Басты бет Заң және қоғам ЗОРЛУҚ-ЗОМБУЛУҚҚА ҚАРШИ ЖАЗА ҺӘҚҚИДӘ

ЗОРЛУҚ-ЗОМБУЛУҚҚА ҚАРШИ ЖАЗА ҺӘҚҚИДӘ

0
1,443

Йеқинда ижтимаий торларда Қазақстан ажришиш бойичә дунияда биринчиләр қатарида туриватқанлиғи тоғрилиқ әхбарат тарқиди. Статистикилиқ мәлуматларға қарисақ, кейинки жилларда қазақстанлиқлар арисида ажришиш фактлири көпәймәктә. Қазақстан Жумһурийити Алий сотиниң бәргән мәлумати бойичә, 2001-жили сотларға 80 миңдин ошуқ, 2022-жили 82 миң, 2023-жили 78 миңдин ошуқ әризә чүшкән. Уларниң йеримини сот қанаәтләндүргән. Йәнә шу мәлуматларға қарисақ, Алмута вә Алмута, Қарағанда вилайәтлиридә ажришишни халайдиғанлар сани көп екән. Қошумчә қилсақ, кейинки жилларда аилә қурушни халайдиғанлар сани азийип кетиватиду.

Мундақ әһвалларниң болушида аилә әзалириниң өз ара келишмәслиги түпәйлидин көплигән наразилиқ аламәтлири пәйда болмақта. Һәтта бәзи бирлири жүптини өлтүрүш дәрижисигичә йәткән. Бәзилиридә болса роһий жәһәттин дилини боғуп, аилә бәрикитини учармақта. Хусусән, мундақ жәриянлар бүгүнки турмушимизда яққал көрүнмәктә. Мәсилән, йолдиши билән аразлишип Алмутиға кәлгән Салтанат исимлиқ жуганни Таразда жүргән йолдиши Александр Ким Алмутиға келип (пайлап жүрүп) янчуқ телефонида ажрашқан аялиниң бир адәм билән турғинини көрүп қалиду. (Улар некада он бир жил турған. Амма Салтанат ажришиш һәққидә әризисини берип, йәни ажришиш қәғизини елип Алмутиға кәткинигә бир нәччә вақит болған). Вақиәниң маһийитигә йәтмәй, ишик алдиға чиққан Салтанатниң йәлкисидин уруп жиқитип, тепип һошсиз қилип, өзи кетип қалиду. Буни көргән әтраптикиләр полициягә хәвәрләп, дохтурханиға йәткүзиду. Жәбирләнгүчи аял һошиға келип, ажрашқан йолдишиниң үстидин сотқа шикайәт қилиду вә униңға зораванлиқ күч көрсәткән йолдиши өз жазасини елиши сөзсиз.. Иккинчи бир вақиәни аңлап көрүң; бу аләмтордин елинған, йәни Қарасай наһийәсдә болған екән. Муштуми зор, йәни ичимликкә тойивалған йолдиши өй тазилаватқан аялини уруп жиқитип, андин бир нәччә рәт тәпкән. Һазир жәбирләнгүчи билән полицейлар бирлишип, сотниң тәһлилини күтмәктә. Әгәр әйиви дәлилләнсә, йолдишиға үч жилға әркинлигидин айриш жазаси берилмәкчи. Йәнә бир қизиқарлиқ вақиә, күндә дегидәк телевизордин көрситиватқан алий лавазимлиқ шәхс Қуандық  Бешимбаев өз аяли Салтанатни дәһшәтлик вә рәһимсизлик нийәт билән өлтүргән. Униң иши һазир сот һозурида тәһлил қилинмақта. Әгәр өлтүргәнлиги испатланса көп жилға өз әркинлигидин айриш жазаси күтүп туриду. Мундақ мисалларни көпләп кәлтүрүшкә болиду.

Кейинки мәзгилләрдә аялларға күч көрситиш, зорлуқ-зомбулуқ охшаш ишлар көпийип, аниларни тәшвишкә салмақта. Бу жәриян барлиқ йәр шаридики әлләрдиму бесим болуп турғандәк. Шуңа 15-үмүт (апрель) күни Қ.Ж.Тоқаев «Турмуштики зорлуқ-зомбулуққа қарши жазани күчәйтишкә» болған қанунға қол қойди. Буниңдин кейин аилидики уруп-жәңжал вә ажизларға болған зораванлиқ әһваллири алаһидә тәстиқләнгән жинайәт кодекси билән қарилидиған болиду.

Демәк, зәрдап чәккән һәр бир аялниң һал-муңи толуқ қарилип, қол көтирип, қийнап, номисиға тәккән вә зорлуқ-зомбилиқ көрсәткән шәхс бәлгүләнгән қанун даирисидә мәсилиси қарилидиған болиду.

Әлвәттә, елимиздә аилини сақлап қелиш, аилә қәдрийәтлирини тәшвиқ қилиш кәң даиридә жүргүзиливатиду. Әгәр ажришиш әһвали йүз бәргән һаләттә камаләт йешиға толмиған балиларниң һоқуқлирини һимайә қилишқиму алаһидә көңүл бөлүниватиду. Әризә сотқа чүшкәндә сотлар аилини сақлап қелиш үчүн бу ишқа психологлар билән медиаторлар жәлип қилиниду. Психологлар әр-аял билән сөһбәт өткүзиду, шундақ қәдәмгә сәвәп болған нәрсиләрни ениқлайду. Қисқиси, тәрәпләрни мурәссәгә кәлтүрүшкә тиришиду. Улар ажришиш тоғрилиқ қарарни қобул қилса, медиаторлар ярдәмгә келиду. Улар мунасивәтләрни рәтләш, инақ болуп қелишни вә мәдәнийәтлик муамилә қилишни тәклип қилиду. Мәсилиләрни рәтләш арқилиқ сотқичә һәл қилиду. Бу илгәрки әр-аялниң һаятини вә сотларниң ишини йеникләштүриду.

                                                                                             Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖЕМҚОРЛЫҚҚА ЖОЛ ЖОҚ

Сыбайлас жемқорлық – заман ағысымен бірге өсіп-өркендеп, мол қаражат және қоғамдық бәсекел…