачқа, хаталиққа һеч йол қоюшқа болмайду. Шуңлашқа улар дайим күндиликтики билимини риважландуруп, дайим издиниш кәйнидә болиду. Шундақ қилған чағдила, йәни өз саһасиниң қир-сириға чоңқур чөкүп, ижадий яндашқандила, мәхсәт-мурадиға йетиду. Кәсип таллиғанда адәм әң алди билән өзиниң қабилийитини муқум һис қилғини әвзәл. …