Басты бет Көкжиек ТӘЛӘПЧАН ВӘ ТӘДБИРЧАН РӘҺБӘР

ТӘЛӘПЧАН ВӘ ТӘДБИРЧАН РӘҺБӘР

0
343

    -Һәр қандақ мәмликәт келәчигиниң парлақ болуши билимгә бағлиқ екәнлиги талашсиз. Елимиздә оқутушниң йеңи программилири ясилип, Қазақстанлиқ оқутуш системиси дуния миқиясиға киришкә йөнилиш алмақта, – дәйду Довун оттура мәктивиниң мудири Халима Малибаева. – Вақит еқимиға қарап инсанларму, заманму өзгириду. Бүгүнки әлниң туғини биз көтирип маңсақ, келәчәктә уни өз қолиға алидиған мәктәп босуғисини атлиғучи гөдәкләрдур. Шуңлашқа мәктәп – әл тәғдирини йәшкүчи дәргаһ. Униң қойнида пүткүл бир әлниң тәғдири тәрбийилиниду, – дәп сөзини давамлаштурди ишиға дадил, кәспигә майил болуп, келәчәк әвлат тәғдирини ойлиған мудир Халима.

Устаз әмгигиниң бирла йемишини көрүшни арман қилиду. У шагиртлириниң һаяттин өз йолини тепиши, чоққиларға пәрваз қилишидур. Мана мошундақ арзу-арман илкидә жүргән жүриги пак, дили меһиргә толған устазларниң бири Халима Малибаевадур.

Мән у яқниң иш паалийитини һәр кимдин аңлап жүрсәмму, сәмимий параңлишип көрмигән едим. Йолум чүшүп, күздә  Довун йезисидики арка вә балилар бағчисиниң ечилиш мәрасимиға барғанда, Халиманиң һәқиқәтән маһир тәшкилатчи, зеһни очуқ, уттур сөзлүк, сөзгә чевәр вә тәләпкар педагог екәнлигигә көз йәткүздим. Уни барлиқ жут әһли, устазлар жамаити вә оқуғучилар чин ихлас билдүрүп наһайити зор һөрмәт көрситидекән. Мән тәсират илкидә қалдим. Шуңа Халиманиң иш-паалийитини көпчиликкә тонуштуруш мәхситидә қолумға қәләм алдим.

Йезиниң аддий пухралири болған Мәсимахун билән Гүли Малибаеваларниң аилисидә Халима 1980-жили 10-августта Довунда дунияға кәлгән. Атиси Мәсим шофер болуп ишлигән. 27 йешида туюқсиз жүрәк талмиси билән ағрип өмүрдин өтиду. Әнди 27 йешида тул қалған аниси Гүли китапханида ишләп, 4 балини һеч кимниң көзигә қаратмай, ақ тарап, кам қилмай беқип, оқутуп қатарға қошти. Һәр қайсини өй-отақлиқ қилип, тирикчилик қилишқа тәрбийилиди. Балилири һәр сәһәр турғанда уларға атап алаһидә дуга қилип туридекән.

Халима Мәсимахун қизи 1987-жили Довун оттура мәктивиниң 1-синипиға берип, 1997-жили оттура билим елип чиқиду. Шу жили Абай намидики Алмута мәмликәтлик университети филология бөлүминиң уйғур тили билән әдәбияти вә тарих бөлүмигә тапшуруп, 2001-жили бу алий дәргаһни яхши баһалар билән тамамлайду. Қабилийәтлик вә тәшкилатчанлиқ иқтидари болған Халимани шу жилила билим алған мәктиви Довун оттура мәктивигә педагог-уюштурғучи қилип тайинлайду. 2003-2006-оқуш жиллирида мәктәп мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари болуп ишләйду. Мошу арилиқта илим-билимниң көп сирлирини ижадий үгиниду. Әмәлиятта пайдилинип, кәсипдашлири арисида һөрмәт қазиниду. Тиришчан Халиманиң  атқуруватқан ишлирини көргән жуқарқи рәһбәрлик уни 2006-жили мәзкүр мәктәпниң мудир лавазимиға тайинлайду. Бу лавазимда та бүгүнки күнгичә ишләп келиду. Рәһбәрлик тәрәптин өз билимини көтириш мәхситидә 2018-жили Алмута шәһиридики педагогикилиқ маһирлиқ мәркизидә «Көшбасшылық және шағын жинақы мектеп басқару» ихчам мәктәп башқуруш рәһбәрлириниң билимини көтириш билим орнида 9 айлиқ курста тәһсил көриду. Шундақла бийилқи жили башчилиқ тәрәптин өз билимимни көтириш мәхситидә  Алмута шәһиридики педагогикилиқ маһирлиқ мәркизидә «Инновациялик менеджмент» мавзусидики 6 айлиқ курста оқуйду.  Қисқиси, заман тәливигә хас өзгириватқан оқутуш хусусидики курслардин қалмай оқуп, билим егиләп, тәжрибә топлап өз коллективини мәхсәткә мувапиқ йетәкләп кәлмәктә. Шуңа Халима башқурған оттура мәктәп наһийә даирисидики үлгилик мәктәпләрниң бири атилип, тилға елинип келиду.

Һәр жили мәктәпкә һамийлар келип, өзлириниң қол учини берип, балиларниң сапалиқ билим елишиға мүмкинчиликләр яритип, билим дәргаһидики 97 оқуғучи билән 27 тәрбийә бериватқан муәллимниң бәхүдүк ишлишигә зәмин яритип келидекән. Көрүп турисиз, Халима Мәсимахун қизи әтраптики иш биләрмән вә тижарәтчи инсанлар билән тил тепишишни, чиқишишни өзиниң мүжәзигә маслашқан мунасивити арқилиқ мәйданға кәлтүргини талашсиз.

Аилидиму бәхтини тапқан Халима өзи билән мәзкүр мәктәптә хожилиқ ишларға һәмкарлишидиған, жирақни йеқин қилип жүридиған  өмүрлүк яри Алимжан Мусияров билән баш қошуп Сарвиназ, Дилнаваз вә Алинур исимлиқ пәрзәнтләрни сөйүп, жуттики мәктәптә тәлим алғузуп кәлмәктә.

Жәмләп ейтқанда, аңлиқ һаятини билимгә беғишлап, келәчәк әвлатлириниң ғемида көйүп-пишип, тәр төкүп ишләватқан, жутниң мәдәнийитини көтирип, хәлиқниң бирлигини мустәһкәмләш үчүн билими билән күчини сәрип қиливатқан, йәни һәр қачан устаз мәвқәсини жуқури қоюп тиришип ишләватқан тәләпчан вә тәдбирчан рәһбәр Халима Мәсимахун қизиға келиватқан йеңи жилда йеңи утуқларға йетишигә, шундақла тенигә сағлам саламәтлик вә алдидики ишлириға муваппәқийәтләр тиләймиз.

ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жаңа инновациялық мектеп ашылды

2024 жылғы 6 қарашада Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Рахат ауылдық округіне қарасты Өрі…